Хитай америка кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилди


2007.03.08

Хитай һөкүмити 2006 - йилқи америка кишилик һоқуқи хатирисиниң әһвали һәққидә доклат елан қилишниң икки күн алдида америка йәр шари кишилик һоқуқи вәзийитиниң әһвали һәққидә доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң йәнила начар әһвалда туруватқанлиқини, бәзи саһәләрдә кәйнигә чекинлгәнликини тәнқидлигән иди. Доклатта, хитай даирилириниң уйғур аптоном районида терроризмға қарши урушни баһана қилип, сияси көз қариши охшимайдиған уйғурлар вә диний өлүмаларни шәпқәтсиз бастуриватқанлиқини илгири сүргән.

Хитай: америка кишилик һоқуқ мәсилисидә җаһангирлик қилмақта

Хитай дөләт кабенти пәйшәнбә күни елан қилған 2006- йилдики "америка кишилик һоқуқи хатириси" ниң әһвали һәққидики доклатта, америка чәтәлдә қозғиған урушлар вә бу урушларда өлгән инсанларниң һаяти шундақла америкиниң ички қисмида кишилик һоқуқниң әбҗиғи чиқип кәткәнликини илгири сүрди. Доклатта, америка өзини башқа дөләтләрниң үстигә қоюп башқиларниң кишилик һоқуқини тәнқид қилсиму, лекин өзидики мәсилисини көрмәскә салмақта, қош өлчәм қолланмақта вә кишилик һоқуқ мәсилисидә җаһангирлик қилмақта," дәйду.

Доклатта әскәртишичә, америка һөкүмитиниң кишилик һоқуқи зиянкәшлики өзини "кишилик һоқуқи байрақдари" дәйдиған америкиниң хәлқара образиға еғир зиян салған. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, пәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида" бу доклат америкиниң өзини һис қилиш, өзидики кишилик һоқуқи әһвалини билиш шундақла башқиларға баһа бериш салаһийитиниң бар - йоқлиқини көрүп йетиштики бир әйнәк," дәп көрсәтти. Лекин кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң әскәртишичә, америка кишилик һоқуқи хатирисини йүздә-йүз пакиз, дәп кәткили болмисиму, әмма америка кишилик һоқуқи хатирисидики мәсилә асасән түзүмдики мәсилә әмәс.

Мәркизи ню йорктики хитай кишилик һоқуқи тәшкилатиниң мәсули фең дечиң, хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң начарлиқиға хитай сияси системисидики мәсилә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, "америка әдлийә сестимиси билән җоңго әдлийә сестимиси пүтүнләй охшимайду. Әмилийәттә америкида сақчиларниң зораванлиқи хусуси һадисиләр болуп, бу түзүм характерлик мәсилә әмәс. Лекин җуңгода сақчи вә әдлийә пүтүнләй мустәқил әмәс. Униң үстигә ашкарә әмәс шундақла наһайити адаләтсиз. Америкида әдлийә вә сақчиларниң һоқуқи қанун - түзүм вә мәтбуатниң назарити астида болсиму, лекин җуңгода әһвал пүтүнләй буниң әксинчә," дәйду.

Хитай өзидики кишилик һоқуқ мәсилисини етрап қилсиму, бирақ ашкарә тәнқит қилинишини халимайду

Америка ташқи ишлар министирлики доклатта, хитай һөкүмити аңлашни халимайдиған бәзи сәзгүр мәсилиләрни, болупму хитай көчмәнлирини йөткәш сиясити уйғур аптоном районида хитай нопусиниң көрүнәрлик көпийишигә сәвәбчи боливатқанлиқини шундақла хитайларниң районда асаси һоқуқни чаңгилиға еливалғанлиқини вә уйғурларниң чәткә қеқиливатқанлиқини тәкитлигән. Күзәткүчиләрниң әскәртишичә, бейҗиң һөкүмити йәң ичидә хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң начарлиқини иқрар қилсиму, лекин кишилик һоқуқи хатирисиниң ашкарә тәнқид қилинишиға наһайити сәзгүр позитсийә тутуп кәлмәктә.

Фең дечиң бу әһвални хитай һөкүмитиниң " йүз оброй қоғлушуш" роһи һалити билән мунасивәтлик, дәп көрсәтти. Хитай һөкүмити америкиниң кишилик һоқуқи әһвали һәққидики доклатта ирақтики тоқунуш, авам пуқраларниң өлүми, мәһбуслар мәсилисидә җәнвә әһдинамисиға хилаплиқ қилғанлиқи, америкида ерқий кәмситишниң чоқур йилтиз тарқанлиқи, пуқраларниң иқтисади, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи тегишлик капаләтлик игә әмәслики шундақла җинайәт һәрикәтләрниң кишиләр һаяти вә мал-мүлкигә салған зийини, америка қанун органлириниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқини илгири сүргән.

Хитай өзидики кишилик һоқуқ мәсилиси билән америкидики иҗтимаий мәсилини арилаштуривәткән

Бейҗиң һөкүмити хитай кишилик һоқуқи хатирисидә мәсилә барлиқини рәт қилған болсиму, лекин америка һөкүмити америка кишилик һоқуқи хатириси нуқсансиз, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрмәктә. Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, алдинқи күни кишилик һоқуқи доклати елан қилиш мунасивти билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америкиниң кишилик һоқуқи доклати елан қилиштики сәвәблирини чүшәндүргән вә "бу дегәнлик бизниң америка кишилик һоқуқи хатириси нуқсансиз, дәп қарайдиғанлиқимиз әмәс. Әксинчә бизниңму кишилик һоқуқ җәһәттә нурғун йитәрсизликимиз барлиқини билимиз," дәп тәкитлигән.

Хитай кишилик һоқуқи тәшкилатидики фең дечиңниң әскәртишичә, хитайниң америка кишилик һоқуқи әһвали һәққидики доклатида иҗтимаий мәсилиләр билән кишилик һоқуқи мәсилиси бир - биригә арлаштуруветилгән. У, "доклатта җоңго һөкүмити кишилик һоқуқ мәсилисидики чүшәнчисиниң наһайити аҗиз икәнликини ашкарилап қойған. Бу аҗизлиқни доклатта көп җәһәтләрдә көрүвелиш мумкин. Болупму җоңго һөкүмити америка җәмийитидики иҗтимаий һадисиләрни кишилик һоқуқ мәсилиси билән арлаштурувалған. Мәсилән: америкида җинайәт садир қилиш орамниң юқириқи қатарлиқлар. Әмилийәттә бу мәсилиләр җәми’йәттики иҗтимаий һадисиләрдин ибарәт," дәйду.

Фең хоңдениң әскәртишичә, дөләт йәр шари кишилик һоқуқи әһвали һәққидә доклат елан қилса, йәнә бир дөләтниң униңға қарши шу дөләтниң кишилик һоқуқи әһвали һәққидә доклат елан қилиш тоғра әмәс. У, хитай даирилирини кишилик һоқуқни сиясилаштуруш яки хәлқарада өз мәнпәәтини қоғдайдиған қоралға айландурувелиш билән әйиблиди. Фең хоңде, "җоңго һөкүмити кишилик һоқуқни даим сиясилаштуруп кәлди. Болупму б д т ниң кишилик һоқуқи кеңишидә даим кишилик һоқуққа ятидиған ишларни сияси мәсилигә айландурувалди. Бу җәһәттә җоңго һөкүмити 3- дуня әллиридин пайдилинип кәлмәктә," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.