Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?


2008.03.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Дубәйниң "әл әрәбийә" телевизийә қанилида, 2008 - йили 25 - март күни "тибәттә йүз бәргән намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?" дегән темида елип берилған сиясий тәһлил муназирисидә, тибәттә йүз бәргән намайиш вә қанлиқ бастуруш әһвали оттуриға қоюлған болуп, сүрийилик обзорчи ранийә абдулһәмид мундақ деди:" хитай баш министири вен җябав тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани өткән һәптә тибәт пайтәхти лхаса шәһиридә чиққан исянниң вә қанлиқ ақивәтниң сәвәбчиси дәп әйиблиди. Әмма далай ламаниң тинчлиқпәрвәр адәм икәнликини хәлқи аләм аллиқачан тонуп йәткән болғачқа, хитай даирилириниң далай ламани тибәттә исян пиланлиған дегән әйибләшлиригә ишәнмәйду. Униң үстигә хитай даирилириниң тибәттә чиққан исянға хитайниң ғәрбигә җайлашқан, һазир хитайлар тәрипидин "шинҗаң" дәп атилип кәлгән мусулман юртидики уйғурларниму қетивалғанлиқи һәқиқәтән күлкилик бир иш. Ишниң расти шуки, һәр қандақ җайда зулум вә бесим күчәйгәнсери хәлқниң наразилиқи ашиду. Бу наразилиқ бир күни чоқум партлап чиқмай қалмайду. Тибәттики исян әнә шу наразилиқниң бир ипадисидур."

Әркинлик тәләп қилиш үчүн бирсиниң күшкүртиши керәкму?

Ранийә абдулһәмид йәнә мундақ деди:"әркинлик, һөрийәт һәр қандақ адәмниң тәләп қилидиған нәрсиси вә әң адди һәққидур. Әркинликидин мәһрум болған, сиясий яки диний җәһәтләрдин чәклимиләргә учриған хәлқниң буниңға наразилиқ билдүрүши вә дәрдини аңлитиш үчүн намайишқа охшиған һәрикәтләрни уюштуруши тәбиий әһвал вә һәр кимниң һәққидур. Бир хәлқниң әркинлик тәләп қилиши үчүн биравниң уларни күшкүртиши шәртму? һәргиз ундақ әмәс. Пичақ сөңәккә йәткән хәлқни тохтитип қалғили болмайду. Дуняда бесимдарларниң һәммисиниң мәнтиқиси бир- биригә охшап кетиду. Улар әйибни һәргизму өзлиридин көрмәйду. Қарши тәрәпниң һәққани тәләплирини бир қетимму аңлап қоймайду."

Хитай тибәтни мәңгү тутуп тураламду?

Ранийә абдулһәмид йәнә мундақ диди:"мәлуматларға асасланғанда, тибәт әслидә мустәқил мәмликәт болуп, өткән әсирниң оттурилирида хитай коммунистлири тибәтни рәсми ишғал қилған икән. Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама шу сәвәбтин чәтәлгә қечип чиқивалған икән. Бу қетим тибәттә елип берилған намайиш өткән йигирмә йилдин буянқи әң чоң намайиш һесаблинидикән. Бир хәлқниң мустәмликидә давамлиқ қелиши мумкин болмиғандәк, тибәтләр билән уйғурлардәк әркинликкә тәшна бир хәлқниң бу һаләттә мәңгү қелиши техиму мумкин әмәс." (Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.