Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий көрүшиду
2007.09.24
Канада мәтбуатлириниң ашкарилишичә, тибәтниң сүргүндики роһаний даһиси далай лама канада парламенти тибәт достлуқ комитетиниң тәклипи билән келәр айда канадани зиярәт қилиду. Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий шәкилдә көрүшиду. Бу көрүшүшниң оттавада болидиғанлиқи мөлчәрләнсиму, әмма көрүшидиған орун вә вақит йәнила ениқ әмәс. Мутәхәссисләр бу учрушушниң дипломатик дәриҗисиниң йоқури болидиғанлиқиға алаһидә диққәт қилмақта.
Йәнә бәзи мутәхәссисләр, степһен харпәр далай лама билән рәсмий шәкилдә көрүшсә әслидила җиддийләшкән канада - хитай мунасивәтлиригә йәнә бир сүркилиш елип келиду вә хитай тәрипидин мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған канада пуқраси һүсәйин җелилниң тәқдиригиму бәлгилик тәсирләрни көрситиду,дәп қаримақта. Хитай һөкүмити далай ламани тибәт мустәқиллиқ күчлириниң символи,дәп қарайду. Канада һөкүмити болса хитай даирилириниң тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрмәктә.
Хитайниң нуқтиинәзири
Канада баш министири степһен харпәрниң тибәтниң роһани даһиси далай лама билән рәсмий шәкилдә көрүшидиғанлиқи "йәршари почтиси гезити" арқилиқ оттуриға чиққандин кейин, хитай һөкүмити канада даирилиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди.
Хитайниң оттавадики баш әлчиханисиниң елан қилған баянатида, "далай лама сүргүндики роһаний рәһбәр болуш сүпити билән, диний байрақни көтүрүвелип, хитайни парчилайдиған һәр хил һәрикәтләр билән шуғулланмақта. Униң барлиқ паалийәтлири --у нәгила бармисун вә қандақ нам билән аталмисун пүтүнләй диний яки хусусий әмәс , мәқсәт хитайни парчилаш. Биз һәрқандақ дөләтниң далай ламаниң бөлгүнчилик паалийәтлиригә земин һазирлап беришигә шундақла йәнә , һәрқандақ дөләтниң йоқури дәриҗилик әмәлдарлириниң униң билән көрүшүшигә қәтий қарши туримиз " дейилгән.
Далай лама канада пуқрасидур
Далай ламани канадаға тәклип қилған канада парламенти тибәт достлуқ комитетиниң рәиси, сенатор консиглио ди нинониң қаришичә, далай ламани канадаға тәклип қилиш вә канада баш министириниң қайси шәкилдә униң билән көрүшүши қатарлиқ мәсилиләр канаданиң ички иши: "тибәтниң роһаний лидери далай ламани канадаға, баш министиримиз әмәс, канада парламенти тибәт достлуқ комитети тәклип қилди. Шуңа бу иш хитай - канада мунасивәтлиригә тәсир көрсәтмәйду дәп қараймән.Нөвәттә хитай билән болған сода мунасивәтлиримиз раваҗланмақта, мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлириму җанланмақта. Канада сехийлик билән хитай пуқралириға қарита көчмәнлик йолини ечип, уларни канаданиң байлиқлиридин бәһримән қилмақта. Униң үстигә далай лама канаданиң пәхри пуқраси. Баш министиримизниң униң билән көрүшүши вә уни канадаға тәклип қилиш қатарлиқлар канаданиң ихтиярлиқидики иш," дәйду.
Дуняда 40-50 дөләтниң парламентида тибәт достлуқ комитетиниң мәвҗутлуқини әскәрткән сенатор консиглио ди нинониң әскәртишичә, канада парламентиниң бу һәрикити хитай даирилириниң бешини ағритиш әмәс,әксинчә далай лама вә тибәт хәлқиниң хитайдин алий аптономийә тәләп қилиш йолидики күрәшлирини қоллаш болуп һесаблинидикән.
