Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - германийә
2006.12.05
Уйғурларниң чәтәлдики милли һәрикитиниң тәрәққият тарихиға қарайдиған болсақ, кейинки 15 йилдин бәри уйғур милли һәрикитиниң явропаға вә америкиға мәркәзлишиватқанлиқини көривалалаймиз. Демократийиниң бөшүки дәп аталған явропаниң һәр қайси дөләтлиридә тәшкилатланған уйғурлар, уйғур дәвасини явропа хәлқиғә аңлитишқа тиришмақта.
Уйғурларниң чәтәлдики бирдин бир алий оргини дәп аталған дуня уйғур қурултийиму германийидә әнгә елинған қануни тәшкилат болуп, бу қурултай йеқинда 2 - нөвәтлик қурултийини өткүзди. Бу қурултайға рәис болуп сайланған рабийә қадир ханим, өткән һәптә германийә вә белгийә қатарлиқ дөләтләрдә наһайити муһим учришишларни елип барди. Ундақта, уйғурларниң явропа қитәсигә келиши қандақ башлиған? явропадики тунҗи уйғур тәшкилати қандақ қурулған?
явропа шәрқий туркистан бирликиниң сабиқ башлиқи әнвәр җан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу бир қатар мәсилиләр һәққидә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларниң чәтәлләрдики миллий һәрикитиниң тәрәққият тарихиға қисқичә нәзәр
- Д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса вә дилшат ришит билән д у қ қурултийи һәққидә тохталди(2)
- Д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса вә дилшат ришит билән д у қ қурултийи һәққидә тохталди(1)
- Дуня уйғур қурултийиниң яшлар комитети
- Д у қ ниң қурулғандин буянқи хизмәтлиригә охшаш болмиған баһалар