Хитайда дохтурға көрүнүш һәммидин тәс


2006.01.24

Хитай һөкүмити йеқинда 2006 - йиллиқ мәмликәтлик сәһийә йиғини ечип, хитайниң тибби саһәдики кризиси йәни "дохтурға көрүнүш тәс, давалаш пули қиммәт" қатарлиқ мәсилиләрни һәтта дохтурханиларниң кесили еғир болған бимарни қарап туруп өлтүрүп қойидиған қилмишлириниму мәлум қилған. Лекин хитай мәтбуатлири бу һәқтә тәпсили мәлумат бәрмигән. Мәсилән,хитай компартийисиниң канийи болуп һесабланған шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә мундақ йезилған:

" Сәһийә министири гав чаң 2006 ‏- йиллиқ мәмликәтлик сәһийә хизмити йиғинида,дохтурға көрүнүш тәс вә дохтур һәққи қиммәт болуш мәсилиси һәққидә әстайидил тәкшүрүш елип берип мәсилини қәдәмму‏ - қәдәм һәл қилиш керәкликини оттуриға қойған. Сәһийә министири гав чаң бир қисим давалаш органлирида мәвҗут болуп туриватқан мәнпәәт қоғлишиш һәрикитини йәни иқтисадий мәнпәәтни дәп, давалаш пули вә дора пули қатарлиқларни өрлитивелиш қатарлиқ әһвалларни көрсәтти. У йәнә "кесили еғир болған вә қутқузушқа моһтаҗ болған бимарларға алаһидә етивар бериш керәк, дохтурханилар 'алди билән адәм қутқузуп, андин һесабат қилиш' принсипида чиң туруш керәк" дәп тәкитлиди.

Зиядә әшиватқан давалаш һәққи

Ройтерс агентлиқи тәрипидин берилгән мунасивәтлик мәлуматта көрситилишичә, хитай сәһийә министири гав чаң 2006 ‏- йиллиқ мәмликәтлик сәһийә хизмити йиғинида, хитайниң дуңбей өлкисидики бир дохтурханиниң бимарлардин һәдидин ташқири қиммәт баһада давалаш пули тәләп қилғанлиқини ашкарилиған. Ройтерс агентлиқи мәлуматида йәнә, йеқинқи йиллардин буян хитайдики давалаш һәққиниң кишиләрни һәқиқәтән әндишигә қойидиған бир мәсилигә айланғанлиқини, хитай пуқралири дохтурға көрүнүштә өз йенидин пул чиқиридиған яки болмиса толуқ йетилмигән давалаш суғуртисиға тайинидиғанлиқини, дохтурханилар болса пайдини көзләп, һечбир лазими болмиған қиммәт баһалиқ давалаш әсваблирини сетивелип, дохтурхана киримини көпәйтишкә тиришидиғанлиқини бир ‏- бирләп оттуриға қойған.

Ройтерс агентлиқи тәрипидин берилгән мәлуматта ейтилишичә, вен венхүй исимлиқ бир бимар дуңбейниң харбин шәһиридики бир дохтурханида 67 күн йетип даваланғандин кейин, давалаш үнүм бәрмәй өлүп кәткән, лекин бу бимар өлгәндин кейин, униң аилисидикиләр 5 йерим милйон юән давалаш һәққи төләшкә мәҗбур болған. Бу вәқәдин хәвәрдар болған хитай сәһийә министири гав чаңниң мәзкур дохтурханини қаттиқ тәнқит қилип, мунасивәтлик дохтурхана әмәлдарлириға қаттиқ җаза беришни тәкитлигән, чүнки кишиләр мәзкур дохтурханиниң башқуруш әмәлдари үстидин әрз қилип, уларниң кесәл тарихини өзи халиғанчә өзгәртип, бимардин артуқтин - артуқ тәҗрибә қилиш пули вә давалаш пули тәләп қилғанлиқини паш қилған.

1978 ‏- Йилидин башлап 2002 ‏- йилиғичә болған бу җәрянда, хитайниң тибби саһәдә киши бешиға ишләтгән пули 11 сомдин 442 сомға өрлигән. Лекин шуниң билән бир вақитта, һөкүмәт көтүрүшкә тегишлик болған давалаш һәққи 32% тин 15 % кә чүшүп қалған.

Мәсилиниң сәвәблири

Бирләшкән дөләт тәшкилати елан қилған бир доклатта көрситилишичә : хитай һөкүмити хәлқниң дохтурға көрүнүш вә давалиниш еһтияҗини қандурмиған. Хитай һөкүмити амминиң әң асаслиқ мәнпәәти болған сәһийә мәсилисигә йетәрлик көңүл бөлмигән. Хитай сәһийә меистери гав чаң болса мидитсина саһәсидики бу хил тәңпуңсизлиқни азайтишқа вәдә бәргән.

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, хитайниң тибби саһәдики кризиси сәһийә тәқсиматиниң адил болмиғанлиқидин келип чиққан. Мәсилән, һазир омумий нопусниң 30%ни игилигән шәһәр хәлқи сәһийә мәблиғиниң 80% гә игә болған. Лекин омумий нопусниң 70% ни игилигән йиза хәлқи пәқәт 20% сәһийә мәблиғигә еришәлигән һәмдә 87% деһқан дохтурға көрүнүштә пүтүнләй өз хираҗитигә таянған. Шуңа һазир хитайда диһқанлар, дохтурханида йетип даваланмиса болмайдиған һаләттиму, дохтурханиға кирәлмәй, өйдә өлүп кетидиған әһвал наһайити омумлишип кәткән. Хитайдики сәһийә тәқсиматниң адил болмиғанлиқини давалиништики капаләтлик мәсилисидинму көривалғили болиду. Мәсилән, һазир хитайда давалиниш сәһийә капалитигә игә болғанлар пәқәт омумий нопусниң 15% ни игилигән болуп, қалған 85% хәлқ һечқандақ капаләткә игә болалмиған. Һәмдә буларниң көп сандикиси җәмийәтниң намрат қатлимидики иштин бошитилған ишчи ‏- хизмәтчиләр болуп һисаблинидикән.

Гәрчә бу қетим хитайда ечилған 2006 ‏- йиллиқ мәмликәтлик сәһийә хизмити йиғинида, хитай сәһийә министири гавчаң дохтурханиларда бимарларниң өлүватқанлиқини көрүп туруп қутқузмайдиған әһвалға йол қоймаслиқни тәкитлигән болсиму, көплигән сәһийә мутәхәссислири хитайниң тибби саһәсидики кризис мәсилисиниң буниң биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини һәмдә бу мәсилиниң қисқа вақит ичидә һәл қилиниши мумкин әмәсликини көрсәтмәктә.(Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.