Хитай һөкүмити қурбан һейт мәзгилидә мәсчитләрни техиму қаттиқ контрол қилмақта
2006.01.09
Шәрқи түркистан учур мәркизидин игилигән хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил қурбан һейт мәзгилидә, хитай һөкүмити уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики мәсчитләрни техиму қаттиқ контрол қилған һәмдә бу һәқтә мәхсус 219 - номурлуқ һөҗҗәт чүшүрүп қурбан һейт мәзгилидә елип берилидиған һәрқандақ паалийәтләрдә бөлгүнчилик һәрикәтләрдин қаттиқ сақлинишни алаһидә тәкитлигән.
Бу һәқ тики мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң шәрқи түркистан учур мәркизиниң башлиқи абдуҗелил қариқаш әпәндини зиярәт қилиш асасида тәйярлиған программидин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia