Хитайда йеза- кәнтләрдә урғуватқан демократик аң


2005.09.29

Гуаңҗу шәһири фәнйү райони тәйши мәһәллисидики йәрлик хәлқниң әркин асия радиосиға ейтип беришичә, тәйши мәһәллиси бир кичик кәнт. Униң даирисидә 3000 мо йәр бар. Нупус сани 2075. Пуқралар бу мәһәллиниң 5 җайида йәрләрни бикар қилип қандақтур бир хил қурулуш елип берилишқа тәйярлиқ көрүлүватқанлиқини байқиған. Пуқралар буни билиш үчүн мәһәллә башлиқлиридин сориса пәқәт җаваб алалмиған. Ахир бу мәһәллидики 13 ишләпчиқириш әтрити бирдәк һәрикәткә келип тәкшүрүш елип барғанда, мәһәллидә 2000 мо йәрниң аллиқачан сиртқа иҗаригә беривитилгәнликини, бу ишта 17 хил нуқсан барлиқини сәзгән. Әмма буниң тәпсилатини ениқлашқа пәқәт мумкин болмиған.

Йүз бәргән вәқәләр

Мәһәллидики һәммә пуқра бирликкә келип, пуқралардин йошуруп шәхси сода қиливатқан мәһәллә башлиқи, қушумчә тәйши мәһәллиси иқтисадни тәрәққи қилдуруш һәссидарлиқ ширкити дегән ширкәтниң башлиқи чен әпәндини вәзипидин қалдурушни қарар қилған.

Йәрлик хәлқниң әркин асия радиосиға ейтип беришичә, 7 - айниң 29 - күни мәһәллә пуқралири алди билән җим олтуруш күриши елан қилған. Мәһәллиниң малийә ишханисини пичәтлигән. 400 Пуқра имза қоюп районлуқ һөкүмәткә әрз сунған.

Мәһәллә пуқралириниң тинч һалда елип барған қаршилиқ һәрикити давамлишиватқанда, сирттин бир нәччә аптомобилда намәлум адәмләр келип, бу мәһәллиниң пуқралириға һуҗум қилған. Мәһәллә пуқралиридин бир адәмни тутуп кәткән. 8 - Айниң 16 - күни бир нәччә йүз сақчи келип, мәһәллә комитетиниң алдиға топлашқан пуқраларни тарқитивәтмәкчи болған. Мәһәллә пуқралиридин 7 адәмни "вәқәгә йетәкчилик қилғучи" дегән нам билән тутуп кәткән. 50 Адәм таяқ зәрбисигә учриған. Еғир яриланған 2 адәм дохтурханиға елип берилған.

Дадил қәдәм

8 - Айниң 31 - күни 28 нәпәр язғучи, мутәхәссис, адвокатлар бирликтә имза қоюп тәйши мәһәллисидә коммунист партийиниң сиясәтлиригә тинч һалда қаршилиқ көрсәткән пуқраларни қоллап баянат елан қилған. Баянатта пүтүн мәмликәт хәлқиниң бу мәһәллиниң хәлқиғә әхлақий ярдәм беришини мураҗиәт қилған. Хитай иҗтимаий пәнләр акадимийиси қануншунаслиқ иниститутиниң тәтқиқатчиси фән яфең әпәнди обзор елан қилип, тәйши мәһәллисини бивастә сайлам елип бериш җәһәттә худди 1957 - йили әнхуй өлкисидә мәмликәт бойичә әң бурун мәһсулатни шәхсийләргә котирәгә бериш йолға қоюлған шавгаң мәһәллисидәк үлгә яратти. Дәп баһа бәргән. Әмма юқиридикиләр, бу мәһәллидики мәсилини һәл қилмиған, бу мәһәллидики пуқраларниң тинч қаршилиқ һәрикитиму тохтап қалмиған.

Қара – қоюқ тутуш

Көзитиш жорнилида ейтилишичә, 9 - айниң 12 - күни бир миңдин артуқ сақчи бу мәһәллигә келип тинч һалда қаршилиқ көрситиватқан мәһәллә пуқралириға от өчүрүш машинилириниң юқири бесимлиқ помпилири билән су чачқан. 50 Нәччә адәмни тутуп кәткән. Мәһәллә малийә ишханисини қоршивалған адәмләрни чикиндүрүп, ишханидики барлиқ малийә һесабат материяллирини елип кәткән. Бу қетим кәлгән адәмләрниң ичидә рәсмий форма кийгән сақчилардин башқа йәнә, кона һәрбий форма кийгән кишиләр вә башқа ғәлитә кейингән кишиләрму бар.

"Улуқ ира гезити" ниң хәвәр қилишичә, 9 - айниң 26 - күни тәйши мәһәллисидә йүз бәргән вәқәни тәкшүрүп ениқлаватқан адвокатлар учтумтут һуҗумға учриған. Мотоскилит мингән кишиләрдин бири тосаттин адвокат гойәнниң бешиға, йәнә бири путиға калтәк билән қаттиқ уруп, уни йиқитип қоюп қечип кәткән. Адвокат әй шавмиң мотсиклит мингән кишиләрниң һуҗумиға учриғанда, чәпдәслик қилип қутулған.

Өз ишиға өзи хоҗа болуш еңи

"Көзитиш жорнилида елан қилинған җи әйзоңниң мақалисидә баян қилишичә, тәйши мәһәллисидә болуватқан бивастә сайлам вәқәси - һөкүмәт тәрипидин хәлқниң һоқуқи пүтүнләй тартивелинған бундақ мәһәллиләрдә, хәлқниң өз ишиға өзи хоҗа болушни излигән демократик туйғуси һазир әвҗ елишқа башлиғанлиқиниң бәлгиси. Бундақ ойғиниш бир үлгә.

Хитайда бундақ ойғинишни уҗуқтурушқа урунидиған қараңғу җәмийәтләрму өзини көрситиватиду. Униңға һөкүмәт арқа терәк болуватиду. Әмди бундақ мәсилиләрни пәқәт хәлқ өзи һәл қилиштин өзгә йол қалмиғанлиқи аян болмақта. Хитайда 2300 наһийә бар, баш министир вен җябав өзи 1700 наһийигә барған дәйду. Һәрбир наһийидә тәйши мәһәллисдәк мәһәллидин йүзләп бар. Мушундақ мәсилиси бар җайларниң 80% да хәлқ бастурушқа дуч келиватиду. Улар дуч кәлгән мәсилини һечким һәл қилмайватиду. Хитайда баш министир вен җябавдин йәнә 1000 и болсиму, улар бәрибир мәсилә һәл қилмайду. "Бейҗиң баһари" ниң муһәррири хупиң әпәндиниң мулаһизә қилишичә, тәйши мәһәллисиниң бивастә сайлам мәсилиси хитайдики нигизлик мәсилә, хитайдики бундақ мәсилә пүтүн дуняниң диққәт қилишиға әрзийдиған мәсилә. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.