Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә


2006.03.01
mechqit-diniy-erkinlik.jpg
Мәлум бир мәсчитниң темиға чапланған бәлгилимә. Chongaytip körüng

Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чаршәнбә күни, хитайда кишиләрниң диний әркинлики йәнила тосқунлуққа учримақта дәп билдүрди.

Хитайдики диний етиқадчилар тәһдит ичидә яшимақта

Хитай һөкүмити өткән йили диний әркинликни қоғдаш һәққидә қарар мақуллиғанлиқини, пуқраларниң диний әркинлики җәһәттә чоң қәдәм басидиғанлиқини тәкитлигән иди. Бирақ кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң ашкарилишичә, хитайда адәттики диний паалийәтләр билән шуғуллиниватқан кишиләрниңму қолға елиниш, түрмигә солиниш вә түрлүк тәһдитләргә учраш еһтималлиқи чоң икән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йәнә, хитайда мусулманлар, буддистлар вә христианларниң ибадәт қилиш паалийәтлири давамлиқ тосқунлуққа учриғандин сирт, тизимға алдурулмиған диний тәшкилатларниң бастурулидиғанлиқини билдүрди.

Хитай террочилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларни бастурмақта

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң чаршәнбә күни елан қилған мәзкур доклатида, уйғур аптоном райониниң диний әһвали һәққидә мәхсус тохтилип, хитай һөкүмити бөлгүнчилик билән терроечилиққа зәрбә бериш шуари астида мусулманларға қарита бир мәйдан йоқитиш характерлик бастуруш һәрикити елип бармақта дейилгән.

Доклатниң уйғурларниң диний етиқадини бастурғанлиқ һәққидики қисми, хитай компартийиси вә һөкүмитиниң елан қилмиған йошурун һөҗҗәтлири, йәрлик қанун ‏- низамлири, орган гезит - жорналлирида елан қилинған пакитлиқ һөҗҗәтләр һәтта уйғур аптоном районида елип берилған зиярәтләр асасида тәйярланған. Бу доклат тунҗи қетим, уйғурларниң диний әркинлики, йиғилиш, сөз қилиш әркинликигә аит һөкүмәт қанунлири шуниңдәк һөкүмәт сияситиниң мүрәккәп қурулмисини ашкарилиған.

Хитайниң диний сиясити вә қанунида мәктәп, аилиләргичә һәтта диний етиқад идийисини йоқ қилиш низами астида кишиләрниң меңисидә диний қараш тиклимәслик бекитилгән болуп, бир парчә һөкүмәт доклатида" ата - анилар вә башқа көзәткүчиләр йешиға тошмиған балиларниң диний паалийәткә қатнишишиға қәтий йол қоймаслиқи керәк" дейилгән.

Хитай һөкүмитиниң сияситидин әндишә қиливатқан уйғурлар милли мәдәнийитиниң, өрп - адитиниң вә турмуш усуллириниң ассимилятсийә болуп, йоқилип кетишидин қаттиқ әндишә қилидикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң мудири брад адамисниң тәкитлишичә, дуня миқясида елип бериливатқан террорчилиққа зәрбә бериш һәрикити, бейҗиң даирилириниң, уйғур аптоном районида бастуруш һәрикити елип бериштики чирайлиқ баһанисигә айланған, йәни уйғурларниң диний етиқадини бастуруш хәлқара террорчилиққа күрәшниң вастисигә айланған.

Диний паалийәтләрни контрол қилиш даириси кеңәйгән

Доклатта йәнә, уйғурларниң түркий тилда сөзлишидиған, 8 милйондин көпрәк нопусқа игә хитай болмиған милләтләрдин бири икәнлики, мунбәт йәр байлиқиға игә болған мәзкур земинниң хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқанлиқи, нөвәттә бу земинға хитай өлкилиридин көпләп көчмән йөткәп келиниватқанлиқи қәйт қилинған. Статстикилиқ мәлуматлардин ашкарилинишичә, өткән 10 йилдин бери, бу земинға 1 милйон 200 миң хитай көчүп келип йәрләшкән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, уйғур аптоном райониға адәм әвәтип мәхсус тәкшүрүш елип барған, тәкшүрүштин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң сияситидин әндишә қиливатқан уйғурлар милли мәдәнийитиниң, өрп - адитиниң вә турмуш усуллириниң ассимилятсийә болуп, йоқилип кетишидин қаттиқ әндишә қилидикән.

Тәкшүрүш нәтиҗисидин қариғанда, нурғунлиған уйғурлар өзигә - өзи хоҗа болушни арзу қилса, йәнә бир қисим уйғурлар мустәқил бир дөләт һакимийитиниң бәрпа болушини арзу қилидикән.

Диний паалийәтләрни контрол қилиш хизмити идарә‏ - орган, мәктәп, мәдәнийәт тармақлири, нәшрият һәмдә һәр бир уйғурниң турқи вә һәрикитигичә кеңәйтилгән болуп, һөкүмәт "өзини - өзи тәнқид қилиш" йиғинлири, мәсчитләрни мәҗбурий тәкшүрүш, мәктәп ичидә диний етиқадий күчлүк оқутқучи вә оқуғучиларни тәкшүрүп бир тәрәп қилиш, әдәбий әсәр шуниңдәк нахша текстлиридики сиясий мәзмунларни тәкшүрүш қатарлиқ сиясий тәқипләрни күчәйткән, болупму бейҗиңниң сияситидин нарази болуп, бөлгүнчиликни тәрғип қилғучиларниң паалийәтлири һөкүмәт тәрипидин чоқум " террорчилиқ һәрикити" қилип бекитилидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.