Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай билән русийиниң дарфурдики миллий қирғинчиларниқорал билән тәминлигәнликиниң пакитини елан қилди


2007.05.10

Хитай африқидин әң көп нефит импорт қилидиған судан дөлитиниң дарфур районида 2003 ‏- йилидин башлап миллий қирғинчилиқ йүз бериватиду. Һазирға қәдәр дарфурда 200 миң адәм һаятидин айрилди, 2 милйон 400 миңдин артуқ адәм юртини ташлап сиртқа қачти. Б д т ниң мусапирларға ярдәм бериш тармақлири сиртта ғерипчилиқта қалған дарфурлуқларға ярдәм бериш җәһәттә қейин мәсилигә дуч кәлди.

2005 ‏- Йили б д т ниң бихәтәрлик кеңишидә, судан һөкүмитигә һәрбий имбаргоси қоюш һәққидә қарар мақулланған иди. Шуниңдин кейинму, дарфурда миллий қирғинчилиқ тохтимиди. Бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң кишилик һоқуқ гурупписи хитай билән русийини, бу миллий қирғинчилиқни қорал билән тәминлигән, дәп әйиблиди.

Буйил дарфурда русийә билән хитайда ишләнгән һәрбий қораллар пәйда болған

'Бирләшмә агентлиқи'ниң хәвәр қилишичә, 5 ‏- айниң 8 ‏- күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң кишилик һоқуқ гурупписи хитай билән русийини б д т ниң суданға қорал имбаргоси қоюш қарариға хилаплиқ қилип, дарфурдики миллий қирғинчилиқни һәрбий қорал билән тәминлигән, дәп әйиблиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу әйибләшни испатлайдиған бир қисим фото сүрәтләрниму елан қилди.

Бу испатлардин мәлум болушичә, дарфур районида буйил 1 ‏- айдин 3 ‏- айғичә болған вақит ичидә, урушчи айрупиланлардин русийидә ишләнгән ми -24 бәлгилик тик учар вә ст-ззз бәлгилик транспорт айрупиланлири пәйда болған. Транспорт айрупиланлири пүтүнләй ақ сирда сирлап, б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң айрупиланлириға охшитип пәдәзләнгән. Буниңдин башқа йәнә, хитайда ишләнгән урушчи айрупиланларму дарфурда пәйда болған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баян қилишичә, бу һәрбий қораллар дарфурда йүз бәргән 'намәлум һуҗумлар' билән, йәни судан һөкүмитиниң һәрбий қисимлири дарфурдики тинч аһалиларға һуҗум қозғап пәйда қилған вәқәләр билән мунасивәтлик.

Хитай билән русийә бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әйиблишини рәт қилди

Әмма бүгүн, б б с ниң хәвәр қилишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай билән русийини әйибләп доклат елан қилған һаман, 'русийә хәвәр агенетлиқи' ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп "русийә дарфурға һәрбий қорал бәргини йоқ" дәп рәт қилған.

Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчисиму, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әйиблишини рәт қилип "бу тамамән асассиз әйибләш, җуңго суданни б д т чәклигән қораллар билән тәминлигини йоқ " дегән.

'Дарфур вәқәси' һәққидә қисқичә баян

Хәвәр архиплириға қариғанда, судан африқидики әң чоң дөләтләрниң бири, униң асаслиқ аһалиси әрәб. Дарфур болса суданниң ғәрб тәрипидики земини қурғақ бир өлкә, аһалисиниң мутләқ көп санлиқи йәрлик қара африқилиқлар, бу өлкиниң йәр көлими франисйигә тәң. Дарфурлуқлар судан һөкүмити бу өлкидики йәрлик милләтни кәмситиду, дәп қарайду.

Дарфурда судан һөкүмитиниң ирқий кәмситишкә учраватқан йәрлик хәлқ 2003 ‏- йили һөкүмәткә қарши қозғилаң көтиришкә башлиған. Судан һөкүмити дарфурға һәрбий қисим вә қораллиқ сақчи әвәтип қозғилаңни бастурған. Судан қисимлири урушчи айрупиланлар билән дарфурдики мәһәллиләрни бомбардиман қилған. Қоралланған әрәбләр ат вә төгиләргә минип йүрүп дарфур аһалилирини булиған, қирған вә дарфур аяллириға басқунчилиқ қилған.

Ғәрб әллириниң көзәткүчилири судан һөкүмитиниң дарфурда қолланған һәрикитини мәқсәтлик һалда йәрлик қара африқилиқларни юртлиридин қоғлап чиқиридиған һәрикәт дәп қаримақта. Дарфур вәқәси башланғандин буян хәлқара тәшкилатлар судан һөкүмитигә бесим ишлитип келиватиду. Судан һөкүмитиму дарфурға қораллиқ әскәр әвәтип вәқәни бастурғанлиқини етирап қилиду. Хитайму суданға 400 нәпәр қурулуш әскири әвәткән иди. Дарфур вәқәси еғирлашқандин кейин, африқа бирлики 2006 ‏- йили судан һөкүмити билән тинчлиқ келишими мақуллап, бу районни тинчландуруш үчүн 7000 кишилик һәрбий қисим әвәткән болсиму, әмма вәқә йәнила тинчмиди.

Америка қатарлиқ дөләтләр дарфур райониға б д т ниң тинчлиқ сақлаш қисимлирини әвәтишни тәшәббус қилип келиватиду. Әмма судан һөкүмити б д т ниң 20 миң кишилик тинчлиқ сақлаш қисимлириниң дарфурға киришини рәт қилди. Суданниң әң чоң нефит херидари болған хитай һөкүмитиниң баш миниситири вен җябавму әнгилийә баш миниситири тони белайир әпәндигә "б д т қисимлири чуқум судан һөкүмити рухсәт қилса андин кириши керәк" дәп җакарлаш арқилиқ хитайниң дарфур мәсилисигә болған мәйданини ипадилигән иди.

Судан һөкүмити бир нәччә йилдин буян, хәлқараниң бесими астида, өткән айда, б д т ниң 3000 кишилик тинчлиқ қошун әвәтип африқа бирликиниң 7000 кишилик тинчлиқ қисмлириға ярдәм беришигә қошулидиғанлиқини билдүргән иди. Шуниңдин кейин хитайму, б д т ниң тинчлиқ қошунлириниң дарфурға киришини қоллайдиғанлиқи, әмма хитай һөкүмити бурун әвәткән 400 кишилик қурулуш әскириниң вақтини йәнә 6 ай узартидиғанлиқини билдүрди.

Мушундақ сәвәбләр түпәйлидин, дарфурдики қирғинчилиқ техичә үзүл-кесил тохтитилмиди. Һазирға қәдәр дарфурда йәрлик милләттин 200 миң адәм һаятидин айрилди вә 2 милйондин артуқ йәрлик аһалә өз юртини ташлап сиртқа қечип кәтти, буниңдин 200 миң адәм юртиниң сиртида чөлләрдә ғерипчилиқ азабини тартиватиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.