Җорҗитавн универстетида уйғур дарвазчилиқиға даир һөҗҗәтлик филим көрситилди


2006.03.07
Пәләк шаһи адил һошурниң ғәлибидин кейинки тәнтәниси.
2202-Йили 7-май күни уйғур дарваз адил һошур бейҗиңдики җинхәй көлиниң үстидә дарда маңмақта. AFP

Өткән һәптә вашингтондики җорҗитавн университетида "пәләк шаһи "темисида дарваз адил һошур һәмдә уйғурларниң дарвазлиқ сәнити тонуштурулған бир йерим саәтлик мәхсус һөҗҗәтлик филим көрситилди.

Һөҗҗәтлик филим көрситилиштин бурун тамашибинларға, уйғурларниң җуғрапийилик, сиясий һәм мәдәний һаяти алаһидиликлири қисқичә тонуштурулди. Һәмдә дарваз сәнитиниң пәқәт уйғурларда сақлинип келиватқан бир нәччә миң йиллиқ тарихқа игә алаһидә сәнәт һәм маһарәт икәнлики сөзләп өтүлди.

Мәзкур һөҗҗәтлик филим америкилиқ һөҗҗәтлик филим реҗиссори дебрах стеретмән ханим тәрипидин 2004 - йили сөрәткә елинған болуп, филим уйғур дарваз маһири адил һошурни "уйғурларниң қәһримани, пәләк шаһи, алаһидә маһарәткә игә дарваз" дәп тонуштуруш билән башланди.

Уйғур дарваз сәнити намаян қилинди

Филимда адил һошур қатарлиқ дарваз һәмдә уйғур серк артистлириниң күндилик җапалиқ мәшқ қилиш, сәһраму -сәһра берип хәлққә оюн көрситиш җәрянлири, уларниң адди әмма қизиқарлиқ, өзгичә турмуши из қоғлап сөрәткә елинғандин башқа уйғур елиниң һәмдә уйғурларниң һәқиқий һаяти интайин устилиқ билән гәвдиләндүрүлгән болуп, дарваз сәнити билән йеңи тонушуватқан тамашибинлар уйғурларниң бу алаһидә өзгичә сәнитидин һәйранлиқ һес қилди. Адил вә башқа серк артислириниң хәтәрлик симда бималал маһарәтләрни көрситиши уларни һаяҗанға салди.

Бәзи америкилиқ оқуғучилар гәрчә уйғурлар һәққидә издиниватқан болсиму уйғур миллитиниң дарвазлиқтәк мундақ бир алаһидә сәнәт шәклини нәччә миң йилдин бери сақлап келиватқанлиқидин тәсирләнди. Һәтта бәзиләр тунҗи қетим уйғур ели һәмдә уйғурларни көриватқан болғачқа"дуняда болупму хитайда мундақ бир мөҗизилик җайниң барлиқини әмди биливатимән " дәп һәйранлиқ билдүрди. Уйғурларниң һәр тәрәплимә турмуши әкс әттурулгән

Әмма бу һөҗҗәтлик филимдә мени һәйран қилғини адил һошурниң маһаритини көргили йиғилған хәлқни хитай сақчилириниң таяқ, тоқмақлар билән уруп башқуриватқан көриниши болди, буниңдин көңлүм йерим болди. Мениңчә бу көрүниш уйғурларниң вәзийитиниң бир картиниси, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ контрол қиливатқанлиқиниң бир мисали болса керәк.

Мәзкур һөҗҗәтлик филим гәрчә адил һошурни асаслиқ обйект қилип, уйғур дарвазлиқ сәнитини тонуштурушни мәқсәт қилған филим болсиму әмма, тамашибинларни һәммидин бәкрәк қизиқтурғини һәмдә уларда әҗәблинәрлик соалларни туғдурғини, филимда тәбиий ипадиләнгән уйғурларниң сиясий, иҗдимаий һаяти һәмдә тәрәққий қилған шәһәрләргә маслашмиған намрат иқтисадий турмуш әһвали болди. Шуңа филимни көрүшкә қатнашқан оттура асия һәмдә мәдәнийәт тәтқиқати қилғучи профессор, доктор һәмдә оқуғучилар филим көрситилип болғандин кейинму мәзкур һөҗҗәтлик филимни көрүшкә уюштурған доктурдин уйғурлар һәққидә түрлүк соалларни сориди.

