Уйғур елидики деһқанларниң турмушини яхшилаш үчүн селинған мәбләғ кимләр үчүн ишлитиливатиду ?
2007.01.30
Шинхуа ториниң 30 - январ күнидики хәвиридә, уйғур елидә деһқан - чарвичиларниң турмушида зор өзгиришләр бәрпа қилинип, деһқан -чарвичиларниң йиллиқ кирими 2742 йүәнгә йәткәнлики һәққидики хәвәр елан қилинғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурлар арисида түрлүк ғулғулилар мәйданға кәлди.
Көзәткүчиләр, уйғур елидики деһқан - чарвичиларниң оттуричә йиллиқ кирими 2742 йүәнгә йәткәнлики һәққидики мәлуматқа ишинишкә болсиму, әмма ишләпчиқириш қурулуш армийиси тармиқидики хитай деһқанлар билән ичкири өлкиләрдики деһқанларниң йиллиқ кирими оттурисидики пәрқни селиштурғили болмайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Истансимиз уйғур елидики деһқанларниң вәзийити үстидә мәлумат игиләшни изчил давамлаштуруп кәлгән болуп, уйғур деһқанларниң көпинчисиниң турмушиниң интайин қейинчилиқ ичидә өтиватқанлиқи, һәтта бәзилириниң ачлиқ дәрдини тартиватқанлиқи һәққидики инкаслардин хәвәрдар болған идуқ.
Уйғур елиниң җәнубидики районларда яшаватқан деһқанларниң турмушиниң қийинчилиқ ичидә өтиватқанлиқи, хитай һөкүмити тәйинлигән әмәлдарлар тәрипидин иқрар қилинған болуп, өткән йили өткүзүлгән партийә қурултийида сөз қилған, қәшқәр вилайәтлик парткомниң секритари ши дагаң: "деһқанларниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүш хизмити интайин тәс болуватиду, нөвәттә оттуричә һесаб билән деһқанларниң йиллиқ турмуш сәвийиси 1800 юән әтрапида, буниң билән пәқәтла деһқанларниң қурсиқини тойғузуш мәсилиси һәл қилинди" дегән иди.
Ундақта, хитай һөкүмитиниң 2006 - йили пәқәт бир йил ичидә " сотсиялистик йеза бәрпа қилиш үчүн, салған 77 милярд 700 милйон йүән мәблиқи, қайси йезиниң вә қайси деһқанларниң турмушида ғайәт зор өзгиришләрни мәйданға кәлтүрди?
Бу һәқтә мулаһизә йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди өз қарашлирини оттуриға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити тор бәтләрдә уйғур елини "тарихтики әң әвзәл вәзийәттә "дәп тәшвиқ қилмақчи
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (2)
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (1)
- Өз терилғу йиридин айрилип қеливатқан деһқанлар барғансери көпәймәктә
- Уйғур деһқанлири өз йезилирида мәвҗут болуватқан мәсилиләр һәққидә тохталди
- Хитай вә уйғур елидики деһқанларниң һәқиқий әһвали қандақ?
- Уйғур деһқанлириниң бай болалмаслиқи уларниң һорунлиқидинму?
- Уйғур деһқанлири һорунлуқидин бай болалмайватамду?