Түркийә мәтбуатлирида әхмәт давутоғлуниң қәшқәр, үрүмчи вә бейҗиң зиярити
Мухбиримиз арислан
2010.11.03
2010.11.03

www.worldbulletin.net Дин елинди.
Диққәт қилишқа тегишлик нуқта шуки, хитай даирлири түркийә һөкүмити билән террорлуқ вә бөлгүнчиликкә ортақ қарши туруш һәққидә учур тарқатқан болсиму түркийә мәтбуатлирида бу һәқтә һечқандақ учур берилмиди.
Заман гезитиниң 2010 - йили 11 - айниң 2 - күнидики санида хәвәр қилишичә, хитай дөләт муавин рәиси ши җинпиң ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуни, хитай хәлқ қурултийидики шинҗаң уйғур зали дәп аталған йиғин залида күтүвалди. Давутоғлу ши җинпиң вә һәмраһлириға түркийиниң уйғур аптоном райони билән пәқәт култер - мәдәнийәт җәһәттә көңүл бөлүватқанлиқини тилға елип, хитайниң сиясий пүтүнлүкини тәкитлиди.
6 Күнлүк хитай зияритиниң ахирқи бекити болған бейҗиңға кәлгән түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу бейҗиңда, хитай хәлқара тәтқиқат институтида өткүзүлгән юмилақ үстәл йиғиниға қатнашти. Әхмәт давутоғлу йиғинға қатнашқучиларниң, хитай - түркийә мунасивәтлири вә әнқәрәниң ташқи сиясити һәққидә сориған соалларға җавап бәрди. Давутоғлу, түркийиниң хитай вә башқа асия дөләтлири билән тәрәққи қиливатқан мунасивәтлириниң ғәрб әллириниң орниға қойидиған бир кандидат әмәсликини йәнә бир қетим тәкрарлиди.
Хәвәрдә билдүрүшичә, әхмәт давутоғлу ши җинпиңға, түркийиниң бир җуңго сияситини көзитип келиватқанлиқини билдүрди. Қәшқәр вә үрүмчигә барғанлиқидин мәмнун болғанлиқини ипадилиди. Министир әхмәт давутоғлу қәшқәрни түрк тил луғити йезилған йәр дәп ипадиләп, хитайдин башқа дөләтләрдиму хитай болғанға охшаш түркийиниңму башқа йәрләрдә ирқдаш, қериндаш хәлқ туғқанлири барлиқини, уйғурларниң улардин икәнликини билдүрди.
Давутоғлу уйғурларни хитай билән түркийә оттурисида достлуқ вә һәмкарлиқ көврүки дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрүп, уйғурлар билән күлтүр - мәдәнийәт җәһәттики мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә билдүрүшичә, министир әхмәт давутоғлу йәнә хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән учрашқан.
Ихлас хәбәр агентлиқини 2 - ноябир күнидики хәвиридә билдүрүшичә, 6 күнлүк рәсми зияритини қәшқәрдин башлап бейҗиңда ахирлаштурған түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу бүгүн кәч түркийигә қайтти.
Хәвәрдә билдүрүшичә, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу бейҗиңдики зияритини ахирлаштуруп болғандин кейин, түркийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиханисида мухбирларни күтивелиш йиғин уюштурди вә мухбирларниң соаллириға җавап бәрди. Әхмәт давутоғлу мухбирниң соалиға җавап берип, хитай даирилиридин, үрүмчи вә шиәнгә бивастә айропилан учушни тәләп қилған. Әхмәт давутоғлу йәнә хитай билән түркийә оттурисидики мәдәнийәт мунасивәтлирини тилға елип, култер - мәдәнийәт җәһәттә, уйғур райониға қарита, тарихи вә мәдәнийәт мунасивәтлиримиз барлиқи һәққидә хитай әмәлдарлири билән ениқ бир шәкилдә сөзләштуқ. Хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилимиз, бу һәқтә хәлқара қанунға уйғун һалда һәрикәт қиливатимиз. Әмма охшаш вақитта уйғур райониниң түркийә билән хитай оттурисида бир достлуқ көврүки роли ойнайдиғанлиқи сәвәбидин бу районға түркийиниң көңүл бөлүши ешиватқанлиқиниң нормал икәнлики һәққидә һәр икки тәрәпниң мувапиқ көрүлгәнликини билдүрди. Бу мунасивәт билән үрүмчигә бир түрк санаәт райони қуруш һәққидә буниңдин илгири түзүшкән келишимнамини әмәлийләштүрүшкә қәдәм бесиш һәққидә сөзләшкәнликини билдүрди. Хитайларму, бу һәқтә түркийиниң уйғур районидики паалийәтлириниң ешиватқанлиқиға иҗабий қараватқанлиқини билдүргән.
