Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди
2006.09.15

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида, 2006- йили ичидә диний әркинлик мәсилисидә яхшилиниш көрөлмигәнлики, әксичә вәзийәтниң техиму начарлашқанлиқи тәкитләнгән болуп, гәрчә хитай асасий қанунида пуқраларға динға ишиниш вә яки ишәнмәслик тоғрисида әркин таллаш һоқуқи тонулған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң давамлиқ кишиләрниң диний әркинликини боғушқа, һөкүмәт бәлгиләп бәргән даириниң сиртида диний паалийәтләр елип беришини чәкләшкә тиришиватқанлиқи көрситилгән.
Уйғурларға чүшүватқан диний бесим һәммидин еғир
Доклатта йәнә, һөкүмәт бәлгилигән даириниң сиртида диний паалийәт елип барған яки диний паалийәтләргә қатнашқан кишиләр вә диний гуруппиларниң түрлүк җазаларға учрайдиғанлиқи билдүрүлгән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң хәлқниң диний әркинликини чәкләп, уларниң әркин диний паалийәт елип беришини қаттиқ контрол қилишиға қаримай, хитайда етиқад қилғучиларниң сани күнсери көпәймәктә. Хитайдики диний бесим дәриҗисиниң пүтүн мәмликәттә бир хил әмәслики, районларға қарап өзгиридиғанлиқи тәкитләнгән доклатта, мусулманлар ичидә уйғур хәлқиниң үстидики диний бесимниң туңган қатарлиқ башқа мусулман гуруппиларға қариғанда бир қәдәр еғир икәнлики көрситилгән. Доклатта бу һәқтә мундақ дейилгән:
"Омумән қилип ейтқанда, етник келип чиқиши хитай болған туңганлар уйғурларға қариғанда диний әркинликтин көпрәк бәһримән болуватиду. Хитай һөкүмити миллий тоқунуш үзлүксиз давамлишиватқан шинҗаң уйғур аптоном районида, диний паалийәтләр, диний тәлим-тәрбийләрни чәкләш тоғрисидики бәлгилимилирини қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилинмақта. Уйғур аптоном районида һөкүмәт даирилири мәсчит ясаш, диний тәлим- тәрбийә һәмдә 18 яштин кичик балиларниң ислам диний өгинишини чәклигән һәмдә партийә әзалири вә һөкүмәт кадирлири, мәктәп вә университет оқутқучилири вә оқуғучилириниң мәсчитларға берип ашкара ибадәт қилишиға рухсәт берилмәйду. Вәһаләнки туңганлар яшайдиған районларда бундақ чәклимиләр мәвҗут әмәс һалбуки туңганлар мәсчит селиш яки мәсчит ремонт қилиш ишлирини әркин - азадә елип бармақта шундақла уйғур аптоном районида 18 яштин кичик балиларниң ислам диний өгиниши чәкләнгән һалда, бейҗиң қатарлиқ җайларда 18 яштин кичик балилар һечқандақ тосалғусиз диний тәлим елип мәсчитләрдики ибадәтләргә қатнашмақта".
Хитай даирилири террорчилиққа қарши уруштин пайдилиниватиду
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинликниң һәрқайси дөләтләрдики вәзийити тоғрисидики доклатида, йәнә мундақ дейилгән:
"Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, хитай даирилири террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип уйғур мусулманлирини бастуруш һәрикитини үзлүксиз давамлаштуруватиду. Шинҗаң даирилири, мустәқиллиқ үчүн тинчлиқ билән паалийәт елип бериватқанлар вә аталмиш қанунсиз диний паалийәтләргә қатнашқанлар билән террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқанларни бир дәп қарап, уларға охшаш муамилә қилғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин тутулған, қолға елинған, түрмә җазасиға яки өлүмгә һөкүм қилинған кишиләрниң, немә үчүн бундақ җазаға учриғанлиқини ениқлаш қийин".
Доклатта бундин башқа йәнә, хитай һөкүмити тәрипидин 2005 - йили уйғур аптоном районида елип берилған диний бастуруш вә қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлири һәққидиму тохталған болуп, аптоном район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән 2005- йили өктәбир ейида елип берилған қаттиқ зәрбә бериш һәрикити алаһидә тилға елинған.
Доклатта шундақла, америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинликниң хитайдики вәзийитини йеқиндин күзитиватқанлиқи, америка президенти җурҗ бушниң хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришишилирида бу мәсилини давамлиқ оттуриға қойғанлиқи һәмдә диний әркинлик мәсилисиниң америка ташқи ишлар министири кондализа райсниң 2005 - йили март ейида хитай зиярити җәрянида елип берилған сөһбәтләрниң муһим темисини тәшкил қилғанлиқи тәкитләнгән. (Қанат)
Хитай африқа мунасивәтлири
- Уйғур һаҗиларниң сәпири пакистанда хитай даирилириниң тосалғусиға учриди
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң һәҗ тавап қилиш мәсилиси һәққидә тохталди
- 1000 Әтрапида уйғур сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
- Һәҗигә бәриш учун пакистанға кәлгән 2000 уйғурниң виза тәлипи рәт қилинған
- Сақчилар пакистанда уйғур бовайниң пулини булиған кишини давамлиқ издимәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт қилиши керәк
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: җуңго дунядики әң мәсулийәтсиз қорал- ярақ експорт қилғучи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ докилатида хитайни әйиблиди
- Америка һөкүмити демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилди
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайни әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди