Зикирия қариһаҗим диний тәлим бәргәнлики үчүн қолға елинған вә җәриманә төлигән
2008.02.20
Ишәнчлик учурлардин мәлум болушичә, йеқинда хитай һөкүмитиниң сақчилири ақсу вилайитигә қарашлиқ шаяр наһийилик сиясий кеңәшниң муавин рәиси вә игәчи йезилиқ чоң мәсчитниң имами зикирия қариһаҗимни тутқун қилип бир айдин кейин қуювәткән, әмма 80 миң сомдин артуқ җәриманә төләшкә мәҗбур қилған.
Зикирия қари һаҗимниң хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилиниш сәвәби, зикрия қариһаҗимниң өз өйидә яш - өсмүрләргә диний тәлим бәргәнлики билән мунасивәтлик болуп,хитай сақчилири зикирия қариһаҗимдин дәрс алди дәп гуманланған 80 дин балиларниму тутқун қилған вә сорақтин кейин һәр бир балиға аз дегәндә 2500 сомдин артуқ җәриманә қоюп, қайтидин диний дәрс алмаслиқ вәдиси билән капаләткә қоювәткән.
Бу вәқәдин хәвири бар бир яшниң билдүрүшичә, шаяр наһийисидә бундақ диний вә сиясий сәвәбләр билән тутқун қилиниватқанларниң сани наһайити көп болуп,хитай сақчилири һәр заман өй-өйләрни ахтуруп, гуманлиқ дәп қаралғанларни халиғанчә тутқун қилидикән.
Шаяр наһийилик зикирия қариһаҗим, әсли үрүмчидики ислам институтиниң һөкүмәт тәрипидин тәрбийиләшкә әвәтилгән оқуғучиси болуп, оқуш пүттүргәндин кейин һөкүмәт тәрипидин орунлаштурған һәҗ өмики тәркипидә сәуди әрәбистанға берип һәҗ қилип кәлгән вә шаяр наһийилик сиясий кеңәшниң муавин рәиси қилип өстүрүлгән. Зикирия қариһаҗим һөкүмәт тәрипидин мааш елип имамлиқ қиливатқан диний затларниң бири болуп, иштин сиртқи вақитлирида өз өйидә балиларға диний савақ берип, әл ичидә мәлум инавәткә игә болған. Абдушкур самсақ әпәнди зикирия қариһаҗим һәққидә бизгә тәпсили учур йәткүзди. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур яшлирини үмидсизликкә иттириватқан амиллар тоғрисида
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- Қирғизистан уйғурлири уйғур тили маарипиға көңүл бөлүп кәлмәктә
- Истанбулда уйғурларниң язлиқ тәтил курси мукапатлаш мурасими өткүзди
- Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Уйғурларниң паспортини йиғивелиш вәқәси түркийидә ғулғула қозғиди
- Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар
- Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт
- Кичик уйғур қизи арзу хәлқара кәшпиятчилар мусабиқисидә алаһидә дәриҗигә еришти
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә
- Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани