Шәнши өлкисидә 70 миң деһқан йәргә өзи мәңгу игидарчилиқ қилидиғанлиқини җакарлиди
2007.12.14
12 - Айниң 8 - күни хейлоңҗяң өлкисиниң фуҗин шәһиридики 72 кәнттә 40 миң деһқан аваз қоюп кәнт әмәлдарлирини вәзипидин қалдуруп, 'дөләтниң' яки 'коллектипниң' дегән нам билән тартивелинған йәрләрни қайтурувалғанлиқини, уни һазир деһқанларниң өзигә қайтидин тәқсим қилишқа башлиғанлиқини җакарлиған иди. Буниңдин 4 күн өткәндә, 12 - айниң 12 - күни шәнши өлкисиниң дали, хуайин, тоңгуән наһийилиридики 76 кәнттә 70 миң деһқан интернеттә баянат елан қилип, коммунистлар тәрипидин тартивелинған йәрлирини қайтурувелип, униңға өзлири мәңгу игидарчилиқ қилидиғанлиқини җакарлиди. Бу йәтмиш миң деһқан 'деһқанлар өзиниң йәрлирини қайтурувелип, буниңдин кейин униңға өзи мәңгу игидарчилиқ қилиду вә өзиниң һаятлиқ йилтизи болған йәр-земингә тайинип, маарип, давалиниш системиси қатарлиқларни өзлири қуруп чиқиду" дәп җакарлиди.
Хуайин наһийисидики деһқан вәкили җаң сәнмин "биз чоқум йәрләрни һәр бир деһқан аилисигичә тәқсим қилип беримиз " деди
Шәнши өлкисидики 76 кәнттики 70 миң деһқанниң вәкили дейилгән кишиләр интернеттә елан қилған телефон номурларға асасән алақә қилғинимизда, хуайин наһийисидики деһқан вәкили җаң сәнминниң телефони уланди. Гәрчә телефонға кашила қиливатқан ғәйри авазлар күчлүк болсиму, йәнила соал -җавабларни оз-ара чүшинишкә мумкин болди. Бу киши әркин асия радиосиниң зияритини қарши алди. У соаллиримизға җаваб берип "телефонда сигнал начар... Баянатимиз елан қилинғандин кейин, уни гезитханиларғиму әвәттуқ... Телефонлар кәлди... Һазир һөкүмәт техи инкас қайтурмиди.... Мән сизгә дәп қояй... Биз чоқум йәрләрни һәр бир деһқан аилисигичә тәқсим қилип беримиз... Деһқан дегән йәр терийду... Йәрдә һөкүмәтниң һоқуқи йоқ... Деһқанниң йерини башқиларға бериветиш мувапиқ әмәс... Һазир деһқанниң терийдиған йери йоқ... Әмди деһқанлар һоқуқни қайтурувалимиз.... Бу мәсилидә һәммә деһқанниң гепи бир... Баянатқа һәммә аилә өзи имза қойған... Хәйр хош" ! деди.
Шәнши өлкисиниң көчмәнләр ишиға мәсул бир хадими йәрлик әмәлдарларни паш қилди
Шәнши өлкисиниң сәнменша су амбири районидин көчүрүлгән көчмәнләр мәсилисигә мәсул әмәлдарлардин ли вәнминниң радиомиз мухбириға ейтип беришичә, җуңго һөкүмити 1986 - йили су амбири районидин көчүрүлгән деһқанлар үчүн 300 миң мо йәр буйруп бәргән болсиму, әмма йәрлик даириләр униң йеримини деһқанларға бәрмәй, өзлири иҗаригә берип, сөйүнчә елип тапавәт қилишқа башлиған. Деһқанларға берилгән йәрләрниму, һәрхил нам билән бәш қетим 'көтүрә' гә бериш җәрянида йәнә, деһқанлардин һәрбир мо йәр үчүн 400 юәндин 600 йүәнгичә пул йиғивалған.
