Демократийиниң бөшүкидики уйғурлар вә уйғур мәсилиси - шветсийә


2006.12.06

Шветсийә балтиқ деңизи бойида, финландийә вә норвегийиниң арисиға җайлашқан шималий явропа дөлитидур. Шветсийә 9 милйон нопусқа игә бир дөләт болуп, йүз өлчими 449 миң 964 кувадират километир, пайтәхти стокһолмдур.

Шветсийә уйғурларни тәтқиқ қилишқа әң бурун башлиған дөләтләрниң бири болуп, шветсийә күтүпханилирида уйғурлар һәққидә нурғунлиған тарихи материяллар сақланмақта. У йәнә бүгүнки күндә бирләшкән дөләтләрдә панаһлиқ тилигән уйғурлар әң көп қобул қилиниватқан дөләтләрниң биридур. Бу дөләттики уйғурларниң сани күндин күнгә көпийиватқан болуп, буниң билән бирликтә уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қилиш вә тәшвиқ қилиш паалийәтлири шундақла уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндилирини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш паалийәтлириму елип берилмақта.

Шветсийә уйғур комитети башлиқи фаруқ садиқоф әпәнди вә уйғур дияридин шветсийигә панаһлиқ тиләп барған абдушүкүр әпәнди зияритимизни қобул қилип шветсийидики уйғур тәшкилатлири вә уйғурлар һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.