Хитай диний затларға еғир дәриҗидә зиянкәшлик қиливатиду


2004.11.18

"Җоңгоға ярдәм бериш" җәмийити, америкиниң тексас штати мидланд шәһиридики бир христян диний тәшкилат. " Җоңгоға ярдәм бериш җәмийити"ниң рәиси поп фу шичю чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида мундақ диди:

"Хитай һөкүмити, бу йил 6 - айдин бери хитайниң һәр қайси җайлиридики оттура- башланғуч мәктәп оқуғучилирини хурапатлиққа қарши туруш қәсәмнамисиға имза қойғузди. Йәр асти диний җәмийәтниң дин тарқатқучилири арқа- арқидин қолға елинип, қамақ җазаси берилди, әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға һәйдәлди. Бәзи диний кәспләргә оқуғучи қолбул қилиш бир йиллиқ тохтитилди. Хитай дөләт кабинти диний ишлар идарисиниң штати күпәйтилип, 450 милйон йүән җәриманә йиғивалди. Фу шичю, хитай һөкүмитиниң юқириқи һәрикити, хитай компартийиси мәркизий тәшкилат бөлүми вә мәркизий тәшвиқат бөлүминиң бу йил 5 - айда тарқатқан атеизм тәрбийисини күчәйтиш тоғрисидики мәхпий һөҗҗити билән мунасивәтлик, дәп көрсәтти.

Фу шиҗю, мухбирларни күтүвелиш йиғинида компартийиниң " мәркизий тәшвиқат 2004 (13)номурлуқ һөҗҗитиниң көпәйтилгән нусхисини мәтбуат саһәсигә тарқатти. Бу һөҗҗәт бу йил 5 - айниң 28 - күни хитайниң һәр қайси өлкә, аптоном район, бивастә қарашлиқ шәһәрләрдики партком тәшкилат бөлүми, тәшвиқат бөлүми, мәдәнийәт идариси вә маарип назарити қатарлиқ органларға тарқитилған.

Һөҗҗәтниң мәзмунида мундақ дийилгән. "Атиизим тәрбийиси вә тәтқиқатини күчәйтиш, атиизим нәзирийисиниң тәлим-тәрбийә тәшвиқатини, дөләт маарипиниң асаси мәзмуни сүпитидә чиң тутуп, худасизлиқ тәшвиқат вә тәрбийисини аммиви мәтбуатниң күндилик хизмитигә айландуруш керәк. Шундақла хурапатлиқ вә бидәтчиликниң еғир хәвплири қатарлиқ мәсилиләр үстидә тәтқиқат елип бериш лазим. Фу шичю юқириқи һөҗҗәт һәққидә мундақ дәйду: "юқириқи сиясәт, хитайниң йеқиндин бери кәң көләмдә елип бериватқан тор бәтләрни тақаш, кишиләрни қолға елиш, охшимиған көз қараштики мәҗмуәләрни пичәтләш һәрикити билән мунасивәтликдәк қилиду."

Диндарларға қаритилған зиянкәшлик көп қатламлиқ вә көп тәрәплимилик һәрикәт

Хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң, шундақла чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учраватқан мәсилиләрниң бири. Хитайниң уйғур аптоном районидики диний сиясити.

Бу йил уйғур аптоном районида җамаәт хәпсизлик назарити, һәр қайси җайлардики җ х идариси вә чигра еғизлириға уқтуруш чүшүрүп, шәхсий йол билән һәҗ қилишқа маңған уйғурларниң паспортини йиғивелишқа буйруған. Бу мунасивәт билән йеқинда һәҗгә маңған 30 нәччә уйғурниң паспорти торғат еғизида тартивелинғаиди. Җоңгоға ярдәм бериш җәмийитиниң рәиси фу шичюмухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай һөкүмитиниң диний затларға зиянкәшлик қиливатқанлиқи һәққидә тохтулуп, хитайдики бир йәр асти христян диний җәмийитиниң попи сәй җухва, диний ζорнал чиқарғанлиқи сәвәбидин бу йил 11 - сентәбирдин мәхпий қолға елинғанлиқини билдүрди.