Йәтмиш миң деһқанниң баянатида оттуриға қоюлған мәсилә
Шәнши өлкисиниң дали, хуайин, тоңгуән наһийилиридики 70 миң деһқанниң баянатида, өткән әсирниң 50 - йиллирида бина қилинған сәнменша су амбири үчүн, һөкүмәт деһқанларниң 800 миң мо йерини өткүзүвалғанлиқи; йәрсиз қалған деһқанлар уда 30 йил дәва қилғандин кейин, һөкүмәт 80 - йилларда уларға 300 миң мо йәр буйруп бәргән болсиму, әмма униңдин 150 миң мо йәрни йәрлик әмәлдарлар шәхси игиливелип, һәр йили 40 милйон юәндин 60 милйон йүәнгичә тапавәт қилип келиватқанлиқи; буниңдин кейин бу йәрни деһқанлар қайтурувелип, өзлири мәңгу игидарчилиқ қилидиғанлиқи; су амбири районидин көчүрүлгән деһқанлар үчүн, нәччә он йиллардин буян һөкүмәт чүшүрүп бәргән милярд ханилиқ сандики пулниң һесабини хиянәтчиләрдин алидиғанлиқи баян қилинди.
Хейлуңҗяңда 40 миң деһқан бир нийәткә кәлгән җайда һөкүмәт адәм тутушқа җүрәт қилалмиған
'Күзүтүш җурнили'да 12 - айниң 13 - күни елан қилинған иккинҗи қетимлиқ йәр ислаһати дәври йетип кәлди' дегән обзорда баян қилишичә, хейлоңҗяң өлкисиниң фуҗин шәһиридики 72 кәнттә 40 миң деһқан йәргә болған игидарчилиқ һоқуқини қайтуруп алғанлиқини, униңға өзи мәңгу игидарчилиқ қилидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, деһқан вәкили йү чаңвуни шәһәргә бир нәрсә алғили киргәндә тутувелинған. Униң кәнтләр билән вә аилиси билән болған алақиси үзүп ташланған. Униң хотуни радиомизниң мухбириға ейтип беришичә, хитай һөкүмити бир нийәт - бир мәқсәткә келип өзиниң кишилик һоқуқини қоғдаватқан 72 кәнттики 40 миң деһқан бар җайларға техи сақчи әвәтмигән яки деһқанларниң вәкиллирини 40 миң деһқан бар җайда тутушқа җүрәт қилалмиған. Бу кәнтләрдики һәммә адәм һазир җенини алқиниға елип қойған.
20 Йиллиқ ишикни ечиветиш, ислаһат елип бериш җәрянида деһқанлар 3 тирилйон 900 милярд йүәнлик мүлүктин мәһрум қалди
Хитай һөкүмити 1979 - йилидин 2003 - йилиғичә болған 20 йиллиқ ишикни ечиветиш, ислаһат елип бериш җәрянида санаәтләштүрүш дегән нам билән игиливелинған терилғу йәр сани тәхминән йүз милйон мо. Йеқинқи 4 йил ичидила содигәрләр игиливалған йәр сани 30 милйон мо. Һәрбир мо йәрни 30 миң юәндин һесаблиғанда деһқанлар мушу 20 йил ичидә 3 тирилйон 900 милярд йүәнлик мүлүктин мәһрум қалди. Бу деһқанлар намратлашқанлиқиниң бир муһим амили. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хейлоңҗяң өлкисидики деһқанларниң йәр қайтурувелиш һәрикити 'иккинчи қетимлиқ йәр ислаһати' дәп қаралмақта
- Биңтүән - уйғур ели ичидики мустәқил империйә (1)
- Су йетишмәслик мәсилисигә дуч кәлгән уйғур деһқанлири
- Уйғур елидә 100 миңдин артуқ мал-чарвичи яйлақлардин көчүрүлмәкчи
- Хитай вә уйғур елидики йәр -земин мәсилиси һәққидики делоларниң һәммиси йәрлик һөкүмәт орунлириға четилмақта
- Хитай һөкүмити йәр -земин мәсилиси һәққидә йеңи сиясәт бекитти
- Өз йеридә күн көрәлмигән хитай деһқанлири уйғур елидә бейимақта
- Өз терилғу йиридин айрилип қеливатқан деһқанлар барғансери көпәймәктә
- Уйғур елидә йәр маҗралири көпәймәктә
- Хитай сақчилириниң қораллиқ бастурушида өлгән кишиләрниң сани ашмақта
- Хитайда йеза- кәнтләрдә урғуватқан демократик аң
- Хитайниң йәр- мүлүк қанунлири уйғур елидә хәлқ мәнпәәтини қоғдиялмайду