Хитайда динға етиқад қилғучиларниң сани 300 милйонға йәтти


2007.02.09

Хитай диний ишлар башқуруш идариси хитайда ислам дини, будда дини, христиан дини вә католик дини қатарлиқ түрлүк динға етиқад қилғучиларниң санини 120 милйон дәп елан қилған. Лекин йеқинда хитайда елип берилған бир қетимлиқ тәкшүрүштин мәлум болушичә, һазир хитайда түрлүк динларға етиқад қилғучиларниң һәқиқий сани хитай һөкүмити елан қилған сандин 2 һәссә артуқ икән. Йәни 300 милйонға йәткән икән.

Көплигән анализчилар хитайдики динға етиқад қилғучиларниң бундақ тез сүрәттә көпийип кетишини һәйран қалғудәк иш әмәс дәп тәкитләп"һазир хитай коммунистик партийиси хәлқ арисида коммунизми илгирикидәк тәшвиқ қилиш күчидин қалди, коммунизмға ишинидиған кишиләрму йоқ дийәрлик һаләткә йәтти. Һәтта компартийиниң алий дәриҗилик әмәлдарлириму коммунизмға ишәнмәйдиған болди. Көплигән кишиләр меһрибанлиқ, тиничлиқ вә адәләтликни нишан қилған динларға етиқад қилип, өз һаятини мәнилик өткүзүшкә тиришиватиду. Хәлқниң коммунизмға болған етиқадиниң барғансери йоқиши билән, хитай коммунистик партийисиниң һөкүмранлиқ қилиш дәвриму узунға қалмай аяқлишиду" дәп билдүрмәктә.

Америка лочистер университетиниң профессори тарихшунас җу юңде әпәнди "хитай компартийиси өзи динсиз болғини билән, һөкүмранлиқ һоқуққа игә болупла, йәни 1949 ‏- йилидин башлап кишиләрни мав зедуңға тәлвиләрчә чоқундурушқа башлиған. Кишиләр худа, әйса яки бутқа әмәс, блки мав зедуңға етиқад қилидиған болди" дәп көрсәтти. У йәнә 1974 ‏- йили, өзи тунҗи қетим хитайға қайтқинида, һәммила өйдә дегидәк мав зедуңниң рәсиминиң есиғлиқ турғанлиқини шундақла кишиләрниң һәр күни дегидәк мав зедуңниң рәсимигә қарап, худди бутқа чоқунғандәк тазим қилип, униңдин аманлиқни тиләйдиғанлиқини өз көзи билән көргәнликини мәлум қилди.

Вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәтқиқатчиси ляв тйәнчи ханим "‏60 – вә 70 ‏- йилларда, хитайда кишиләрниң динға етиқад қилиши пүтүнләй мәний қилинған, барлиқ бутхана, черкав вә мичитләр тақивитилгән. Кишиләр қәлбидә динға болған етиқад әмәс бәлки мав зедуңға болған тәлвиләрчә чоқунуш интайин юқири пәллигә йәткән. Хитайда динға болған етиқад 80 ‏- йиллардин кейин аста- аста баш көтүрүшкә башлиди. Қисқиғина 20 йил ичидә хитайдики кишиләр арисида динға болған етиқадниң бундақ тез сүрәттә әслигә келәлиши нурғун мәсилиләрни көрситип берәләйду" дәп билдүрди.

Америка лочистер университетиниң профессори тарихшунас җу юңде әпәнди хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян түрлүк диний паалийәтләрни қаттиқ бастуруп келиватқанлиқини һәмдә кишиләрниң диний әркинликини халиғанчә дәпсәндә қиливатқанлиқини тәкитләп " кишиләрниң динға болған етиқадини бундақ чәкләймән дейиш пүтүнләй хата. Зораванлиқ қилиш билән мәсилини һәл қилғили болмайду. Бундақ қилишниң ақивити хәлқниң қозғулаң көтүрүшини кәлтүрүп чиқириду " дәп билдүрди.

Йеқинда вәтәндин германийигә чиққан бир ханим уйғур елидики диний вәзийәт һәққидә тохтилип" гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидә диний әркинликни қаттиқ контрол қилип келиватқан болсиму, уйғурларниң ислам диниға болған әркинликини һәргизму тосуп қалалмайду" дәп билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.