Америка дөләт мәҗлиси хитайниң әркинлик әһвали һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
2006.11.22

Хитайниң диний әркинлик әһвали буш һөкүмити вә америка дөләт мәҗлиси әң сәзгүр муамилә қилип келиватқан кишилик һоқуқи мәсилилириниң бири болуп кәлмәктә.
Диний ишлар бәлгилимисидин күткән үмид суға чилашти
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитетиниң алдинқи күнки испат бериш йиғинида мутәхәссисләр вә диний затлар асаслиқи хитай дөләт кабенти 2004 - йили 11 - айда чиқарған вә 2005 - йили 3 - айда рәсмий йолға қойған "диний ишларни башқуруш бәлгимиси" үстидә музакирә елип барди.
Йиғинда америкиниң вашингтон районидики ковингтон вә бурлиң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати карлсонниң әскәртишичә, хитайниң диний ишларни башқуруш бәлгилимиси рәсмий йолға қоюлғандин кейин, бейҗиң һөкүмити диний гуруһларға қаратқан контролни йәнила бошаштурмиған. Карлсон, "диний ишларни башқуруш бәлгимиси күчкә игә болғандин бери йүз бәргән бир қатар вәқәләр кишиләрниң бу бәлгилимидин күткән үмидвар арзусини суға чилаштурди" дәйду.
Карлсонниң әскәртишичә, йеңи бәлгилимидики маддилар диний гуруһларниң һоқуқиға қарита һәр хил чәклимиләрни қоюп, диний гуруһларни контрол қилишни бошаштурмиған. У, йәрлик диний ишлар даирилириниң диний гуруһларни вәтәнпәрвәрлик һәрикити комитети яки һөкүмәт контроллуқидики диний җәмийәтләр тәвәликидә паалийәт елип беришқа мәҗбурлайдиғанлиқини билдүрди.
Карлсонниң әскәртишичә, хитай һөкүмити дөләт етирап қилған ислам, христиан, католик, будда, дав динлирини һөкүмәткә тәвә диний җәмийәтләр арқилиқ контрол қилмақта. У, дөләт диний ишлар идариси вә компартийиниң бирликсәп бөлүми һөкүмәтниң диний паалийәтләрни башқуруш бәлгимисини иҗра қилишта сияси " йитәкчилик вә назарәтчилик" роли ойнайдиғанлиқини әскәртти. Хитай һөкүмити, 2004 - йили йеңи бәлгилимә елан қилғанда бу бәлгилимини ақлап, диний ишларни башқуруш йеңи бәлгилимиси"пуқраларниң диний ибадәт әркинликини қоғдаш вә қануни капаләткә игә қилишни мәқсәд қилғанлиқини" илгири сүргән иди.Лекин хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ органлар, бу бәлгилимини диний паалийәтләрни үнүмлүк контрол қилиш үчүн йәрлик даириләргә техиму зор һоқуқлар берилгән, дәп әйиблигән.
Кона бәлгилимидики чәклимиләр йәнила сақлап қилинған
Испат бериш йиғинда америка калифорнийә университетиниң сиясий пәнләр профессори җеймис тоң, йеңи бәлгилиминиң 5 - маддисида наһийидин юқири дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң диний ишлар органлириға дөләт мәнпәәти вә иҗтимаий, аммиви мәнпәәткә мунасивәтлик диний ишларни бир тәрәп қилиш һоқуқи берилгәнликини билдүрди.
Җеймис тоңниң әскәртишичә, бәлгилимигә диний паалийәтләрни чәкләйдиған йеңи маддилар киргүзүлмигән шундақла сүйиистемалчи диний хизмәт саһәсидики әмәлдарларни бир тәрәп қилиш вә диний гуруһларниң мал - мүлкини қоғдаш маддиси көпәйтилгән болсиму, лекин кона бәлгилимидики көп қисим чәклимиләр, болупму "дөләт бихәтәрликигә зиян салидиған диний паалийәтләрни чәкләш" дегән маддилар өз пети сақлап қелинған.
