Хитай даирилири диярим тор бети саһиби дилшат пәрһат вә башқа уйғур тор башқурғучилирини мәхпий сотлиди

Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидики бир сот мәһкимиси өткән һәптә йепиқ сот ечип, диярим тор бетиниң баш бетиниң саһиби дилшат пәрһат вә башқа уйғур тор бәт башқурғучилирини сотлиған. Бүгүн дилшат пәрһатниң әнгилийидики акиси дилмурат пәрһат радийомиз мухбири миһрибанниң зияритини қобул қилип, иниси дилшат пәрһат билән биллә тор бәт башқурғучилиридин нурәли вә ниҗат қатарлиқларниң үстидинму сот ечилғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Diyarim-qurghuchisi-Dilshat-Perhat-305.jpg Сүрәт, дийарим ториниң қурғучиси дилшат пәрһат әпәндиниң 2005 - йили www.youku.com Ни зийарәт қилғандики сүрити.
Рәсимни дилмурат пәрһат әпәнди пәминлигән.

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, урумчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси, 22 - июл пәйшәнбә күни шинҗаң иқтисат гезитиниң мухбири ғәйрәт ниязни сотлаш билән бирликтә, йәнә уйғур тор бәт башқурғучилири үстидинму йепиқ сот ачқан. Шундақла бу хәвәрни ахбарат орунлиридин мәхпий тутқан.

Бүгүн диярим тор бетиниң йәнә бир тор башқурғучиси, дилшат пәрһатниң акиси дилмурат пәрһат зияритимизни қобул қилип, иниси дилшат пәрһат вә башқа уйғур тор бәт башқурғучилири үстидин сот ечилип уларға һөкүм елан қилинғанлиқини дәлиллиди.

Дилмурат пәрһатниң билдүрүшичә, өткән һәптә ичидә үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси, өткән һәптә уйғур тор бәт башқурғучилири үстидинму сот ачқан. Сот йепиқ һаләттә һәм җәмийәттин мәхпий һаләттә ечилған болуп, қолға елинған тор бәт башқурғучилириниң бивастә уруқ - туғқанлириму соттин бир күн илгирила сот ечилидиғанлиқи һәққидики хәвәрни тапшурувалған.

Зияритимизни қобул қилған дилмурат пәрһат бизгә иниси дилшат пәрһат бултур 8 - айда қолға елинғандин буян, аисидикиләрниң иниси тоғрилиқ һечқандақ хәвәр алалмиғанлиқини, мана бүгүн, өзиниң үрүмчидики бир ағийнисидин иниси һәм башқа уйғур тор бәт башқурғучилириниң сотланғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғанлиқини билдүрди.

Дилмурат пәрһатниң билдүрүшичә, дилшат пәрһат 5 йиллиқ қамақ җазасиға, ниҗат азад 10 йиллиқ қамақ җазасиға, нурәли 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған болуп, башқа тор бәт башқурғучилири үстидинму сот ечилған яки ечилмақчи икән.

Бултур язда үрүмчидә партлиған " 5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, уйғур аптоном район даирилири уқтуруш чиқирип 200 гә йеқин уйғур тор бетини тақиған иди. 5 - Июл вәқәсидин кейин уйғур аптоном райониниң рәиси нурбәкри теливизорда сөз қилип, " уйғур биз","диярим"," шәбнәм","сәлкин" қатарлиқ уйғур тор бәтлириниң исмини бивастә атап, бу тор бәтлирини" 5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң партлишида қутратқулуқ ролини ойниған дәп әйиблигән иди. Нурбәкри сөзидә, бу тор бәтлирини " 2009 - йили 26 - июн күни шавгуән оюнчуқ завутида йүз бәргән, хитай ишчилар билән завуттики уйғур ишчилар оттурсидики тоқунушни, вә тоқунушта йүз бәргән уйғур ишчиларни уруп өлтүрүш вәқәсини бу тор бәтлири зиядә мубалиғиләштүрүп хәвәр қилди, " 5 - июл үрүмчи намайиши" тоғрилиқ уқтурушлар " уйғурбиз","шәбнәм","сәлкин" тор бәтлиридә чаплинип, " 5 - июл вәқәси"ниң йүз беришидә қутратқулуқ ролини ойниди." Дегән сөзләр билән уйғур тор бәтлирини әйиблигән иди.

