Түрк парламент әзалири уйғур диярида қурбан һейт өткүзди


2008.01.04

meschit-ishik-uqturush-150.jpg
Мәсчитниң ишикиниң алдиға мәсчиткә киришкә болмайдиған кишиләр һәққидики һөкүмәтниң уқтуруши есилған. RFA Photo / Erkin Tarim

Түркийидә уйғур десә билмәйдиған киши наһайити аз, чүнки башланғуч оттура мәктәп дәрслик китаблирида уйғур тарихи һәққидә мәлуматларға йәр берилгән. 1950- Йиллардин башлап әйса юсуф алиптекин, муһәммәт имин буғра қатарлиқ кишиләр түркийидә уйғур мәсилисини аңлатқан болса, улар вапат болғандин кейин улар қуруп қойған тәшкилатлар, йетиштүргән кишиләр уйғур давасини аңлатмақта. Шуңа түрк сиясәтчиләрму уйғур дияриға қизиқиду вә беришни халайду.

Йеқинда йәни қурбан һейт мәзгилидә сабиқ түркийә парламент әзаси, инсан һәқлири комитети әзаси фаруқ үнсал әпәнди инсани ярдәм вәхпиниң орунлаштуруши билән уйғур дияриға берип қурбан һейтини уйғур қериндашлири билән биллә өткүзгән. 12- Айниң 17- күнидин 28 - күнигичә давам қилған бу зиярәткә кона парламент әзалиридин 3 киши қатнашқан болуп, өз ана юрти болған шәрқий түркистанда қурбан һейти өткүзгәнликидин интайин хушал болғанлиқини, 21- әсиргә киргән күнимиздә уйғурлар дучар боливатқан бесим сияситиниң дуняниң һечқандақ йеридә йоқлиқини, әмма бу бесимға қарши уйғурларму өз кимликини қоғдап қелишниң йолни тапқанлиқини, буниң үчүн уйғурларни чиң көңлидин тәбрикләйдиғанлиқини ейтти.

Michit-aldida-namaz-150.jpg
Киришкә болмайдиған кишиләр һәққидики һөкүмәтниң бәлгилимиси есилған мәсчитниң ишикиниң алдида балиси билән намаз қиливатқан бир аял. RFA Photo / Erkin Tarim

Фаруқ үнсал әпәнди алди билән бизгә уйғур дияриға бериштики мәқсиди һәққидә тохтилип мундақ деди: "тоғрисини ейтсам, хитай һөкүмити шинҗаң дәп атаватқан, биз шәрқий түркистан дәп атап кәлгән бу земинға бәкла қизиқаттуқ. Чүнки тунҗи түрк мусулман хақани абдулкерим сатуқ буғраханниң мазири у йәрдә иди. Түрк дунясида ислам дунясида тонулған мәшһур алим мәһмут қәшқириниң мазири у йәрдә иди. Мәшһур пәйласоп, алим юсуф хас һаҗипниң мазири у йәрдә иди. Униң үстигә түрк хәлқи билән шәрқий түркистанлиқлар оттурисида аҗайип көп ортақлиқлар бар, биз бу ортақлиқимизни техиму күчәйтиш вә тарихи юртимизни өз көзимиз билән көрүш үчүн инсани ярдәм вәхпиниң орунлаштуруши билән шәрқий түркистанға бардуқ."

Сабиқ парламент әзаси фаруқ үнсал әпәнди шәрқий түркистанлиқларниң өз кимликини қоғдап қалғанлиқидин интайин хушал болғанлиқини ейтип мундақ деди: "һәммимизгә мәлум у тупрақлар қәдимқи түрк юрти болсиму, кейин көп санда хитай нопусиниң йәрләштүрүлүши нәтиҗисидә шәрқий түркистандики мусулман түркий милләтләрниң нопуси 40%ләргә чүшүп қапту. Биз у йәрдә хитай империялистлириниң хитайлаштуруш сияситигә қаримастин уйғур қериндашлиримизниң өз кимликини наһайити яхши қоғдап қалалиғанлиқини көрүп наһайити хурсән болдум. Уларни чин көңлимиздин тәбриклишимиз керәк."

Сабиқ парламент әзаси фаруқ үнсал әпәнди дуняда көрүлүп бақмиған бесим сияситиниң шәрқий түркистанда йүргүзүливатқанлиқини өз көзи билән көргәнликини ейтип мундақ деди:"у йәрдә аз санлиқ милләтләрни икки пәрзәнт туғушқа рухсәт қилидикән, әмма у йәрдики қериндашлиримиз хитай рәһбәрлиригә пул берипму болса иккидин көп бала туғуп, нопусқа алдуруш арқилиқ өз нопусини көпәйтишкә тиришиветипту. Йәнә бири мәдәнийәт җәһәттин хитайға тақабил турушқа тиришиветипту, үрүмчи, хотән, қәшқәр турпан қатарлиқ йәрләрдә хитай һөкүмити ибадәт қилишни чәкләватқан болсиму, у йәрдики мәсчитләр җамаәт билән толуп кетидикән. Шуниңға һәйран қалдим, чоң шәһәрләрдики мәсчитләрниң алдиға, мәсчиткә киришкә рухсәт қилинмайдиған кишиләр һәққидики уқтуруш есилмиған. Әмма кичик йәрләрдики мәсчитниң ишикиниң алдиға мәсчиткә киришкә болмайдиған кишиләр һәққидики һөкүмәтниң уқтуруши есилған. Бу дуняниң һич қандақ йеридә болмиған бир иш. Ойлап беқиң қандақ йәрдә бир ибадәтханиниң ишикигә қандақ кишиләр мәсчиткә кирсә болмайдиғанлиқи йезилған?"

"Кимләр кирсә болмайдикән? у уқтурушни оқуп чүшинәлидиңизму?" дегән суалимизға җаваб бәргән фаруқ үнсал әпәнди мундақ деди: "кона йезиқ билән йезилғачқа мән оқуялидим. Йенимиздики уйғур қериндашлиримизму буни бизгә тәрҗимә қилип бәрди. Бу уқтурушта, аяллар, 18 яштин кичикләр, дөләт кадирлири, партийә әзалири, пенсийигә чиққан кадирлар мәсчиткә кирип ибадәт қилса болмайду дәп йезилған. Бу уқтурушниң йенида мәсчитниң ишикиниң алдида балиси билән намаз қиливатқан бир аялни көрүп наһайити тәсирләндим вә рәсимгә тартивалдим. Пүтүн дуня хәлқиниң буни билиши керәк. 21 - Әсиргә киргән күнимиздә бундақ инсанлиқ қелипидин чиққан бир сиясәтниң техиғичә йүргүзиливатқан болушидин инсанлиқ алими дәрс елиши керәк. Уйғурлар бунчивала дини бесимға қаримастин диний етиқадқа әһмийәт бериши бизни бәкму тәсирләндүрди. Уйғурлар бунчивала бесимға қарши өз кимликини қоғдап қелишниң йолини тепипту. Биз билән сөзлишиштин қорқудикән, шуңа бизму улар билән һәммә гәпни дейишмидуқ, уларниң өйлиригә берип меһман болмидуқ. Қайта шуни дәп қояйки уйғурлар өз өрп адәтлирини, өз мәдәнийитини вә өз кимликини қоғдап қелишниң йолни тепипту. Мән уларни чин көңлүмдин тәбрикләймән." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.