Дарфур вәзийити вә җоңго
2006.05.01
Америка дөләт мәҗлиси вә суданниң вашингтондики әлчиханиси алдида йәкшәнбә күни миңлиған намайишчилар америка вә хәлқара җәмийәтни суданниң ғәрбидики дарфур районида йүз бериватқан трагедийигә хатимә беришкә чақириш үчүн йиғилиш өткүзгән күни, җоңгониң дөләт рәиси ху җинтав африқидики маракәш, нигерийә вә кенийиләрдә елип барған зияритини ахирлаштурүп дөлитигә қайтти.
Хитай даирилири нефитни дәп ирқий қирғинчилиққа көз юммақта
Ху җинтавниң бу сәпиридики әң зор мувәппиқийити юқири дөләтләр билән нефит енергийә саһәсидики һәмкарлиқи вә сода һәҗимини кеңәйтиш түри бойичә бир қатар келишимләр имзалаш болди. Җоңгониң африқидики мәнпәәти намрат , лекин мол тәбий байлиқиға игә бу қитәдики дөләтләрниң нефит вә сода базирини ечиштур. Лекин хитайниң бу нишанни әмәлгә ашуруш йолида тутқан ташқи сиясити ғәрб әллириниң вә хәлқара кишилик һоқуқи органлириниң җоңго нефитни көзләп "дарфур районидики ирқий тазилаш" җинайитигә көз юмди, дегән әйиплишигә дуч кәлмәктә.
Ху җинтав бу сәпиридә суданни зиярәт қилмиди. Лекин униң африқидики юқириқи дөләтләр билән имзалиған бир қатар келишими, худди униң суданға тутқан ташқи сияситигә охшашла бу дөләтләрниң "ички ишлириға көз юмуш," принсипини асас қилған. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, өткән пәйшәнбә күни хитайниң нефиткә еришиш үчүн хәлқара кишилик һоқуқи өлчимигә сәл қариғанлиқини рәт қилған болсиму, лекин ху җинтав кенийә пәйтәхти найробида президент кебакиға "җоңго һөкүмити башқиларниң ички ишлириға арлашмайдиған сиясәт бойичә маңиду," дәйду.
Райис: җоңго вә русийиниң һәмкарлиқиға муһтаҗ
Кишилик һоқуқи органлириниң қаришичә, хитайниң бу сиясити дарфур районидики инсанпәрвәрлик кризиси вә буниңға охшаш вәқәләрниң бир тәрәп қилинишини тосимақта вә диктатурларни илһамландурмақта.
Вашингтонда йиғилиш өткүзүлгән шу күни америка бойичә 20 дәк шәһәрдә "дарфурни қутқузуш: ирқий тазилашни тохтутуш" тема қилинған аммиви йиғилиш өткүзүлди. Вашингтондики йиғилишкә қатнашқанлар ичидә җорҗи клуней, еллий вейзилға охшаш дуняви шөһрәткә игә әртистләр вә нобил мукапатиниң лауриатлири бар.
Йәкшәнбә күнки йиғилишниң мәқсити буш һөкүмити вә хәлқара җәмийәтни дарфурдики инсанпәрвәрлик кризисигә җидди муамилә қилишқа һәйдәкчилик қилиштур. Лекин америка ташқи ишлар министири кондилиза райис бу мәсилидә хәлқара җәмийәтниң һәмкарлиқиға муһтаҗ икәнликини билдүрмәктә. Райис "җоңго вә русийиниң һәмкарлиқиға муһтаҗ. Биз уларни у йәрдә нимә ишлар болуватқанлиқини көрүп беқишқа вә нимә ишларни қилалайдиғанлиқини сорап көрүшкә тәвсийә қилимиз," дәйду.
Хитай дарфурдики "ирқий тазилаш" һәрикитигә пәрва қилмайватамду?
Җоңго һөкүмитиниң "башқиларниң ички ишлириға арлашмайдиған ташқи сиясити" , судан нефит игиликиниң муһим шерики җоңгониң дарфурдики "ирқий тазилаш" һәрикитигә пәрва қилмайдиғанлиқини көрситәмду? дәп мулаһизә қилинмақта.
Холливудниң мәшһур әртистлириниң бири җорҗи клуней йәкшәнбә күни намайишчиларға " америка вә б д т ниң һазирғичә йол қойған сиясити ақмиди, сиясәтни өзгәртгишкә һәйдәкчилик қилиши керәк," дәйду.
Президент җорҗи буш дарфурда йүз бәргән вәқәләрни "ирқий тазилаш" дәп атимақта. Ташқи ишлар министири райис, америкиниң "бу мәсилидә инкас билдүрмәйдиған вәзийәткә чүшүп қелишини халимаймиз," дәп көрсәтти.
Америка һөкүмити дарфурда йүз бәргән вәқәләрни рәсмий ' ирқий тазилаш', дәп қарайду, дәп тәкитлигән райис, буш һөкүмитиниң дарфурдики вәқә билән алақидар 4 кишигә имбарго қойғанлиқини билдүрди. явропа иттипақи вәқәни " ирқий тазилаш" атимиған болсиму, лекин дарфурда " инсанпәрвәрлик трагедийиси " йүз бериватқанлиқини билдүрмәктә.
Хитай һөкүмитиниң пассип позитсийиси
Хәлқара кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң қаришичә, хартум һөкүмити тәрипидин қоралландурулған җанҗавидларниң йәрлик пуқраларға қарши елип барған һалсиритиш һәрикити "инсанийәткә қарши туруш" җинайити садир қилди. Дарфурки тоқунуш 2003 - йили бу райондики өзини африқилиқлар һесаблайдиған қара тәнликләрниң өз һоқуқини дава қилиш билән башланди. Хартум һөкүмитиниң қоллишидики җанҗавид әрәб қораллиқ гуруһлириниң истанчилар вә уларни қоллайдиған қара тәнлик қәбилиләргә қарши туруш һәрикити б д т қаришичә 180 миң кишиниң өлүшини, 2 милйон кишиниң өй макансиз қелишини кәлтүрүп чиқарған.
Б д т хәвпсизлик кеңишиниң һазирғичә алған қарарлири бу районда йүз бериватқан трагедийигә хатимә берәлмиди. Хәвпсизлик кеңишиниң 25 - априлдики йиғинида хитай җанҗавидларниң рәһбири муса хелил қатарлиқ 4 кишини б д т "қара тизимлики" гә елиш вә уларға саяһәт имбаргоси қоюш тәклипини рәт қилди. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, шу күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида, " җоңго ғәрб мустәмликичилириниң кишилик һоқуқи зораванлиқини садир қилмайду," дәп тәкитлигән болсиму, лекин у хәвпсизлик кеңиши 4 нәпәр судан әмәлдариға имбарго қоймақчи болса хитайниң нимә үчүн буни рәт қилғанлиқини сориған бир мухбирға җавап бәрмиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нигерийә партизанлири хитай ширкәтлирини агаһландурди
- Ху җинтав афридики зияритини ахирлаштурди
- Җуңго билән русийә б д т ниң суданға имбарго қоюшиға қарши чиқти
- Хитай ташқи ишлар министириниң африқа зиярити енергийә истәшни мәқсәт қилиду
- Хитай қирғинчилиқ характерлик қоралларни чәкләш мәсулийитини ада қилмиди
- Б д т судандики уруш җинайәтчилирини җазалаш тоғрисида қарар мақуллиди
- Украинийә хитай билән иранға оғурлуқчә башқурулидиған бомба сатқан
- Америка авам палата әзаси һенри һайд явропа бирликини хитайға қорал сатмаслиққа чақирди