Хитай мәңгу демократийиниң сиртида туривәрмәйду
2005.06.03
5 - Айниң 27 - күни, америка ташқи ишлар министири кандолиса райс ханим калифорнийә шитатиниң санфрансеско шәһиридики аммиви көз қараш кулубида ирақ уруши вә йәр шари характерлиқ мәсилиләр һәққидә нутуқ елан қилған. Райс ханимниң нутқини көп санлиқ учур вастилири хәвәр қилип аңлатти. Әмма хитай һөкүмитиниң учур вастилири буни аңлатмиди.
"Көзитиш" жорнилида баян қилинишичә, райс ханим ирақ уруши мәсилисидә тохтилипла қалмай, йәр шари характерлиқ мәсилиләрдә тохтилип " хитай мәңгу демократийиниң сиртида туривәрмәйду" дегәндә кулубта гүлдирас алқиш әвҗигә чиққан.
Риганизм вә совет иттипақи
"Көзитиш" жорнилида баян қилинишичә, америка ташқи ишлар министири кондализа райс ханим калифорнийә шитатидики аммиви көз қараш кулубида ирақ уруши вә йәр шари харәктирлиқ мәсилиләр һәққидики нутқини "санфрансеско дегән бу шәһәр хәлқаралиқ сиясәт тарихида муһим орун тутидиған шәһәр" дәп башлиған.
Буниңдин 60 йил бурун, дәйду райс ханим, - бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий қануни мушу шәһәрдә түзүлүп, инсанийәт тарихидики йеңи бир ира мушу шәһәрдин башланған иди. Буниңдин 20 йил бурун, йәнә мушу шәһәрдә, америкиниң әйни вақиттики ташқи ишлар министири җорҗи шулз әпәнди совет иттипақини парчилайдиған бир истратегийини дәл мушу кулубта оттуриға қойди. Буни кишиләр "риганизм" дәп атиди. Мушу кулуптин башланған шу бирқатар ишлар бир кона дәврни аяқлаштурди.
Риганизм адди, әмма үнүмлүк мәсләк иди, - дәйду райс ханим, - шулз әпәнди әйни вақитта "демократийә пүтүн йәршарини қаплайду, америка пүтүн күчи билән дунядики һәр қайси дөләтләрниң демократик қурулушини илгири сүриду" дегән иди. Шуниңдин 4 йил өткәндә "берлин теми" өриветилди. Совет иттипақиниң йимирилиши билән дуняда сиясий җәһәттики бөлүнмилик һаләт түптин өзгәрди. Бу өзгириш, бир тәрәптин ейтқанда, шәрқий яврупаниңму, русийиниңму азат болғанлиқи болса, йәнә бир тәрәптин ейтқанда, хәлқара мунасивәтләрдики боран - чапқунға бәрдашлиқ берәлмәйдиған "муқимлиқ" шуниң билән аяғлашти.
Һазир дуняға хейимхәтәр хәлқаралиқ талаш-тартиштин әмәс, дөләтләрниң ички зиддийәтлиридин кәлмәктә
Шуниңдин кейин балқан районида миллий қирғинчилиқ йүз бәрди, - дәйду райс ханим совет иттипақи йимирилгәндин кейин йүз бәргән вақәләрни әсләп, - африқидиму үз - ара қирғинчилиқ қилидиған қалаймиқанчилиқ вә урушлар партлиди. Униңдин кейинла, диний әсәбийләр афғанистанда һакимийәткә игә боливалди. Қанлиқ қирғинчилиқ башланди. Униңдин кейинла, сентәбирниң бешидики шундақ бир иллиқ күндә бир қәбиһ һуҗум йүз берип, дуня терроризм туманлири ичидә қалди. Район характерлиқ демократийә билән пүтүн дуняниң ортақ бихәтәрликниң мунасивити зич икәнликигә, америка шу күни қәти ишәнди. Һазир биз дуня тинчлиқиға келиватқан хейимхәтәр хәлқаралиқ талаш-тартиштин әмәс, бәлки дөләтләрниң ички қисмидики зиддийәтләрдин келиватқанлиқини учуқ көрүватимиз.
Рәңлик инқилаплар дуняни қайтидин йеңилимақта
Америка тарихта көрүлүп бақмиған риқабәткә дуч кәлгәндә, - дәйду райс ханим, -президент буш "дуняниң тинчлиқи дуняда әркинликниң қанчилик йолға қоюлишиға бағлиқ" дәп тәкитлиди. Һөкүмәт бу җәһәттә бир қатар үнүмлүк тәдбир қолланди вә биз үчүн франклин, розвелт, риган дәврлиридики улуқвар ғайиниң мәшелини йорутти.
Биз һазир ишләватқан хизмәтләр , - дәйду райс ханим, - гүзәл рәңлик ғайигә вә риалзим роһиға тошқан хизмәтләр. Дуняда әркинликкә йол ечиштин америка һәргиз баш тартмайду. Һазир рәңлик инқилаплар дуняни йеңилиққа, мувәппиқийәткә елип маңмақта. Рәңлик инқилап грозийәдә болди. Украинийидә болди. Ирақта, қирғизистанда болди, ливандиму боливатиду. Пәләстинму демократик дөләт қуруш йолида илгириләватиду. Демократийә дегән һәрбир киши өзиниң ой- пикир вә ирадисини ипадилийәләйдиған түзүм.
Хитай мәңгу демократийиниң сиртида туривәрмәйду!
Асияниң кәлгүсини бәлгиләйдиған нәрсә пәқәт бир аталғу - дәйду асия һәққидә тохталғанда райс ханим, - у болсиму ечиветиш, дегән аталғу. Бу аталғу бурун явропаға қалаймиқанчилиқ кәлтүргән һерман падишаһи, чар падишаһи, османли вә башқа фиодал импирийиләрни ғулитип ташлиған. Асияда һазир демократийә омумлишиватиду, әмма хитай буниң сиртида кетиватиду. Биз ишинимизки, - дәйду райс ханим, - хитай мәңгу демократийиниң сиртида туривәрмәйду! демократийә һәрбир кишиниң өз әркиликини ипадиләш һоқуқиға һөрмәт қилидиған түзүм. У, мәлум бир шәхш ирадисини башқа һәммә кишигә мәҗбурий таңидиған мустәбитликкә һәргиз охшимайду, униң билән һәм биллә турмайду. (Вәли)