Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?


2007.10.18

Dalailama-Pelosi-150.jpg
10 - Айниң 17 - күни, далай лама америка парламентиниң йетәкчиси нансий полосий ханим билән сәһнидә. RFA Photo

Америка дөләт мәҗлисиниң тибәт роһани даһиси далай ламани мукапатлиши вә президент бушниң мукаплатлаш мурасимиға қатнишип, далай ламаға илтипат көрситиши хитай даирилириниң ғәзипини қозғиди. Хитай һөкүмити бу вәқәниң хитай - америка мунасивәтлиригә еғир тәсир көрситидиғанлиқини агаһландурмақта. Бу вәқә хитай америка мунасивәтлиригә қайси дәриҗидә тәсир көрситиду ? хитай америкиға қарши өч елиш һәрикити қоллинамду ? бу мәсилидә анализчилар хитайниң һәрикити мәлум даиридә чәклинидиғанлиқини билдүрмәктә.

Буш: " улар бу мөһтәрәм кишиниң тинчлиқпәрвәр вә келиштүргүчи икәнликини байқайду"

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң тибәт роһанйи даһийси далай ламаға мукапат бәргәнликини вә президент бушниң мукапат бериш мурасимиға қатнашқанлиқини әйибләп, далай ламани мукапатлаш "хата һәрикәт" дәп көрсәтти вә америкиниң "бу хата һәрикәтни түзитиши "ни тәләп қилип, болмиса буниң хитай - америка мунасивәтлиригә еғир дәхли - тәруз йәткүзидиғанлиқини йәнә бир қетим агаһландурди.

Президент буш, чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидики мурасимда сөзлигән сөзидә хитай рәһбәрлирини далай лама билән көрүшүшкә чақирип, әгәр көрүшсә " улар бу мөһтәрәм кишиниң тинчлиқпәрвәр вә келиштүргүчи икәнликини байқайду". "Мана бу бизниң хитай рәһбәрлирини далай ламани хитайға тәклип қилишқа чақиришимиздики сәвәбләрдур " дәп тәкитлигән.

Лю җйәнчав: "америкиниң һәрикити җуңгониң ички ишлириға өктәмлик билән арилашқанлиқтур"

Dalailama-Rgere-150.jpg
10 - Айниң 17 - күни, далай лама америка кино чолпини, достии ричарт гер билән сәһнидә. RFA Photo

Лекин хитай ташқи ишларминистирлиқи баянатчиси лю җйәнчав пәйшәнбә күни мухбирларға " америкиниң һәрикити җуңгониң ички ишлириға өктәмлик билән арилашқанлиқтур. Бу җуңго хәлқиниң һиссиятиға азар берипла қалмай, бу йәнә җуңго - америка мунасивитини еғир зиянға учратти" дәп көрсәтти.

Хитай даирилириниң реаксийиси буниң билән чәкләнмиди. Шу күни хитай ташқи ишлар министири яң җйечи, америкиниң хитайдики баш әлчиси кларк рандни ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, америка һөкүмитигә әң күчлүк шәкилдә етираз билдүргән. Лю җйәнчав," җуңго америкини бу хата һәрикәтниң яман тәсирини тазилап, тибәт мустәқилчи күчлириниң һәрикитини қоллаш яки көрмәскә селишни тохтитишқа чақириду......Шундақла җуңго - америка мунасивәтлирини қоғдаш үчүн конкрет тәдбир елишқа үндәйду " деди.

Бейҗиң һөкүмити, хитайниң земин пүтүнликини парчилимақчи болуватқан бир шәхскә мукапат бериш мунасивәтләргә еғир тәсир йәткүзидиғанлиқини агаһландурған болсиму, лекин лю җйәнчав, хитайниң қандақ өч елиш тәдбири қоллинидиғанлиқини ашкарилашни рәт қилди.

Буш: " мән һәр қетим ху җинтав билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қоюватимән"

Вашингтондики анализчилар, бу вәқәниң хитай - америка мунасивитидә җиддий өзгириш пәйда қилиш еһтимали зор әмәс, дәп қаримақта. Түркәл, америкидики кристян вә яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати. У, бу сөзләрни пәйшәнбә күни радиомизниң зияритини қобул қилғанда тәкитлиди.

Хәвәрләргә қариғанда хитай һөкүмити бу мәсилидики ғәзипини германийиниң берлин шәһиридә өткүзүлмәкчи болған иран ядро мәсилиси һәққидики бир йиғинни байқут қилиш билән ипадиләпла қалмай, йәнә хитай хәлқ қурултийиниң рәиси ву баңгониң америка зияритини бикар қилиш билән ипадилигән. Лекин президент буш, далай ламани мукапатлаш мурасимиға қатнашса, бу хитай билән болған мунасивәткә тәсир йәткүзиду, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрмәктә. Буш, чаршәнбә күни мурасимға қатнишиштин бурун ақсарайда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида далай лама билән көрүшүш мәсилисини чүшәндүрүп, "хитай тәрәп мениң бу һәрикитимни халимаслиқи мумкин. Лекин мән буни хитай -америка мунасивитигә еғир тәсир йәткүзиду, дәп қаримаймән. Әмәлийәттә мениң америка президенти болуш сүпитим билән, диний әркинлик вә охшимиған динларға һөрмәт қилишни тәкитлигәнликим, һечбир дөләт билән болған мунасивитимгә зиян йәткүзгән әмәс. Мән һәр қетим ху җинтав билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қоюватимән " дәйду.

Бушниң әскәртишичә, у 8 - айда хитай дөләт рәиси ху җинтав билән австралийидә көрүшкәндә униңға далай ламани мукапатлаш мурасимиға қатнишидиғанлиқини ейтқан. Лекин хитай ташқи ишлар министири лю җйәнчав, бушниң далай ламани хитайға тәклип қилиш һәққидики чақириқини рәт қилип, " җуңгониң далай лама вә тибәт мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиши униң ички иши. Җуңго хәлқи буни һәммидин яхши билиду. Башқиларниң бизни буни өгитиши һаҗәтсиз " деди.

Далай лама: "һәр йили тибәттики хитай көчмәнлириниң нопуси җиддий түрдә көпәймәктә"

Америка кристян вә яң қанун мулазимәт орнидики нури түркәлниң әскәртишичә, хитай даирилириниң тибәт мәсилисини һәл қилиш сәмимийити кәм. Далай лама америка дөләт мәҗлисидики сөзидә, кишиләрни тибәтниң иҗтимаий вә муһит мәсилисидә йүз бериватқан өзгиришкә диққәт қилишқа чақирип," һәр йили тибәттики хитай көчмәнлириниң нопуси җиддий түрдә көпәймәктә," дәп көрсәтти.

У йәнә, лхасани мисалға елип, тибәтләрниң өз юртида аз санлиқлар орниға чүшүп қелиш хәвпигә дуч келиватқанлиқини, тибәттики хитай нопусиниң көпийиши тибәт мәдәнийитини вәйран қилипла қалмай, тибәтниң екологийилик муһитини вәйран қилиш ролини ойнайдиғанлиқини илгири сүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.