Америка дөләт мәҗлисидә диний әркинлик йиғини өткүзүлди


2006.05.24

Америка дөләт мәҗлисидә сәйшәнбә күни диний әркинлик, диний баравәрлик вә охшимиған динларниң һәмкарлиқи қатарлиқлар тәшәббус қилинған күтивелиш кечилики өткүзүлди. Йиғинға америкидики охшимиған динларға тәвә аммивий тәшкилатлар, органлар вә шәхсләр қатнашти.

Мәзкур йиғин америка әркинлик сарийиниң диний әркинлик мәркизи вә қошма шитатлар хәлқара диний әркинлик комитети тәрипидин уюштурулған болуп, буниңға қошумчә йәнә, америка йәһудилар комитети вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитини өз ичигә алған 5 орган вә җәмийәт саһипханлиқ қилди.

Йиғинда өз пуқралириниң диний әркинликини боғуватқан дөләтләр қатарида хитайму әйибләнди вә уйғур мусулманлириниң һәҗ қилиш, рози тутуш вә яш ,өсмүрләрниң мәсчиткә кириш һоқуқи чәкләнгәнлики тәнқидләнди.

Мәзкур йиғинға хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийиниң вәкиллири қатнашти. Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни мухбиримиз әркиндин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.