14 - Далай ламаниң варисини ким бәлгиләйду ?
2007.11.29

Һиндистанниң дарамсала районида сүргүндә яшаватқан тибәт роһани даһиси далай ламаниң варисини ким бәлгиләш мәсилиси ахирқи күнләрдә далай лама билән хитай һөкүмити арисида талаш - тартиш қозғимақта. Әгәр 14- далай лама бу өмридә тибәткә қайталмиса яки хитай билән тибәтләр бу мәсилидә келишим һасил қилалмиса, икки далай ламаниң мәвҗүт болуп туруш вәзийити туғулуши мумкин.
"Далай лама, өзиниң вариси чәтәлдә туғулидиғанлиқини җакарлиди"
Тибәт роһани даһиси далай лама билән хитай арисида тибәт роһани рәһбәрлирини бәлгиләш мәсилисидики ихтилап, 1995 - йили 10 - бәнчән ламаниң варисини бәлгиләш мәсилисидә йүз бәргән болуп, хитай һөкүмити 1989- йили вапат болған 10 - бәнчән - чокей гялтсен ердәниниң далай лама таллиған вариси гедун чокей нйемани етирап қилишни рәт қилған вә бу тибәтликләрдә 2 бәнчән ламаниң тәң мәвҗүт болуп туруши шундақла гедун чокей няманиң нәзәрбәнт қилинишиға йол ачқан иди. Йеқинда далай ламаниң, әгәр сүргүн һаятида вапат болса, варисиниң мәмликәт сиртида туғулидиғанлиқини җакарлиши хитай даирилири билән далай лама оттурисида йәнә варис таллаш һоқуқи мәсилисидики ихтилапни күчәйтивәтти.
Бу йил 72 яшлардики далай лама, өзиниң вариси чәтәлдә туғулидиғанлиқини җакарлапла қалмай, лама динидики избасарини тибәт раһиплири издәп тапидиған әнәнивий усулда ислаһат елип берилидиғанлиқини вә түрлүк усуллар үстидә ойлишидиғанлиқини елан қиливеди, бу хитай даирилириниң шиддәтлик тәнқидигә учриди. Далай лама һиндистанниң амиритсар шәһиридә өткүзүлгән хәлқара диний йиғинда тибәт хәлқиниң келәчәктики рәһбәрлик усулини рефирандам билән талливалидиғанлиқини билдүргән. У, әгәр өзиниң саламәтлики начарлашса, һималая игизлики вә ички моңғулни асас қилған әнәнивий буддизм районлирида рефирандум билән җиддий өзгиришләр йүз беридиғанлиқини илгири сүрмәктә. Лекин далай лама йәнә, "әгәр мән өлсәм тибәт хәлқиниң күришидә бәзи өзгиришләр болуши мумкин, дәп қараймән. Йәни бу қәдимий мәдәнийәт әнәнисигә бай бир милләтниң миллий күришидур. Шуңа тибәт роһи мениң өлүмим билән йоқап кәтмәйду. Бу наһайити чүшүнүшлүк мәсилә " дәйду.
" Тибәтниң келәр нөвәтлик роһаний рәһбири чоқум бейҗиң мәркизи һөкүмитиниң тәстиқини елиш керәк "
Лекин хитай даирилириниң далай ламаниң варисини бәлгиләш мәсилисидики мәйдани рошән болуп, улар бир тәрәптин лама дининиң из басар таллаштики әнәнивий усулини сақлап қелиш керәк, дәп тәкитлисә, йәнә бир тәрәптин тибәтниң келәр нөвәтлик роһани рәһбири чоқум бейҗиң мәркизи һөкүмитиниң тәстиқини елиш керәк, дәп қаримақта. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу дегәнлик бейҗиң һөкүмити далай лама таллиған яки тибәтликләр рифирандум билән таллиған тибәт роһаний рәһбирини рәт қилиду, дегәнликтур.
Хитай һөкүмити бу йилниң башлирида елан қилған " тибәт диний рәһбәрлириниң варис таллаш усули" тоғрисидики бәлгилимисидә хитай даирилириниң тибәт ламалирини таллаштики ролиға һәл қилғуч орун бәргән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи далай ламаниң варис таллаш мәсилисидики баянатиға қайтурған инкасида, далай ламаниң тәшәббусини тибәтниң диний әмәлийити вә тарихий әнәнисигә қилинған ашкара бузғунчилиқтур, дәп әйиблимәктә. Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав пәйшәнбә күни мухбирларға "далай ламаниң бу һәқтики һәрикити мәвҗүт диний қаидиләр вә тарихий адәтләргә пүтүнләй хилап болуп, шуниң үчүн бу қобул қилинмайду " дәп көрсәтти.
