Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
2008.03.10
Б б с ниң баян қилишичә, бүгүн 3 - айниң 10 - күни, муһаҗирәттики тибәт яшлиридин 100 дин артуқ киши һиндистанниң тағлиқ шәһири драмсаладин юртқа қайтиш үчүн узун сәпәр башлиди. Улар һималая тағлиридин пиядә һалқип өтүп, бирнәччә йүз километир йол бесип тибәткә берип әркин турмуш көчүрүшни ойлайду вә өзлириниң бу арзуйи 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисида әмәлгә ешишни арзу қилиду.
Тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланған
Тибәт яшлириниң юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланған вақти дәл 1959 - йили тибәтләрниң коммунист ишғалийитигә қарши партлиған қозғилиңи мәғлуп болуп, далай һөкүмити өз дөлитидин қоғлинип чәтـәлгә кетишкә башлиған күнгә тоғра кәлди. Улар өзиниң бу һәрикити арқилиқ, дуняда техиму көп кишини тибәтләрниң сиясий муддиасидин хәвәрдар қилишни мәқсәт қилиду. Әмма бу қетим юртқа қайтиш үчүн узун сәпәргә атланған тибәт яшлири һималая тағлиридики қайси йоллар билән чегридин юшурун өтүп тибәткә киридиғанлиқини вә бу җәрянда қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқини ашкарилашни халимайду.
Хәвәрдә баян қилинишичә, тибәт яшлири юртиға қайтиш сәпирини башлаштин бурун, тибәтниң дини даһиси далай лама бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллайдиғанлиқини, дуняниң бундақ бир яхши пурсәттин пайдилинип хитай һөкүмитигә, тибәт хәлқиниң пикир баян қилиш һоқуқини вә миллй тәң - баравәрлик һоқуқини қоғдаш үчүн бесим ишлитишини тәләп қилған иди.
юртқа қайтидиған тибәт яшлири хитайниң һечқандақ шәртини қобул қилмайду
Муһаҗирәттики тибәт яшлар тәшкилатиниң һиндистанниң тағ шәһири дарамсаладики баш оргининиң баянатчиси серин әпәнди зияритимизни қобул қилип елан қилған баянатида, тибәт яшлар тәшкилати буниңдин бир нәччә йил бурун таки тибәттә әркинлик йолға қоюлмиғичә, хитайда өткүзилидиған олимпик мусабиқисиға қарши туридиғанлиқини җакарлиған иди. Биз һазирму шу гепимиздә туримиз, һазир юртимизға қайтиш үчүн узун сәпәр башлидуқ, биз хитай һөкүмитиниң һечқандақ шәртини қобул қилмаймиз, буниңдин келип чиқидиған һәр қандақ ақивәткә тәйярлиқ қилип қойдуқ, деди.
Муһаҗирәттики тибәтләр непалдики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бүгүн тибәт яшлири узун сәпәргә атлиниватқанда, непалдики тибәтләрдин миңдәк адәм хитайниң непалдики баш әлчиханиси алдида намайиш қилди, намайишта хитай һөкүмитиниң тибәтләрни өз юртида яшаш әркинликидин мәһрум қалдурғанлиқиға наразилиқ ипадилиди. Намайишчилар билән непал сақчилири оттурисида тоқунуш йүз бәрди.
Җаң чиңли икки чоң йиғинда 'далайлама олимпиккә бузғунчилиқ қиливатиду' дәп әйиплиди
Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, хитайниң тибәткә бәлгилигән баш әмәлдари җаң чиңли бейҗиңда ечиливатқан мәмликәтлик хәлқ қурултейи йиғинида 'һазир пүтүн дуня 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллаватса, далай лама бузғунчилиқ қиливатиду, тәһдит селиватиду' десә, хитай һөкүмити тибәтләрдин талливалған әмәлдар шамба пиңсо 'һөкүмитимиз олимпикниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн толуқ тәйярлиқ қилип қойди' дәп җакарлиған.
Тибәт мусапирлири олимпия шәһиридә 'тибәт әркинлик мәшили' яқти
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, бүгүн гретсийидики тибәт мусапирлири дуня олимпик мусабиқиси әң бурун башланған олимпия шәһиридә 'тибәт әркинлик мәшили'ни яқти. Улар бу мәшәлни 50 шәһәрдин өткүзүп, әң ахирида бу йил 8 - айниң 8 - күни тибәтниң чегрисиға елип баридикән.
Ласада 300 раһип мустәқиллиқ шуари товлап намайиш қилди
Әркин асия радиоси тибәт бөлүминиң игилишичә, бүгүн чүштин бурун тибәтниң ласа шәһиригә йеқин җайдики җебаң ибадәтханисидин 300 дин артуқ раһип вә раһибә шәһәргә кирип 'тибәткә мустәқиллиқ' дәп үнлүк шуар товлап намайиш қилди. Хитайниң тибәттики сақчилири, қораллиқ сақчи қисимлири намайишчиларни тосувалди. Икки тәрәп тоқунушти. Хитай даирилири 10 нәччә раһибни тутуп кәтти. Намайишчилар сақчи аптомобиллирини көйдүрди. Бу вәқә кеңәймәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- Муһаҗирәттики тибәтликләр олимпик мусабиқисини һиндистанда өткүзмәкчи
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди
- Икки нәпәр тибәтлик хитай һөкүмитигә болған наразилиқини өзини өлтүрүвелиш йоли билән ипадилиди
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- Сичүәнниң гәнзи районидики ламаларниң диний әркинлики дәхлигә учримақта
- Хитайниң бесимиға учриған тибәт гүзили өз мәнпәәтидин ваз кәчти
- Германийә баш министири далай лама мәсилисидә хитайға рәддийә бәрди
- Хитай, йеңи ясалған төмүр йоли арқилиқ тибәткә әскәр әвәтишкә башлиди
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә
- Тибәттә сақчилар билән хәлқ оттурисида тоқунуш йүз бәрди