Уйғурлар дуня демократик һәрикити йиғинда


2006.04.03
uygur-turkiye-basminis.jpg
Уйғур вәкиллири рәҗәп таййип әрдоған билән.

Түркийиниң истанбул шәһиридә 4-нөвәтликк дуня демократик һәрикити йиғини өткүзүлди. Йиғинға дунядики 120 дин артуқ дөләттин кәлгән 500 гә йеқин киши қатнашти. Уйғурлардин д у қ рәиси әркин алиптекин вә америка уйғур бирләшмиси рәиси нурй түркәл әпәндиләр қатнашти.

Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилатиниң уюштуруши билән, йиғин зали алдида 20 гә йеқин уйғур намайиш өткүзди. Намайишчилар қоллириға шәрқий түркистан вә түркийиниң байрақлирини көтүрүшүп, "шәрқий түркистян хитайларниң ишғали астида", " хитайлар шәрқий түркистандин йоқалсун", "рабийә қадирға түркийә немә үчүн виза бәрмәйду?" дегәнгә охшаш шоарлар йезилған лозункиларни елип намайиш қилишти.

Бу мунасивәт билән, ихтияри мухбиримиз әркин тарим йиғинға қатнишиватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нурй түркәл әпәнди билән сөһбәт елип барди.

3 Күн давамлишидиған бу йиғин һәққидә, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.