Нурбәкри теливизорда уйғур тор бәтлирини әйиблигәндин кейин," уйғур биз" тор бекитиниң саһиби, мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, "диярим"тор бекитиниң саһиби дилшат пәрһат, "шәбнәм" тор бекитиниң саһиби ниҗат азат, "сәлкин" тор бетиниң тор башқурғучиси обулқасим, уйғур биз тор бекитиниң башқурғучилиридин муһәммәт абдулла қатарлиқ нурғунлиған тор бәт башқурғучилири һәм торда мақалә елан қилған зиялийлардин иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз қатарлиқ нурғунлиған уйғур зиялийлири һәм яшлар қолға елинған иди.

Илһам тохти бултур 8 - айда хитай мәхпийәтлик идариси хадимлири тәрипидин бейҗиңда 1 айға йеқин тутуп турулғандин кейин қоюп берилгән иди. Әмма, вәқәдин кейин, илһам тохтиниң һәр қандақ баһаниләр билән һәтта илмий доклат йиғинлириға қатнишиш үчүнму чәтәлгә чиқиши чәкләнгән иди. Әйни чағда үрүмчидә хитай қанун органлири тәрипидин қолға елинған уйғур тор бәт башқурғучилири болса қәрәлсиз һалда хитай түрмилиридә тутуп турулған болуп, хитай һөкүмити уларға бекитилгән җинайәт һәққидә бу тор бәт башқурғучилириниң уруқ - туғқанлири һәм мәтбуат саһәсигә һечқандақ ениқлима бәрмигән иди.

Диярим тор бетиниң өзи әнгилийидә турушлуқ йәнә бир тор бәт башқурғучиси дилмурат пәрһат көп қетим әркин асия радиоси, әнгилийә б б с агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, иниси дилшат пәрһат һәм башқа уйғур тор бәт башқурғучилириниң әһвали һәққидә дуня җамаәтчиликигә хәвәр бәргән иди. У баянида хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң уйғур тор бәтлири башқурғучилириниң әһвалиға көңүл бөлүшини мураҗәт қилған иди. Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб демократик дөләтлириму хитай һөкүмитини " 5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин қолға елинған уйғур тор бәт башқурғучилири үстидин адил һөкүм чиқиришқа чақирип дәвәт қилип кәлгән иди.

Әмма, хитай һөкүмити хәлқараниң дәвәт қилиши һәм бесимиға қаримай, өткән һәптиниң пәйшәнбә күни уйғур биз ториниң тор башқурғучилиридин бири болған шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт ниязни"дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити" билән 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Нөвәттә үрүмчи қанун органлири ғәйрәт нияз билән бир вақитта сотланған дилшат пәрһат, нурәли, ниҗат азад қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң қандақ җинайәт билән әйибләнгәнлики һәққидә хәлқара җамаәткә һечқандақ изаһат бәрмиди.

Дилмурат пәрһатниң радиомизға билдүрүшичә, у чәтәл мәтбуатлирида иниси дилшат пәрһат һәм башқа уйғур тор бәт башқурғучилири һәққидә, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириға мураҗәт қилғандин кейин, хитай бихәтәрлик хадимлири униң аилисигә келип, ата - анисидин дилмурат пәрһатниң, иниси дилшат пәрһат тоғрилиқ чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилмаслиқни тәләп қилип, униң ата - анисиға бесим ишләткән. Оғли дилшат пәрһат қолға елинғандин кейин, роһи җәһәттин қаттиқ азап тартқан дадиси пәрһат әпәндиму техи 2 һәптә илгири еғир йүрәк кесили билән туюқсиз қаза қилған. Шуңа дилшат пәрһатниң аниси нөвәттә еғир мусибәт ичидә туруватқан болуп, аниси дилшат пәрһат үстидин ечилған сотқа қатнишалмиған һәм әнгилийидә туруватқан оғли дилмурат пәрһатқиму бир һәптидин буян униң иниси дилшат пәрһатниң әһвали тоғрилиқ һечқандақ учур бәрмигән.

Өткән һәптә, хитай һөкүмитиниң мухбир ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, хәлқарадики инсан һәқлири комитетлири арқа - арқидин баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң ғәйрәт ниязни 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини әйибләш билән биллә, турмидә муддәтсиз тутуп турулуватқан дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилирини қоюветишкә яки уларниң үстидин адил һөкүм чиқиришқа чақирған иди.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.