Далай лама вә униң канада зиярити


2007.10.31

Канада баш министири степһән харпәр хитай һөкүмитиниң қарши турушиға қаримай зиярәткә кәлгән тибәтниң сүргүндики сиясий вә диний даһиси далай лама билән көрүшти. Бу канада баш министириниң һөкүмәт оргинида тунҗи қетим далай лама билән рәсмий көрүшүши болуп һесаблиниду.Хитай даирилири канадани бу көрүшүш канада ‏- хитай мунасивәтлиригә зиян йәткүзиду,дәп агаһландурди.

Тунҗи қетим өткүзүлгән әң юқири дәриҗидики сөһбәт

Далай лама көрүшүштә канаданиң өз‏- ара һөрмәт қилиш асасиға қурулған инақ бирликиниң милләтләр тоқунуши болуватқан дөләтләр үчүн өрнәк болидиғанлиқини тилға алди. Далай ламани парламенттики ишханисида күтүвалған степһән харпәр: сизниң канада пуқраси салаһийити билән тунҗи қетим канадаға кәлгәнликиниңизни қарши алимән. Сизгә кичиккинә совға берәлигәнликимдин өзүмни интайин хошал һес қилимән, деди.

40 Минут әтрапида давамлашқан бу көрүшүштә икки рәһбәр кишилик һоқуқ мәсилиси, тибәтниң тарихи вә тибәт хәлқиниң тартиватқан күлпәтлири һәққидә тохталди. Степһән харпәр далай ламаға канаданиң символи чүшүрүлгән хада тәқдим қилған болса, далай лама тибәтниң әнәнивий хадасини степһән харпәрға совға қилди.

Көрүшүштә далай лама канаданиң көп мәнбәлик мәдәнийитини мәдһийиләп: мениңчә хитай рәһбәрлири мениң паалийитимдин гуман қилишниң орниға канаданиң өз ‏-ара һөрмәт қилиш асасиға қурулған инақ бирликини өгиниши керәк,деди.

Далай лама йәнә : мән әзәлдин канадаға қайилмән. Канадада көп мәнбәлик милләтләрниң мәдәнийәт вә әнәнилириниң бирликтә мәвҗут болуп туруши, болупму йәрлик милләтләрниң биринчи милләт,дәп алаһидә атилиши мени зоқландуриду,‏- деди. У йәнә, мәсилиләрни ғәйри зораванлиқ йоли билән һәл қилишниң әң тоғра йол икәнликини әскәртти.

Канада баш министири степһән харпәр болса, бурунқи либерал партийә һөкүмити мәзгилидә канаданиң хитай билән болған содиға һәддидин артуқ әһмийәт берип, коммунистик түзүмдики хитайға нисбәтән кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш һәққидә йетәрлик дәриҗидә бесим ишлитилмигәнликини тилға алди.

Далай лама йәнә, канада баш валиси мичаеллә җеан вә канада парламентидики үч чоң өктичи партийиниң рәһбәрлири биләнму айрим-айрим һалда көрүшти.

Бу көрүшүшниң символлуқ мәниси чоңқур

Далай ламаниң бу қетимқи зияритини бәс-бәстә хәвәр қилған канада мәтбуатлири,икки рәһбәрниң көрүшүшидики қаидә-йосунларниң символлуқ мәнисиниң әмәлий мәнисидин һалқип кәткәнликини йәни хитай тәрипидин бөлгүнчи унсур, дәп әйипләнгән далай ламаниң канада баш министири тәрипидин һөкүмәт оргинида рәсмий күтивелинғанлиқиға алаһидә диққәт қилди.

Канада ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, канаданиң көп мәнбәлик мәдәнийәт министири җесон кеннәй бу учришишни тарихий характерлик учришиш,дәп баһалиған. Бу далай ламаниң 6 - қетим канадани зиярәт қилиши болуп, канада авам палатаси бултур 6-айда униңға канаданиң пәхри пуқралиқ салаһийитини бәргәниди.

Степһән харпәр буниң билән америка президенти җорҗ буш вә германийиниң баш министири ангела маркелдин кейин далай лама билән һөкүмәт оргинида рәсмий көрүшкән 3 - ғәрб дөлити рәһбири дегән намғиму еришти.

Бу көрүшүш хитайниң оғисини қайнатти

Хитай һөкүмити далай ламаниң канада зияритиниң күнтәртипи елан қилинғандин кейин, бу зиярәтни бикар қилиш вә һеч болмиғанда канада рәһбәрлириниң униң билән көрүшмәслики һәққидә канада һөкүмитигә бесим ишләткән. Хитайниң канададики баш әлчиханисиниң баянатида: һөкүмитимиз далай ламаниң канада зиярити һәққидә канада тәрәпни көп қетим агаһландурди. Биз канада һөкүмитини далай ламаниң бөлгүнчилик маһийитини тонуп йетишкә һәмдә хитайниң бу мәсилидики җиддий мәйданиға әстайидил муамилә қилишқа, далай ламаниң канададики хитайни парчилаш паалийәтлиригә йешил чирақ йеқип бәрмәсликкә вә хитай ‏- канада мунасивәтлиригә зиян салидиған һәрикәтләрдә болмаслиққа үндәймиз, ‏- дейилгән.

Степһән харпәр билән далай лама сөһбәт өткүзүватқанда, бир қанчә нәпәр хитай канада парламент бинасиниң алдида, "степһән харпәр хитайдики бөлгүнчиләрни қоллашни тохтат" дегән хәт йезилған чоң лозунка чиқирип, бу көрүшүшкә наразилиқини билдүргән.

Бу көрүшүшни канадалиқлар қоллиди

Канадада елип берилған кишиләрниң райини синаш паалийитиниң нәтиҗисигә қариғанда, канадалиқлар содидин кишилик һоқуқниң моһимлиқини тәкитлигән. Райини синаш паалийитигә қатнашқан %87 канадалиқ степһән харпәр далай лама билән чоқум көрүшүши керәк дегән болса, %69 канадалиқ хитай билән болған сода мунасивәтләргә зиян йетишидин қәтий нәзәр канада, тибәт хәлқиниң кишилик һоқуқи вә әркинлик мәсилилирини хитай һөкүмитиниң алдиға қоюши керәк, дәп қариған.

Әмма канада сода саһәсидикиләр степһән харпәрниң далай лама билән юқири дәриҗидә көрүшүп, хитайниң аччиғини кәлтүрүшиниң икки дөләт оттурисидики содиға зиян йәткүзүшидин әнсиримәктә.

Далай лама билән хитай сөһбити нәтиҗисиз

Далай лама 80-йилларниң ахирлиридин бери, тибәтниң мустәқиллиқидин ваз кечип,алий аптономийә тәләп қилип кәлмәктә. Канада мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, далай лама билән бейҗиң даирилири оттурисида көп қетим сөһбәт елип берилған болуп, йеқинқи сөһбәт 2007-йили 7-айда ахирлашқаниди. Әмма һазирғичә бу сөһбәтләрдин һечқандақ нәтиҗә чиқмиди.

Тәһлилчиләр степһән харпәрниң хитайниң қарши турушиға қаримай, далай лама билән көрүшүши консерватип һөкүмитиниң содидин кишилик һоқуқ үстүн туриду, дәйдиған изчил мәйданини намайән қилиду, дәп баһа бәрмәктә. Консерватип партийиси бултур һакимийәт бешиға кәлгәндин бери, кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға нисбәтән қаттиқ сиясәт тутуп кәлгәниди. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.