Далай ламаниң канада зиярәтлири архипи
Далай ламаниң бу қетимқи зиярити әмәлийләшсә, униң канадани 3-қетим зиярәт қилиши болуп қалиду шундақла степһен харпәр далай ламани қобул қилған канаданиң иккинчи рәһбири, дегән намға еришиду. 2004-Йили далай лама канадани тунҗи қетим зиярәт қилғанда,либерал партийидин болған сабиқ баш министир паул мартин униң билән көрүшкән, әмма бу 15 минутлуқ көрүшүш оттавадики роман католик черкавида елип берилған иди.
Бултур сентәбир ейида далай лама канадани 2-қетим зиярәт қилғанда болса, баш министир степһен харпәр униң билән көрүшүштин өзини тартқан вә әйни вақитта канада һөкүмәт тәрәптин степһен харпәрниң парламент ишлири катиби вә шундақла мәдәнийәт министири болған җасон кенней униң билән көрүшкәниди. Әйни вақитта мутәхәссисләр, степһен харпәр, канада билән хитай оттурисидики назук мәсилә болған һүсәйин җелил мәсилисигә сәлбий тәсир көрситилишидин әнсирәп, далай лама билән көрүшүштин өзини тартти,дәп баһа бәргәниди. Әмма у қетим канада һөкүмити далай ламаниң кишилик һоқуқ вә тенчлиқ йолида елип барған күрәшлирини мукапатлаш үчүн униңға канаданиң пәхри пуқралиқ салаһийити бәргәниди.
Бу қетим канаданиң далай ламаға көрситидиған һөрмити илгирикидин йоқури
Канада карлетон университетиниң сиясәт пәнлири профессори җеремй палтиел сабиқ баш министир паул мартин билән нөвәттики баш министири степһен харпәрниң тибәтниң роһаний даһиси далай лама билән көрүшүш усулидики пәрқләр үстидә тохтилип: "сабиқ баш министир паул мартинниң далай лама билән учришиши рәсмий әмәс, бәлки хусусий көрүшүш болғаниди. Униң үстигә бу учришиш канада парламентида өткүзүлмигән. Канада мәтбуатлири, степһен харпәрниң бу қетимқи учришишниң илгирикидин пәрқлиқ болушини йәни униң далай лама билән һөкүмәткә аит орунда көрүшүшни арзу қилғанлиқидин бишарәт бәрмәктә. Әгәр шундақ болса, тибәтниң роһаний лидеригә берилгән һөрмәт илгирикидин йоқури көтүрүлгән болиду шундақла бу хитай даирилиригә берилгән күчлүк сигнал болуп һесаблиниду," дәйду.
Һазирғичә, канада даирилири далай ламаниң канада зиярити һәққидә һечқандақ баянат елан қилмиди.Әмма канада мәтбуатлири степһен харпәрниң бу қарарини канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисидә канада һөкүмитиниң һәқлиқ тәләплирини қопаллиқ билән рәт қилған хитай даирилиригә берилгән қаттиқ җавабларниң бири, дәп баһа бәрмәктә. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай талибанларни һәрби қорал-ярақ билән тәминлимәктә
- Америка вә тибәт сәргәрдан һөкүмити хитайниң "лама варислирини тәйинләш бәлгилимиси" гә инкас қайтурди
- Хитай көчмәнлири канадада сиясий партийә қурди
- Тибәт һимайичилири билән канададики уйғурлар көрүшти
- Ванкувер шәһиридики уйғур вә тибәтликләр 2008 - йили олимпикни байқут қилиш намайиши өткүзди
- Канада - хитай арисидики дипломатик сүркилиш сода мунасивәтләргичә кеңәймәктә
- Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Канадада бәш нәпәр хитай сахта гуваһнамә ясаш билән қолға елинди
- Канада сода вә малийә министирлириниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилиси
- Канаданиң икки нәпәр министири хитайни зиярәт қилиду