2010 - Йили 10 - айниң 31 - күни түркийә гезитидә, ахбаратчи батухан яшар тәрипидин уйғурларниң көз яшлири вә әнқәрәдики күтивелиш дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалиниң аптори батухан яшар әпәнди, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу билән қәшқәр вә үрүмчи шәһәрләрни зиярәт қилған ахбаратчилардин бири икән.
Батухан яшар әпәнди мақалисини мундақ башлиған: ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу билән бирликтә үч күндин бири хитайда зиярәттә болуватимиз. Әмма бу зиярәт, бейҗиң, шиән, һоңкоң вә яки шаңхәйдин башлимиди. Әхмәт давутоғлу әнқәрәдин шәрқий түркистанниң муһим шәһәрлиридин бири болған қәшқәргә кәлди. Әхмәт давутоғлуниң өзи дегәнгә охшаш, мәһмут қәшқири вә йүсүпхас һаҗипқа салам бәргәндин кейин бу қетим башқа бир муһим ата юрти үрүмчигә кәлди. Өткән йили түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһгүл билән бирликтә үрүмчигә кәлгән идуқ. Бу зиярәтниң арқисидинла йүз бәргән 5 - июл қанлиқ вәқәләр болғанлиқиға техи узун вақит өтмиди. Әнқәрә билән бейҗиң җидди бир сүркүлүш басқучқа берип қалди. Чүнки уйғурлар пәқәт бир милләт болғанлиқи үчүнла әмәс бәлки түркийә җумһурийитиниңму интайин сәзгүр бир мәсилиси болғанлиқи үчүн түркийә бу вәқәгә қаттиқ қарши турди. Мушундақ бир вәқә йүз берип арқидинла, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу әнқәрәдин бивастә қәшқәргә кәлди. Хитай даирлири халиса, әхмәт давутоғлуни башта бейҗиңға келиң, кейин қәшқәр вә яки үрүмчигә барисиз, дейәләйтти. Хитай қандақ болуп бу зиярәткә рухсәт қилди? дегәндәк бир соал әқлимизгә келиду. Бу һәқтә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң һәқлиқ икәнликини әйиблимәслик керәк. Әхмәт давутоғлу у қанлиқ вәқәләрдин кейин, икки дөләт оттурисидики кризист йүз бәргән мунасивәтләрни басқучму - басқуч бесип оттуридики мунасивәтни яхшилиди. Буниңдин башқа йәнә, түркийиниң шәрқий түркистан билән болған бағлинишлиқ мунасивитини техиму күчәйтти. Бу әң гүзәл мувәппәқийәтлик бир дипломатийә елип бериш.
Ахбаратчи батухан яшар мақалисиниң давамида йәнә мундақ дегән:
Әмәлийәттә, бир мәзгил тәрәққи қилишта кәйнидә қалған шәрқий түркистан районини дуняға ечишни мәқсәт қиливатқан хитай даирлири буни түркийә билән бирликтә мумкин болидиғанлиқини яхши чүшинип йәткән бир вәзийәттә. Чүнки, бейҗиң, дунядин мунасивити үзүлүп қалған һәтта террорлуққа ярдәм бәргән дәп қарап бесим қилидиған дөләтләр қатаридин орун алған сүрийини түркийиниң қолидин тутуп йетәклиши нәтиҗидә хәлқара җәмийәттә етибарлиқ бир дөләткә айланғанлиқини чүшәнгән. Түркийиниң иранға алақидар кризистниң тинчлиқ йол билән һәл қилиниши үчүн дуня җамаити алдида қанчилик тәсир көрсәткәнликини көрди. Бизгә нисбәтән хитай шуни қарар қилди. Биз уйғур районини дунядики сәрмайә - мәбләғ салидиған ширкәтләргә ачимиз. Мәбләғ салғучилар үчүн бу районни җәлп қиларлиқ һалға кәлтүримиз, буни әмәлийләштүрүштә түркийини қоллинимиз. Әнқәрә, хитайдики мәркизи һөкүмәт билән болған мунасивәтлири қанчилик яхши болса, уйғур райониға қилалайдиған ярдәмниң шунчилик ашидиғанлиқини чүшәнгән бир вәзийәттә. Шуниң үчүн алдимиздики күнләрдә икки дөләт оттурисида истиратегийә ортақлиқ келишими түзүлиду. Буни шундақ ипадиләш бәлки тоғра болиду, түркийә билән хитай истиратегийилик ортақ болиду, үрүмчидә түркийә ташқи ишлар министир әхмәт давутоғлу билән бирликтә чоң мәсчиттә җүмә намизи оқудуқ. Әхмәт давутоғлуни мәсчиттә көргән уйғурлар башта һәйран қалди. Чүнки тунҗи қетим бундақ бир иш болувататти. Тунҗи қетим түркийидин кәлгән бир министир вә һәйәтни көз алдида көрүвататти. Намаздин кейин болса һаяҗанлиқ минутлар өтти. Уйғурлар җүмә намизидин кейин узақтин кәлгән туғқанлирини көз яшлири ичидә қучақлиди. Көзлиридин аққан у яшлар әслидә оттуримиздики мунасивәт беғиниң һеч аҗизлимиғанлиқини көрситип туратти.
