Тәксә баһалиқ дохтурхана селиш арқилиқ давалаш мәсилисини һәл қилғили боламду ?
2006.02.13
Хитай сәһийә министири йеқинда кирими төвән болған кишиләрниң мәнпәәтини нәзәрдә тутуп, хитайниң һәрқайси өлкилиридә омумйүзлүк һалда тәксә баһалиқ дохтурхана селиш керәкликини оттуриға қойған. Бу хил тәксә баһалиқ дохтурхана бундин икки йил илгири уйғур елиниң үрүмчи шәһиридиму синақ орнида селинған. Бир қисим кишиләр буни "намратларни йөләш дохтурханиси " дәп атайдикән.
Хитайда ишләнгән дориларла ишлитилидикән
Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 2003 - йили, хитай сәһийә министирлиқиниң буйруқиға асасән, уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә бу хил тәксә баһалиқ дохтурханидин иккиси селинған болуп, йеқинда хитай сәһийә министирлиқи мәзкур дохтурханиларда тәкшүрүш елип бериш арқилиқ бу хил дохтурханиниң хитайниң һәрқайси өлкилиридә омумийлишиши керәкликини оттуриға қойған.
Хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур тәксә баһалиқ дохтурханиниң башқа дохтурханилардин пәрқи дохтурлар бимарлардин артуқчә давалаш һәққи тәләп қилмайдикән һәмдә зөрүрийити болмиған тәкшүрүшләрни тәшәббус қилмайдикән. Дохтурханида ишлитидиған һәрқандақ дора мәмликәт ичидә ишләпчиқирилған төвән баһалиқ дора болуп, импорт қилинған дорилар мәзкур дохтурханида һәргизму ишлитилмәйдикән. Шуңа мәзкур дохтурханида давалинидиған бимарларниң дохтурға көрүниш һәққи башқа дохтурханиларниңкигә селиштурғанда бир қәдәр әрзан болидикән.
Мааш төвән, кәспи хадимлар аз
Бундин илгири биз, уйғур елидики тәксә баһалиқ дохтурханиларниң йәни намратларни йөләш дохтурханилириниң әһвалини игиләш үчүн, үрүмчи шәһәрлик биринчи тәксә баһалиқ дохтурханисиға телефон қилған идуқ. Зияритимизни қобул қилған мәлум дохтурхана хадими мәзкур дохтурханиниң асасән кирими төвән лекин давалиниш суғуртисиға игә болғучиларни қобул қилидиғанлиқини мәлум қилған.
Уйғур елидики биринчи тәксә баһалиқ дохтурхана ишхана башлиқи ли винниң мәлум қилишичә, мәзкур дохтурханида дохтурларниң мааши төвән болғанлиқтин, 2004 - йилиниң өзидила 20 дин артуқ кәспий хадимлар башқа җайларға йөткилип кәткән. Һазир бу дохтурханида ишләватқан дохтурларниң көп сандикиси йәрлик дохтурханилардин яки асасий қатламдики дохтурханилардин йөткәп келингәнләр икән. Шуңа бир қисим мурәккәп яки еғир кисәлләргә дуч кәлгәндә, аптоном районлуқ хәлқ дохтурханиси қатарлиқ чоң дохтурханиларниң ярдимигә муһтаҗ болидикән.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, һазир бу хил тәксә баһалиқ дохтурхана пәқәт уйғур елидила әмәс, бәлки хитайниң бейҗиң, гуаңдуң қатарлиқ җайлиридиму селинған.
Анализчилар: мәсилиләр негизидин һәл болмайду
Гәрчә хитай сәһийә министирлиқиниң башлиқи гав чяң "һазирдин башлап, мәмликәтниң һәр қайси җайлирида тәксә баһалиқ дохтурхана вә тәксә баһалиқ дорихана селиш керәк, шундақ қилғандила кирими төвән болған бимарларниң дохтурға көриниш вә давалиниш мәсилисини һәл қилғили болиду" дәп билдүргән болсиму, көплигән анализчилар кирими төвән болған пуқраларниң давалиниш мәсилисини һәргизму бу хил тәксә дохтурханиларни селиш арқилиқ һәл қилғили болмайду " дәп көрсәтмәктә.
Илгири сәнши өлкисидә мухбир болуп ишлигән ма шавмин хитай һөкүмити йолға қоюватқан тәксә баһалиқ дохтурхана һәққидә тохтилип мундақ деди :
"Әгәр тәксә баһалиқ дохтурханиниң давалаш һәққини әрзан дәп қарисақ, башқа дохтурханиларниң давалаш һәққини немә дәп қараш керәк? йәни башқа дохтурханиларни "юқири баһалиқ" яки "қалаймиқан пул йиғидиған дохтурхана" дәп қарашқа тоғра келәмду ? демәкчи болғиним, хитайниң давалаш саһәсидики әң асаслиқ мәсилә тәксә баһалиқ дохтурхана селиш яки салмаслиқ әмәс, бәлки алди билән дохтурханиларда мәвҗүт болуватқан бимарлардин қалаймиқан пул йиғиш "бимарларни екиспилататсийә қилиш" қатарлиқ чирикликкә аит мәсилиләрни һәл қилиштур. Әгәр бундақ қилинмайдикән, тәксә баһалиқ дохтурхана салған биләнму, бимарларниң давалиниш мәсилиси йәнила охшаш бир тәрәп қилинмайду. Кирими төвән пуқралар йәнила дохтурханида давалиниш пурситигә игә болалмайду. Шуңа һазирқи мәсилә пәқәт давалиниш мәсилисила әмәс, бәлки сиясий түзүм мәсилиси болуп қалди. Хитайниң медитсина саһәсидики чириклик мәсилисини бир тәрәп қилмай туруп, тәксә баһалиқ дохтурхана селип, давалаш мәсилисини бир тәрәп қилимиз дегини қуруқ гәп ". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йәршари характерлик доклатта хитайниң давалаш саһәсидики чириклик мәсилиси оттуриға қоюлди
- Уйғур деһқанлири давалиништа йәнила наһайити зор қийинчилиқларға дуч кәлмәктә
- Уйғур елиниң тибби саһәси кризисқа доч кәлмәктә
- Хитай вә уйғур елидә келишим баһалиқ дохтурханилар йолға қоюлмақта
- Хитайда дохтурға көрүнүш һәммидин тәс