Америка қатарлиқ төт дөләт бирликиниң һәрбий маневири бенгал қолтуқида башланди


2007.09.04

DengizArmiyisi-200.jpg
Американиң гуамдики маневири. 2007 - Йили 14 -авғуст. AFP PHOTO/HO/US NAVY

Һиндистан, америка, қатарлиқ дөләтләр бүгүн 2007 ‏- йили 9 ‏- айниң 4 ‏- күни, һинди окянниң бенгал қолтуқида зор көләмлик һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди. 'Франсийә агенетлиқи'ниң һиндистандин хәвәр қилишичә, бу маневирға һиндистан, америка, японийә , австралийә, сингапор қатарлиқ дөләтләрниң 27 урушчи парахоти, 160 урушчи айрупилани қатнашти. Америкиниң 'немитс' бәлгилик авиаматка урушчи парахотлар топи , 'кичик лачин' бәлгилик авиаматка урушчи парахотлар топи вә 'чикаго' бәлгилик су асти ядро парахоти қатнашқанлиқи, бу маневирниң күч көрситиш дәриҗисини намайән қилмақта.

Бу маневирда америка, һиндистан қатарлиқ дөләтләр җәңдә оз -ара һәмкарлишишни мәшиқ қилмақта

Б б с ниң хәвәр қилишичә, һинди окянниң бенгал қолтуқида өткүзүлүватқан бу қетимқи һәрбий маневир ‏-‏ һинди окян районида тинч йилларда өткүзүлүватқан әң чоң маневир болуп һесаблиниду.

Буниңдин бурун америка билән һиндистан бирликтә өткүзгән һәрбий маневирларға селиштурғанда, бу қетимқи маневир асасән америка, һиндистан қатарлиқ иттипақдаш дөләтләрниң җәңдә оз -ара һәмкарлишиш иқтидарини өстүрүшни мәқсәт қилған. Шундақла бу маневирда йәнә, заманимиздики деңиз қарақчилиқиға, деңиз террорчилиқиға вә деңизда муһасирә қилинишқа қарши әмәлий мәшиқ елип бериливатиду.

Һиндистанниң асия натоси тәшкилләш пилани әмәлгә ашмақта

Канадада чиқидиған 'хитай-японийә мудапиә мулаһизилири' гезитидә баян қилинишичә, америка билән һиндистан һәр иккилиси хитайниң һәрбий хамчотиниң очуқ-йоруқ болмиғанлиқини қобул қилмайватқан дөләт.

Бу икки дөләт һазир һинди окянда елип бериливатқан бу маневир арқилиқ, әгәр буниңдин кейин хитай деңиз армийиси һинди окянға кирсә риқабәткә дуч келидиғанлиқи һәққидә бир очуқ сегнал бериватиду. Мәзкүр гезиттә мулаһизә қилинишичә йәнә , наһайити ениқки, һинди окянниң бенгал қолтуқида елип берилған бу қетимқи маневирда, һиндистанниң иттипақчиси болған русийигә қаритилған аламәт йоқ.

Әмма һиндиистан өзи америкиниң иттипақдиши болған австралийә билән хитайниң кона рәқиби болған японийини һинди окянға башлап кәлди. Өткән йили японийә деңиз қисимлириниң һәрбий мәшиқи пәқәт япон деңизи қирғақлиридики йокасока араллиридила өткүзүлгән болса, бу йил японийә кеңийип һинди окянға чиқти. Буниң билән, қисқиси, хитай -японийә оттурисида деңизда сүркүлүш пәйда болидиғанлиқи муқәррәр. Шуни көргили болидуки, бу қетимқи маневир арқилиқ һиндистанниң узун йиллардин буян арзу қилип келиватқан асия натоси тәшкилләш пилани әмәлгә ашмақта.

Бенгал қолтуқида башланған бу маневир малакка боғузиғичә давамлишиду

'Франсийә агентлиқи'ниң һиндистанниң билийәр портидин хәвәр қилишичә, гәрчә һиндистан буниңдин бурун әнгилийә, франсийә, русийә, сингапор қатарлиқ дөләтләр билән бирликтә көп қетим һәрбий маневир өткүзүп баққан болсиму, әмма бу қетимқидәк бундақ чоң көләмлик әмәлий һәрбий маневирға қатнишип бақмиған иди. Техиму сәзгүр йери шуки, бу қетимқи маневир малайсияниң сумарта араллиридики 805 километирлиқ малакка боғузидиму давамлишидикән. Пүтүн дунядики нефит қатнишиниң %60 и мушу малакка боғузидин өтиду. Бу җайда деңиз қарақчилиқиға қарши һәрбий мәшиқ қилишниң роли наһайити чоң, қаратмилиқи наһайити ениқ.

Буниңдин башқа йәнә, америка президенти җорҗ бушниң тосаттин ирақни зиярәт қилғандин кейинла, бүгүн австралийигә келип асия -тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати дөләт башлиқлири учришишиға қатнашқанлиқи, худди 'америка авази' баян қилғандәк, бу йиғинда парс қолтуқи мәсилисини техиму сәзгүр мәсилә қилип қойған иди. Дәл мушундақ вақитта, америка , һиндиистан , японийә , австралийидин ибарәт 'төт дөләт бирлики'ниң бу чоң көләмлик маневири һинди окянниң бенгал қолтуқида башланғанлиқи, малакка араллирида давам қилидиғанлиқи ‏-‏ дуня нопусиниң үчтин бирини тәшкил қилидиған, пүтүн дунядики омум мәһсулат қиммитиниң %60 ни тәшкил қилидиған, пүтүн дунядики содиниң %46 ни тәшкил қилидиған, пүтүн йәр шарида тез өсүватқан иқтисадий тәрәққиятниң %70 ни тәшкил қилидиған асия-тинч окян дөләтлири арисидики бәзи сәзгүр мәсилиләрни техиму очуқ гәвдиләндүрмәктә.

'Асия натоси' ниң иш башлиғанлиқи

Һиндистан коммунист партийиси һинди окянниң бенгал қолтуқида башланған бу чоң һәрбий маневирни 'америка -һиндистан бирлишип хитайниң баш көтүрүшигә йол қоймаслиқни мәқсәт қилмақта ' дәп әйибләп, бүгүн йеңи деһлида америкиға қарши намайиш өткүзди. Калкотта шәһридиму, бенгал марксизмчилар рәһбири җути басо башчилиқида, америка- һиндиистан, японийә, австралийә қатарлиқ дөләтниң һинди окянниң бенгал портида башлиған чоң көләмлик маневириға қарши намайиш йүз бәрди. Бу һәрбий маневир хитай һөкүмитиниң бүгүнки баянатида , һинди окянниң бенгал қолтуқида елип бериливатқан маневир арқилиқ 'асия натосиниң башлиниши' билинмәктә, дәп көрситилди.

Сириланканиң һиндистанда турушлуқ баш әлчиси җаясинха әпәнди болса 'хәлқаралиқ сода өтишидиған бу ават деңиз йоли америкини қарши алиду' деди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.