Түркийә ситар гезитиниң обзорчиси, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң қәшқәр вә үрүмчи зияритини, "хитай әҗдарһани гүзәлликкә қайил қилип мувапиқийәт қазанған бир дипломатийә чүшәнчә" дәп баһа бәрди.
Түркийә гезитиниң 2010 - йили 11 - айниң 1 - күнидики санида йәнә обзорчи йилмаз өзтнуна тәрипидин "хитайдин америкиғичә" дегән темида, йезилған бир мақалә елан қилинди.
Мақалә мундақ башланған: түркийә җумһурийити, яврупа қитәсидә балқан, асияда анатолийә, кавкасийә, оттура шәрқ дөлити. Әмма түрк қовми охшаш вақитта шәрқий яврупа, оттура асия, шәрқий асия миллитидур. Шәрқий түркистан оттура асияда, хитайниң башқурушида, түркийә зиминидин икки һәссә чоң бир өлкә. Биз түркләргә дөлитимизниң рәсми дини дәп һәнәфий, сүнни ислам дини қобул қилдурған 921 - йилидики қараханийлар хақанимиз султан абдулкәримхан сутуқ буғрахан шәрқий түркистандики бүйүк түрк мәдәнийәт бәлгиси болған қәшқәрдики қутлуқ қәбиригаһида ятиду. Түркий тиллар дивани исимлик түрк луғәт китабиниң муәллипи, қараханилар султаниниң шаһзадиси мәһмут қәшқири вә түрк шеирийәт мәйданида тунҗи йезилған сиясәтнамә дәп аталған қутадғубиликниң муәллипи, қараханийлар сарай министири йүсүп хас һаҗип. Түркләрниң кәлгүсини вә бүгүнки милләткә айлинишимизға асас салған икки нәпәр бүйүклиримизниң қәбригаһлириму қәшқәрдә. Һәр икки әсәр бизгә анатолийини ечип, түркийә дөлитиниң қурулушиға асас салған малазғирт ғәлибисидин бир қанчә йил илгири йезилди. Биз мушундақ бир мәдәнийәт билән анатолийигә кәлдуқ. Ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу мушундақ бир мәнивий қиммити бар орунни зиярәт қилди.
Башқурушта коммунист сестимиси, иқтисади җәһәттә әркинлик сиясити йүргүзүватқан хитай һакимийити, биз түркийә түрклирини зиярәт қилдурушта давамлиқ шәрқий түркистанниң еғир дәриҗидә хитайлаштурулған шәһири үрүмчини зиярәт қилишқа рухсәт қилатти. Қәшқәргә, йәкәнгә, ғулҗиға вә турпанға һеч йеқинлаштурмайтти.
Ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң қошнилар билән һеч қандақ мәсилә қалмаслиқ, дунядики пүткүл дөләтләр билән тинчлиқ орнитиш шәклидики ташқи сиясәт нәзәрийисини әмәлийләштүрүш мәйданиға киргүзүлгән хитайни зиярәт қилиши, дуняниң әң көп нопусиға игә дөләт хитай бизгә көп нәрсә сатиду, биздин аз нәрсә алиду. Әхмәт давутоғлуниң бу қетимқи қәшқәр вә үрүмчи зиярити, икки дөләт мунасивәтлирини илгири сүрүштә бесилған муһим басқуч. Түркийә үчүн хитай истиратегийилик ортақ болалмайду, хитай билән елип берилған бу мунасивәтләр һәргизму америкиниң орниға хитай билән истиратегийилик ортақ болуш әмәс, хитай һәр қандақ шараитта һәргизму түркийиниң истиратегийилик иттипақдеши болалмайду. Түркийә америкиниң истиратегийилик иттипақдеши.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.