Далай лама из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқини билдүрди


2007.11.23

Тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламаниң бу йил ичидә германийә баш минстири ангела меркел, канада баш минстири җан харпәр билән учришиши вә йеқинда, америка президенти җорҗ буш тәрипидин ақсарайда қобул қилиниши шуниңдәк 10‏- айниң 17‏- күни америка дөләт мәҗлиси тәрипидин далай ламаға алтун медал берилиши қатарлиқ мәсилиләр, тибәтликләр билән бейҗиң һөкүмити оттурисидики зиддийәтләрни техиму кәскинләштүргән бир мәзгилдә, далай ламаниң өзиниң из басарини йәни келәрки далай ламани будда диний қаидисигә асасән қайтидин тирилиш усули буйичә әмәс, һаят вақтида өзиниң тәйинлиши мумкинлиқини җакарлиши, хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қиливәтти.

Хәвәрләргә қариғанда, далай лама йеқинда бәргән баянатида, өзиниң өлүмидин кейин, тибәтликләрниң хитай һөкүмити тәрипидин тәйинлинидиған далай ламани қобул қилмайдиғанлиқини тәкитләп, өзиниң из басарини һаят вақтида өзи тәйинләйдиғанлиқиниң бишаритини бәргән.

Далай ламаниң бу тоғридики баянати, хитай һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиди. Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав, далай ламани будда диний әнәнисини бузушқа тиришиватиду дәп әйибләп, "далай ламаниң өзиниң из басарини тәйинләш тоғрисидики баянати будда диний қаидисигә вә диний мурасимлириға пүтүнләй хилап" дәп көрсәтти.

Сиясий мулаһизичиләр, далай ламаниң из басарини, өзиниң һаят вақтида тәйинләш йоли билән бекитиш тоғрисидики баянатини, хитай һөкүмити тәрипидин 1‏ - сентәбир күни тибәттә йолға қоюлған, ламаларни тәйинләш һәққидики диний бәлгилимиләргә қайтурған җаваб дәп қаримақта.

Уларниң ейтишичә, чәтәлләрдики киши вә тәшкилатларниң тибәттә ламаларни тәйинләш ишиға арлишишини чәкләш вә тәйинләнгән ламаларниң һөкүмәтниң тәстиқидин өтүши қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған 1 ‏- сентәбир күнидин башлап тибәттә йолға қоюлған диний бәлгилимиләр, далай ламаниң тәсирини азайтишни һәмдә тибәттә ламаларниң тәйинлинишигә далай ламаниң арилишишиниң алдини елишни мәқсәт қилидикән.

Нурғунлиған сиясий мулаһизичиләр, хитай һөкүмитиниң бу йил 72 яшқа киргән далай ламаниң өлүшини күтүватқанлиқини, бейҗиң даирилириниң далай ламаниң вәкиллири билән тибәт мәсилисини бир тәрәп қилиш намида башлиған сөһбитиниң дуня җамаәтчиликини алдаштин ибарәт бир сиясий тактика икәнликини баян қилип, хитай һөкүмитиниң мәқсәтлик һалда сөһбәтләрни узартиватқанлиқини билдүрмәктә.

Уларниң ейтишичә, хитай һөкүмити, далай ламаниң өлүмидин кейин тибәт давасиниң хәлқарадики тәсириниң азийидиғанлиқини көздә тутуп, тибәт ичидин бир далай лама тәйинләп чиқип, тибәт мәсилисини өзи халиған усулда бир тәрәп қилишни пиланлимақта. Лекин нурғунлиған мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң далай ламаниң өлүмидин кейин, техиму радикал вә далай лама һазир оттуриға қоюватқан, һәқиқий аптономийә қатарлиқ тәләпләрни рәт қилидиған, бир тибәт һәрикитигә дуч келиши мумкинлиқини баян қилишмақта. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.