Хитай вә уйғур елидә елип бериливатқан давалаш ислаһати мәғлубийәткә учриди


2005.08.08

Хитайниң давалаш саһәсидә елип бериливатқан ислаһати давалаш мулазимитини базарлаштуруш ислаһати болуп, хитай дөләт кабенти тәтқиқат оргини йеқинда, бу хил ислаһатниң пүтүнләй мәғлубийәткә учриғанлиқини ашкарилиған.

"Хитай яшлири гезити" дә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, хитай сәһийә министирлиқиниң сиясәт бәлгиләш оргини башлиқи хитайдики һәр милләт хәлқи дуч келиватқан "давалиниш тәс, давалиниш қиммәт" дегәндәк мәсилиләр хитайниң давалаш мулазимәт саһәсидики тәңсизликтин келип чиққан һәмдә давалаш мәнбәлирини тәқсим қилиштики йетәрсизликтин келип чиққан. Шуңа бу хил әһвалниң алдини елиш үчүн, давалаш саһәсидә елип берилидиған ислаһат базарлишишни әмәс, бәлки һөкүмәтниң ярдимини асас қилиши керәк, дегән.

Һөкүмәт аҗритиватқан мәбләғ наһайити аз

Хитай дөләт кабенти тәтқиқат оргини йеқинда елан қилған бу доклатта йәнә, хитайда елип бериливатқан базарлишиш характеридики давалаш ислаһатиниң мәғлуп болғанлиқини ашкарилаш билән бир вақитта, һөкүмәтниң давалаш саһәсигә аҗритилған мәблиғиниң интайин йетәрсиз икәнлики алаһидә тәкитләнгән болуп "давалаш саһасидики ислаһатниң мәғлубийәткә учриши һөкүмәтниң сәһийә саһәсигә аҗратқан мәблиғиниң интайин йетәрсиз болуватқанлиқи билән зич мунасивәтлик" дәп көрситилгән.

Америка харвард университети аммиви сәһийә институтиниң профессори шяв чинлун, хитай дөләт кабенти тәтқиқат оргининиң, хитайниң давалаш саһәсидики ислаһатиниң мәғлубийәткә учриғанлиқи һәққидә елан қилған доклати һәққидә тохтилип, "бу қетим, хитай дөләт кабенти хитайниң давалаш саһәсидә елип берилған ислаһатиға тоғра баһа бәрди. Әмәлийәттә, биз буниңдин 10 йил илгири бу хил ислаһатниң бүгүнкидәк ақивәтни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини пәрәз қилип болған һәмдә бу һәқтә юқириға пикир йоллиған, әпсуски, у чағда һөкүмәт бизниң пикиримизгә қулақ салмиған " дәп көрсәтти.

Хитай сәһийә министирлиқи ахбарат орган хадимлириниң билдүрүшичә, хитай сәһийә министирлиқи һазир мунасивәтлик органлар билән бирлишип, йеңи түрдики давалаш ислаһат пиланини түзүп чиқмақчи икән.

Америка харвард университети аммиви сәһийә институтиниң профессори шяв чинлун өзиниң бу һәқтики көз- қаришини ипадиләп, "хитай һөкүмити алди билән давалаш саһәсигә көпләп мәбләғ селиши керәк, малийә менистирлиқини қайил қилип, мәбләғни көпәйтишкә тиришиши керәк, берилгән пулни хәлқниң саламәтлики үчүн ишлитиши керәк" дәп билдүрди.

Әмәлий мисал

Хитайниң әнхүй өлкисидә нәшр қилинидиған "шинән кәчлик гезити" дә мундақ бир мәлумат берилгән: башқиларни қутқузуш үчүн булаңчилар тәрипидин пичақ йәп еғир яриланған бир деһқан җидди қутқузуш аптомобили билән дохтурханиға елип берилғанда, яриланғучиниң аилисидикиләр давалаш һәққини вақтида тапшурмиғанлиқтин, дохтурлар оператсийә қилиш вақтини кәйнигә сүргән. Шуниң билән яриланғучи вақтида оператсийә қилинмиғанлиқтин, қарап туруп һаятидин айрилип қалған.

Уйғурларниң әһвали техиму еғир

Радиомизниң һәқсиз линийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болушичә: уйғур елидики хәлқму хитайниң давалаш саһәсидики бухил ислаһатниң зор зийиниға учримақта һәмдә давалаш һәққи һәддидин ташқири қиммәт болғанлиқтин, пули йоқлар ағрип қалған һаләттиму дохтурға көрүнмәйдиған әһвал наһайити омумлашқан.

Йеқинда хитайда елип берилған бир қетимлиқ тәкшүрүштә көрситилишичә: өткән икки йил ичидә,давалаш һәққи мәсилиси түпәйлидин, кишиләр кесәл болған тәғдирдиму дохтурға көрүнмәйдиған, һәтта давалиништин пүтүнләй ваз кечидиған әһвал наһайити көп учрайдиған болған. Болупму йезиларда 80٪ кә йеқин деһқан та бүгүнгә қәдәр һечқандақ давалиниш суғуртиси болмиғанлиқтин, сәһийә мәсилиси техиму еғир һаләткә йәткән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.