Биз мәзкур филим көрситилип болғандин кейин, доктор җеймис мелвордтин мәзкур филимни көрситишкә уюштуруштики мәқситини соридуқ. У мундақ деди: "мәзкур филим 2004 ‏- йили сөрәткә елинған болуп, оттура асия һәмдә милләтләр мәдәнийитини, сәнитини тәтқиқ қилғучи, өгәнгүчи америкилиқ оқуғучиларға нисбәтән бир қиммәтлик материял. Әлвәттә мәзкур филим универсал билимләргә игә. Униңдин немиләрни һес қилиш, немиләрни игиләш көргүчиләргә бағлиқ. Мән өзәмниң тәсиратимни елип ейтсам, мән 1999 - йили барған, филим униңдин бәш йил кейин сүрәткә елинған, мушу бир нәччә йилдики өзгириштин һәйран қалдим, мениң ядимдики һейтгаһ мәсчити билән филимдики һейтгаһ пәқәтла охшимайду, бәк өзгирип кетипту, униң әтрапидики маслашқан қәдимий имарәтләрни әмди тапқили болмайдикән. Мән бу тез сүрәтлик өзгириштин чөчүп кәттим. Мениңчә мәзкур филимдә уйғурларниң дарвазлиқ сәнитидин башқа уйғурларниң турмуш, етиқад, сиясий вәзийити қатарлиқ назук тәрәплириму әкс әттүрүлгән".

Хитайларниң уйғурларни қандақ контрол қиливатқанлиқиниң бир мисали

Биз йәнә мәзкур филимни алдинқи рәттә, алаһидә қизиқиш билән көрүп олтурған, оттура асия милләтлири һәмдә мәдәнийәт тәтқиқати билән шуғулланғучи җорҗитавн университетиниң профессори доктор марҗориа ханимдин "пәләк шаһи" намлиқ филимдин қандақ тәсиратқа кәлгәнликини соридуқ. Маҗориа ханим мундақ деди:

Маҗориа ханим "мән қәшқәргиму барған, шуңа бу филимдики бәзи көринишләр маңа тонуштәк йеқимлиқ туюлди. Бу филим арқилиқ адил һошурға охшаш бир талант игиси билән тонушқинимдин интайин хошалмән. Мән бу киши шундақла уйғурларниң дарвазлиқ сәнити билән йәниму чоңқур тонишишни халаймән, уйғурларниң бир тал арғамчиға бағланған бу дарвазлиқтәк есил мәдәнийәт‏, сәнити һәмдә униң тарихи мени тәсирләндүрди. Әмма бу һөҗҗәтлик филимдә мени һәйран қилғини адил һошурниң маһаритини көргили йиғилған хәлқни хитай сақчилириниң таяқ, тоқмақлар билән уруп башқуриватқан көриниши болди, буниңдин көңлүм йерим болди. Мениңчә бу көрүнүш уйғурларниң вәзийитиниң бир картиниси, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ контрол қиливатқанлиқиниң бир мисали болса керәк. Уйғур елидә биз билмәйдиған , тәтқиқ қилишқа әрзийдиған дарвазлиққа охшаш мәдә нийәт‏- сәнәт мөҗизилири нурғун".

Биз йәнә филимни көрүшкә кәлгән уйғурлардин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәндини зиярәт қилдуқ. У өзиниң филимдин алған тәсиратлири һәққидә тохтилип, бу филимниң америкидики әң юқири билим юртлиридин бири болған җорҗитавн университетида көрситилгәнликидин хурсән болғанлиқини, филимдә хитай сақчилириниң дарваз көргили кәлгән уйғур тамашибинларни худди һайванларни һәйдигәндәк чивиқ билән сүрүп йүргәнликини көрүп ичиниң қан билән толғанлиқини, өз хәлқигә болған һисидашлиқиниң һәссиләп ашқанлиқини билдүрди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.