Гучуң йезисидики деһқанлар йәр мәсилиси тоғрисида әрз сунмақта
2004.09.07
Америкида чиқидиған" даҗийөән вақти гезити" йеқинда уйғур елиниң гучуң наһийисидә йүз бәргән бир йәр маҗирасини паш қилди. Мәзкүр гезитниң ингилиз тилидики нусхисида 24 - авғуст күни елан қилинған хәвәрдин ашкарилинишичә, гучуң наһийисигә қарашлиқ гучуң йезисидики бир қисим деһқанлар өзлириниң 1000 модин артуқ терилғу йәрлириниң тартивелинғанлиқиға қарши, колликтип һалда санҗи областлиқ һөкүмәткә әрз сунушни қайта башлиған. Улар йәрлирини тартивелишқа мәсол болған һөкүмәт әмәлдарлирини " парихор, амминиң пулиға хиянәт қилди" дәп әйипләп, һәр дәриҗилик һөкүмәт даирилириниң уларниң дәвасиға қулақ салмиғанлиқини инкас қилған.
Хәвәрдин мәлум болишичә, мәзкүр дәва әсли 2000 - йили башланған болуп, гучуң йезилиқ һөкүмәт даирилири 2000 - йили авғуст вә синтәбирдә " тийәнхе сода сарийи" қуруш баһаниси билән деһқанларниң 1000 модәк йерини еливалған. Әйни вақиттики килишим бойичә, һөкүмәт даирилири деһқанларға һәр бир моға 17 миң йүәндин артуқ төләм бәрмәкчи болған. Кийин гучуң наһийилик һөкүмәт һәр хил баһанә, сәвәбләрни көрситип, һәр бир модин 5000 йүәнни тутивалған. Йезилиқ һөкүмәт йәнә 6700 йүәнни тутуп қалған . Нәтиҗидә, деһқанлар һәр моға пәқәт 5600 йүән төләм пули тапшуривалған. Деһқанларниң билдүришичә, һәр бир деһқанниң әсли 4 моға йеқин йери бар болуп, һазир пәқәт 1.7 Мо йери қалған.Бунчилик йәр билән улараилисидикиләрниң қосиқини аранла бақалайдикән.
" Даҗийөән вақти гезити" ниң хәвиридә көрситилишичә, амалсиз қалған деһқанлар, һаятлиқ төврики болған йәрдин айрилғандин кийин, дәва ечиш йолини таллиған. Һалбуки, улар үч йилдин боян йезилиқ һөкүмәт, наһийилик һөкүмәт вә һәтта уйғур аптунум раюнлуқ һөкүмәтниң алақидар тармақлириға әрз сунған болсиму, бирақ һичқандақ нәтиҗигә еришәлмигән. Бу йил 3 - айниң 15 - күни улар гучуң наһийилик һөкүмәтниң алдиға берип,қайта әрз сунған . Наһийилик һөкүмәт уларниң мәсилисини һәл қилиш турмақ, әксичә, әрздарлардин бәшни қолға алған. Наһийилик һөкүмәт чақирип кәлгән сақчилар йәнә нәқ мәйданда бир әрздарниң қолиғакойза салған. Улар җәми 15 күндәк тутуп турулған.
Биз мәзкүр йәр маҗирасиниң тәрәққиятини вә йезилиқ һөкүмәтниң бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилмақчи болғанлиқини билиш үчүн, гучуң йезилиқ һөкүмәткә телифон қилған болсақму, һөкүмәтниң телифонимизни алған бир нөвәтчи хадими соаллиримизға җаваб бериштин баш тартти.
" Даҗийөән вақти гезити" хәвиридә билдүришичә, мәзкүр гезитниң мухбири йәр даваси қиливатқан деһқанларниң бири йү шипиңни зиярәт қилиш пурситигә еришкән. Йүшипиңниң билдүришичә, улар бу қетим йеңидин сунған әрзидә пәқәт һөкүмәтниң " йәр башқуруш қануни" да бәлгиләнгән тигишлик төләм пулини беришни тәләп қилған. Әмма гучуң наһийилик һөкүмәттики әмәлдарлар, уларниң қайта әрз сунушини бимәнилик дәп атиған. Гучуң наһийилик парткомниң муавин сикритари, интизам тәкшүрүш комититиниң башлиқи хе фиңлин болса, уларни " берип бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әрз қилиңлар" дәп қайтуривәткән.
Мәзкүр деһқанниң " даҗийөән вақти гезити" гә ашкарилишичә, һөкүмәт деһқанлардин тартивалған бу йәрләргә селинған " тийәнхе сода сарийи" һазирғичә қуруқ болуп, йәнә нурғун йәрләр бикар ташлинип турмақта икән. Нөвәттә наһийилик һөкүмәтниң йәр башқуруш комитити бу йәрләрни қайта сетишни пиланлаватқан болуп, һәр бир мониң баһаси 20 миң йүәндин 40 миң йөәнгичә болидикән.
Америкида қанун илмидә оқуватқан алим сейитоф әпәнди, хитайда турақлиқ қанун сестимиси болмиғанлиқи гучуңдикигә охшаш йәр дәвалириниң йүз беришидики асаслиқ сәвәб икәнликини көрситип, мундақ диди:
" Даҗийөән вақти гезити" ниң хәвиригә қариғанда, нөвәттә гучуңдики деһқанларниң әң чоң арзуси һөкүмәтниң уларниң тигишлик һоқоқлириға қанун бойичә капаләтлик қилиши икән. Бирақ алим сейитоф әпәнди, хитайниң һазирқи түзүлмисидә, һакимийәт қанундин үстүн болған шараитта, деһқанларниң бу арзосиниң әмәлгә ешиш имканийитиниң интайин азлиқини билдүрди.(Арзу)