" Хитай һөкүмити нурғун ишларда хаталашқанға охшашла хата чот соқуватиду "
1989 - Йилдики тйәнәнмен оқуғучилар намайишиниң рәһбири, харвард университети доктори ваң дән пәйшәнбә күни вашингтонда сөзлигән бир нутуқида хитай һөкүмити тибәт һәрикитини далай ламаниң өлүми билән сундурмақчи болуватқанлиқини әскәртип, хитай даирилирини сәмимийәтсизлик билән әйиблиди.
Далай ламаниң хитай һөкүмити дәсләпки мәзгилдә оттуриға қойған пүтүн шәртләрниң һәммисини дегүдәк қобул қилғанлиқини тәкитлигән ваң дән," лекин җуңго һөкүмити әмди диний мәсилини оттуриға қоюватиду. Әгәр җуңго һөкүмити тибәтниң диний етиқад вә диний өрп - адитигә һөрмәт қилмиса, бу уларниң тибәт мәсилисини һәл қилиш сәмимийити йоқлуқини көрситиду. Мән шуниңға ишинимәнки, җуңго һөкүмити вақитни кәйнигә сөрисәк далай лама өлсә, тибәт мәсилисини һәл қилиш асан, дәп қаримақта. Әмма улар бу мәсилидә бурун нурғун ишларда хаталашқанға охшашла хата чот соқуватиду " деди.
" Демократийә болмиса һәқиқий түрдики сөһбәт болмайду "
Тибәтниң ички вәзийитидин хәвәрдар, вашингтондики исмини ашкарилашни халимайдиған әрбапларниң әскәртишичә, хитай һөкүмити далай лама өлсә, униң варисини таллайдиған мәхпий комитет қурған болуши мумкин. Анализчилар, далай ламаниң варис таллаш мәсилисидә рефирандум өткүзүш тәшәббуси, хитай даирилириниң далай лама өлсә, өзиниң далай ламасини тикләш пиланиға қарши қозғиған һуҗуми, дәп қаримақта.
Ваң дән болса бу мәсилини шундақла уйғурлар билән болған ихтилапларни сөһбәт вә кәң амминиң ирадиси биләнла һәл қилиш мумкин, дәп қарайдиған хитай өктичи затлириниң биридур. У," бу мәсилиләрни һәл қилишниң асаси сөһбәт. Лекин бу сөһбәт кәң хәлқ аммисиниң ирадиси үстигә қурулуши керәк. Лекин биз һазир дуч келиватқан мәсилә пуқраларниң өз ирадисини ашкара ипадә қилалмайватқанлиқидур. Шуңа мән демократийә болмиса һәқиқий түрдики сөһбәт болиду, дәп қаримаймән. Бир партийә диктатурлуқи астида тибәт, шинҗаң вә тәйвән мәсилисини һәл қилғили болмайду " дәп қаримақта.
Далай лама, оттуриға қойған келәр нөвәтлик тибәт роһани даһисини таллаш усуллириниң бири, ватиканниң папа сайлаш усули болуп, юқири дәриҗилик диний затлар арисида авазға қоюш усули билән намзатлар ичидин 15 - далай ламани сайлаштур. Лекин далай ламаниң баянатчиси тәнзин таклах, " далай лама оттуриға қойған усуллар кишиләрниң пайдилиниши үчүн болуп, бу усулларниң һечбири муқимлашқан әмәс"дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди
- Далай лама из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқини билдүрди
- Канада - хитай мунасивити йирикләшмәктә
- Далай лама: хитай даирлири тибәткә али аптономийә берилсә, бу уйғур раюниға тәсир көрситиду, дәп әнсирәйду
- Канадада, далай ламаниң зиярити һәққидә түрлүк инкаслар
- Далай лама вә униң канада зиярити
- Далай лама әрәб мәтбуатлирида
- Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун мидали берилди
- Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий көрүшиду
- Америка вә тибәт сәргәрдан һөкүмити хитайниң "лама варислирини тәйинләш бәлгилимиси" гә инкас қайтурди
- Тибәт һимайичилири билән канададики уйғурлар көрүшти
- Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши