Хитайниң тибби саһәсидә елип барған ислаһати мәғлуп болди


2005.12.21

2005 ‏- Йилиниң ахири, хитай һөкүмити 1989 ‏- йилдин буян тибби саһәсидә елип бериватқан ислаһатиниң мәғлуп болғанлиқиға рәсми иқрар болуп, хитайдики давалаш системисиниң һәқиқәтән кишини әндишигә қоюватқанлиқини мәлум қилди.

Хитай сәһийә министирлиқиниң башлиқи гав чяңниң билдүрүшичә, хитайниң сәһийә саһәсидики тәрәққият йетәрлик болмиған, сәһийә қурулмисида елип бериливатқан ислаһат арқида қалған, болупму йезилардики сәһийә мәсилиси та һазирға қәдәр бир тәрәп қилинмиғанлиқтин, деһқанлар кесәл болуп қалса дохтур йоқ, шәһәрдики дохтурханиларға йүгрәйдиған әһвал йәнила мәвҗут болуп турған.

Давалиниш капалитигә еришәлмигәнләр нисбити юқири

Хитай дөләт министири вен җябав йеқинда берилгән бир қетимлиқ хизмәт доклатида, хитайда мәвҗут болуп туриватқан сәһийә мәсилисидә тохтилип, һөкүмәтниң алди билән болупму йеза районлиридики хәлқниң давалиниш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүши керәкликини тәкитлигән.

Хитай әмгәк вә иҗитмаий капаләт министирлиқи истрахованийә тәтқиқат бөлүминиң башлиқи ву җичаң йеқинда хитайда ечилған 2005 ‏- йиллиқ ислаһат елип бериш йиғинида, һәр қайси дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң сәһийә саһәсигә салған мәблиғиниң наһайити аз икәнликини тәкитләп, һазир хитайниң омумий сәһийә хираҗитиниң 60% и пуқралар тәрипидин йиғилидиғанлиқини, шәһәр хәлқниң 44% и давалаш капалитигә игә болалмайватқанлиқини, йеза хәлқи арисида давалаш капалитигә еришәлмәйватқанларниң нисбити 80% кә йәткәнликини алаһидә оттуриға қойған.

Хитай дөләт кабенти тәрәққият тәтқиқат мәркизидики ву җиңлйән әпәнди "кирими төвән кишиләрниң давалаш һәққини һөкүмәт көтүрүши керәк, бу һөкүмәтниң мәсулийити " дәп көрсәткән.

Америка харвард университетиниң аммивий сәһийә институтидики профессор шяв чинлйән әпәнди хитайдики сәһийә мәсилисиниң бу қәдәр еғир һаләткә йетишидики сәвәб, һөкүмәтниң һәдидин ташқири чириклишип кәткәнликидин, сәһийә орунлири болса өз мәнпәтини көздә тутуп, һәқиқий ислаһат елип беришни халимиғанлиқтин шундақла һөкүмәтниң дохтурханиларни яхши башқурмай, уларниң бимарлардин қалаймиқан пул йиғишиға йол қойғанлиқидин " дәп көрсәтти.

Намратлиқ бимарларни дохтурханидин йирақлаштурмақта

Радиомизниң һәқсиз линийисигә кәлгән телефонлардин мәлум болушичә, гәрчә хитай һөкүмити йиллардин буян сәһийә саһәсидә нурғун сиясәт вә бәлгилимиләрни бекиткән болсиму, намрат деһқанлар буниңдин һечқандақ бәһриман болалмиған. Көп сандики деһқанлар кесәл болуп қалсиму пули йоқ дохтурға көрүнәлмәйдиған әһвал наһайити омумлишип кәткән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған қәшқәрдики бир деһқан аял көплигән қәшқәр деһқанлири гәрчә еғир кесәл болуп қалған һаләттиму, намратлиқтин дохтурхана ишики алдиға баралмайдиғанлиқини мәлум қилди.

Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аял қәшқәрдики дохтурханиларниң бимарларға тутқан начар позитсийисини шундақла дохтурларниң илаҗи бар бимарлардин пул үндүрүвелишқа урунидиғанлиқини ашкарилиди.

Радиомизниң һәқсиз ленийисигә телефон қилған бир уйғурниң билдүрүшүшичә, һазир уйғур елидә мутләқ көп сандики кишиләр пәқәт илаҗи болмиған шараитта андин дохтурханиға баридикән.

Һаяттин пул муһим

Зияритимизни қобул қилған уйғур елидики өсмә кесәлликләр дохтурханисида ишләйдиған бир дохтур һазир уйғур елидики дохтурханиларниң һәммиси дегидәк пүтүнләй компийотурлишип кәткәнликини, шуңа бимарлар әгәр давалиниш җәрянида давалаш һәққини вақти - вақтида төләп турмиса, давалаш хизмитиниң аптоматик тохтап қалидиғанлиқини тәкитләп, бу хил әһвал астида дохтурларму һечқандақ амал қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка харвард университетиниң аммивий сәһийә институтидики профессор шяв чинлйән әпәнди хитай һөкүмитиниң дөләт сәһийә министирлиқиға буйруқ чүшүрүп, аммивий сәһийә саһәсигә көпләп мәбләғ селиши керәкликини көрсәтти. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.