Мәркизи америкиниң тексас штатидики "җуңго ярдәм җәмийити " дәп атилидиған бир диний җәмийәтниң мәсули фу шичю, хитайда мәркизи һөкүмәт вә йәрлик даириләрниң диний ишларни башқуруш бәлгилимисини чүшәндүрүш һоқуқи бар. Улар буниңға тайинип диний гуруһларни халиғанчә контрол қилмақта, деди. "Җуңго ярдәм җәмийити" уйғур аптоном райониға мисйонирларни әвәтип, дин тарқитиш паалийити билән актип шуғуллиниватқан америкидики диний җәмийәтләрниң бири. Йеқинда хитай һөкүмити мәзкур җәмийәтниң инҗил курси ечип адәм тәрбийиләватқан корийилик бир мисйонирини тутқун қилған.
Хитай қанун системисидики негизлик мәсилилә
Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитай қанун системисидики негизлик мәсилиләрниң бири, йәрлик һөкүмәтләр чиқарған қарар вә бәлгилимиләр хитай мәркизи һөкүмити яки хитай хәлқ қурултийиниң чиқарған қарар вә бәлгилимилиригә уйғун яки уйғун әмәсликини назарәт қилидиған бир органниң йоқлиқидур.
Фу шичю, "хитай дөләт кабинтиниң диний ишларни башқуруш бәлгилимисидә хурапий динларға қарши туруш маддиси бар. Һәр қайси қатламлардики әмәлдарлар бу маддиға тайинип аталмиш" хурапий динларға қарши турмақта". Нәтиҗидә, һөкүмәтниң вәтәнпәрвәр диний җәмийәтлиригә киришни рәт қилған диний гуруһларға "хурапий динлар" қатарида зәрбә бериливатиду " деди. Лекин бәзи анализчиларниң әскәртишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида йәр асти христиан диний гуруһлириға қариғанда мусулманларниң йәр асти диний паалийәтлирини техиму шәпқәтсизлик билән бастурмақта вә диний мәктәп ачқан уйғурларни узун муддәтлик түрмә җазасиға һөкүм қилмақта. Америка милвакей университетиниң кандидат доктори қилич қанат, бу әһвални христиан диний гуруһлириниң хәлқара арқа тирики билән мунасивәтлик, дәп көрсәтти.
Күзәткүчиләр, юқириқи әһвалда уйғур аптоном райони парткоми вә һөкүмитиниң хитай дөләт ишлар кабенти чиқарған "диний ишларни башқуруш бәлгилимиси" ни районниң әмәлийитигә бирләштүрүш нами астида техиму кәскин тәдбирләр билән иҗра қиливатқанлиқини билдүрмәктә. Хитай даирилириниң рәсмий статистикисиға асасланғанда нөвәттә, хитай буйичә 100 милйон әтрапида киши һәр хил динларға етиқад қилидиған болуп, хитай һөкүмити ислам, христиан, католик, дав вә будда динлирини рәсмий динлар, дәп һесаблайду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар дөләт мәҗлиси әзаси франк волф әпәндиниң шан - шәрипи үчүн өткүзүлгән мурасимда
- Ваң лечүән, уйғур аптоном районида йолға қоюватқан диний бастуруш сияситини ақлиди
- Хитай даирилири рамизан ейида диний башқурушни техиму күчәйтмәктә
- Әркинликни аллаһ өзи һәр бир инсанға тәқдим қилған
- Сақал қоюш җинайәтму?
- Хитай һөкүмити түнигәнләрни җазалимақта
- Динсиз хитай билән христиан америкилиқниң 'илаһ' һәққидики деалоги нәшрдин чиқти
- Шаяр наһийиси қайлу йезисидики җамаәтниң йеңи мәсчиткә игә болуш арзуси көпүккә айланди
- Диний зат һашим қари дамолла хитай сақчилириниң тәһдити астида йошурунуп йүрмәктә
- Хитай һөкүмити дени әркинликни техиму қаттиқ контрол қилмақта
- Сақчилар шаярда диний курс ачқан уйғурниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- Хитай компартийиси уйғур кадирларға атеизм тәрбийисини күчәйтмәктә
- Америка парламент әзалири хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә кәңчилик қилишни тәшәббүс қилди
- Хитай диний өлималарға қарита бесимни күчәйтмәктә