Фу шичюниң көрситишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бу дилони " дөләт қурулғандин бери йүз бәргән чәтәлдики диний күчләрниң әң чоң сиңип кириш вәқәси" дәп атиған. Фу шичю мундақ дәйду: "сиз бу һөҗҗәткә қарисиңиз, асаслиқи ахбарат, мәтбуат вә интернәт тор бәтлиридә атиизим тәшвиқати елип баридиған мәхсус бәт ечишни, али мәктәп, пән-техника сепидикиләр, шундақла иҗтимаий пәнләр академийисиниң атиизим тәрибийиси елип беришини тәләп қилған. Бу кәң көләмлик, көп қатламлиқ вә көп тәрәплимилик атиизим тәшвиқат һәрикити болуп, мәқсити аталмиш феодал хурапатлиққа зәрбә берштур."

Хитай һөкүмити бу йилниң башлири хотәндики атағлиқ диний зат абдуләһәд мәхсумни қанунсиз диний мәктәп ечип, бала тәрбийиләш билән әйипләп қолға алған. Абдуләһәд мәхсум, 1930 - йиллардики уйғур миллий азатлиқ һәрикитиниң атақлиқ рәһбири мәмтимин буғраниң җийәни иди.

Диний етиқат әркинлиги җәһәттә һичқандақ илгирләш болмиди

Фу шичю, хитай компартийисиниң хурапатлиққа бәргән ениқлимиси өз иһтияҗиға көрә бәлгиләнгән. Шуңа хитайда нурғун диний паалийәтләр зәрбә бериш нишаниға киргүзүлди, дәп көрсәтти. Бәзиләр хитайда ху җиңтав- венҗябав гуруһи һакимийәт үстигә чиққандин кейин бәзи хәлқпәрвәр һәрикәтләрни елип барди, дәп қарайду. Бирақ фу шичю, хитайниң диний етиқат әркинликини чәкләш сияситидә һазирға қәдәр һичқандақ өзгириш болмиди, дәп көрсәтти.

Фу шичю мундақ дәйду: һечқандақ илгирләш болмиди, әксинчә кәйнигә чекинди. Мән игилигән мәлуматларға қариғанда, йеқинқи 4 ай ичидә 400 йәр асти диний җәмийәтниң дин мисюнирлири, католик җәмийитиниң поплири қолға елинди, нәзәрбәнд қилинди яки қамақ җазасиға һөкүм қилинди." Фу шичю, һәр қайси саһәләрдики америкилиқ затларни буш һөкүмитигә телефон қилип яки хәт йезип, хитайда кишилик һоқуқниң яхшилиниши үчүн күч чиқиришқа чақирди.

Атиизим тәрбийисиниң нишани уйғурларға қаритилған

Фу шичю, пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә хитайдики диний етиқат әркинликиниң әһвали һәққидә гувалиқ бәрди. Фу шичюниң ашкарилишичә, хитай компартийиси хитайниң ғәрбий вә чегира районларда атиизим тәрбийисини күчәйтишни алаһидә тәкитлигән.

Фу шичю мундақ дәйду : "болупму компартийиниң һөҗитидә хитайниң ғәрбий вә чегира районлардики партийә мәктәплирини, мәмури иниститутларни шу җайларниң көп милләт, көп хил динлар мәвҗут болуп туруштәк әмилийити билән бирләштүрүп, йәрликтики рәһбири кадирларға қаритилған атиизим тәрбийисини күчәйтиш керәк, дәп язған." Хитай компартийисиниң һөҗҗитидики хитайниң ғәрбий вә чигира районлар, асаслиқи уйғур аптоном районни көздә тутидикән..

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида мусулман оқуғучилар, кадирлар вә дөләт штатидики зиялиларниң намаз оқушини, мәсчиткә беришини, роза тутушини чәкләп келиватиду. Игилишимизгә қаримғанда, хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң җәнубидики асасий қатлам кадирлирини бу йилқи рамизан җәрянида һәр күни һәқсиз зияпәткә орунлаштурған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.