Уйғур деһқанлириға зулум селиватқан мәркизи һөкүмәтму яки йәрлик һөкүмәтму?


2007.11.27

Алдинқи күни, You Tube тор бетидә, японийилик бир мухбирниң, уйғур деһқанлири арисида елип барған бир зиярәт хатириси елан қилинди. Бу хатиридә, деһқанлар өзлири йолуқиватқан сиясий, иқтисадий һәқсизлиқлар һәққидә шикайәтлирини билдүргән. Шикайәттики диққәткә тегишлик бир нуқта, деһқанлар әһваллириниң мәркизи һөкүмәткә йәткузулмәйватқанлиқи, бу һәқсизлиқлардин мәркәзниң хәвәрсизлики тилға елинған. Буниңдин башқа хитай мәркизи һөкүмитиму һәр вақит хизмәтлиридики мәлум бир хаталиқ байқалғанда, йәни йошурғили болмайдиған басқучқа кәлгәндә, мәркәзниң сиясити төвәндә тоғра иҗра қилинмай қалди дәп сәвәп көрситиду, йәнә бәзи хитай вәзийитини күзитиватқан чәт'әллик көзәткүчиләрму, мәркизи һөкүмәтниң ислаһат тиришчанлиқиға йәрлик һөкүмәтләрниң тосалғу болуватқанлиқини тилға еливатиду. Йәнә бәзи чағларда " мәркәз ақ йәрлик қара", "йәрлик залим, мәркәз амалсиз" қеливатқандәк бир вәзийәттин сөз ечиливатиду. Бу тема үстидә, канада яшаватқан уйғур зиялилиридин әрчин абдувели әпәнди билән сөһбәт өткүздуқ.

" Көрмәйватиду әмәс, көрмигәнгә селиватиду"

Шөһрәт: сизниңчә хитай һөкүмитиниң бәзи мәсилиләрдә, мәркәзниң сиясити төвәндә тоғра иҗра қилинмиди дәп мәсулийәтни йәрликкә артишиниң асаси барму?

Әрчин: асаси йоқ,чүнки хитай һакимийәт системисида, төвән юқириға бойсуниду, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири мәркәз тәрипидин бәлгилиниду. Йәрлик һөкүмәтни, тәйинләш һоқуқиму, елип ташлаш һоқуқиму мәркәздә; шуңа мәркәзниң сәвәнликни төвәндә дәп көрситиши, пәқәт бир хаталиқ йошурғили болмайдиған, пәдәзлигини болмайдиған бир басқучқа кәлгәндә, җамаәт пикрини қаймуқтуруш үчүн қоллиниватқан бир чарә. Әмәлийәттә бүгүнгә қәдәр,мәркәзниң сияситини тоғра иҗра қилмиған дәп җазаланған бир әмәлдарму йоқ. Мәсулийәт мәркәздә болғачқа бирәр рәһбирий кадир хаталишип қалса орнини йөткәп қопуду, һәтта бәзидә өстүрүп йөткәйду. Шөһрәт: сизчә юқирида биз аңлиған шикайәтләрдики мәсилиләрдин мәркизи һөкүмәтниң хәвәрсиз болуши мумкинму?

Әрчин: хәвәрсиз әмәс, көз юмуп туриватқан гәп. Чүнки, хитай мәркизи һөкүмитиниң шәрқи түркистанға қаратқан сияситиниң асаси ғайиси муқимлиқ, йәни хитайниң пүтүнлики; хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур хәлқидин қилидиған әң чоң әндишиси, уйғурларниң ач-ялиңач қелиши әмәс, уйғурларниң исян көтүрүп, миллий, инсаний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип қелиши;шуңа әгәр мәркәз нөвәттики асаси қатлам кадирлириниң деһқанларға зулум селишини хата дәп қарисиму әпу қилиду; чүнки хитай ашкара һалда "муқимлиқ һәммини бесип чүшүду" дейиклик. Бу йәрдики асаслиқ мәсилә, мәркизи һөкүмәт, йәрлик һөкүмәт вә хәлқтин ибарәт үч тәрәпниң мәнпәт мунасивитидә.

Шөһрәт: демәкчи болғиниңиз мәркизи һөкүмәт билән йәрлик һөкүмәт арисида мәнпәт ортақлиқи бар; хәлқниң болса һәр иккиси билән ортақ мәнпәәти йоқ; шундақму?

Әрчин: дәл шундақ. Йәрлик һөкүмәт мәркизи һөкүмәтниң қанити (һимайиси) астида. Хәлқ болса йәрлик һөкүмәтниң тапини астида.

"Мәркизий һөкүмәт зулумни пиланлиғучи, йәрлик һөкүмәт иҗра қилғучи"

Шөһрәт: конкирит бир мәсилә үстидә тохтилайли: нөвәттә уйғур җәмийитидики җиддий мәсилиләрдин бири қизлар мәсилиси, йәни 18 ‏- 25 яш арисидики уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш мәсилиси.Бу әһвални йәрлик һөкүмәтләр деһқанларниң ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш дәп көрситиватиду. Йеқинда вашингтондики хитай әлчиханиси баянат берип, қизларниң ичкиригә йөткүлүш әһвали болуши мумкинликини әмма, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур қизлирини ичкиригә йөткәш дәп бир сиясити йоқлуқини билдүрди, бу арқилиқ мәсулийәтни йәрлик һөкүмәткә артиш шәписини бәрди. Сизниңчә қизлар мәсилисидә мәркәзниң җавабкарлиқи йоқму?

Әрчин: ениқки, уйғур қизлирини хитайға йөткәш уйғур яшлирини миллий муһиттин узақлаштуруш, бу арқилиқ уйғурларни ассимилятсийә қилиш қәдимини тезлитиш пиланиниң бир парчиси; ассимилятсийә сиясити йәрлик һөкүмәтниң сиясити әмәс, мәркизи һөкүмәтниң мәхпий сиясити; шуңа қизлар мәсилисидә, җавабкарлиқ йәрлик һөкүмәткә охшаш, һәтта көпрәк мәркизи һөкүмәтниң үстидә. Әгәр йәрлик һөкүмәтниң деһқанларға иш тепип бериш дегән баһанисини раст дәп чүшәнсәкму, шәрқи түркистанға көчмән йөткәп уйғурлар арисида ишсизлиқни кәлтүрүп чиқарған мәркизи һөкүмәт. Шуңа бу хил әһвалдиму мәсулийәт мәркизи һөкүмәттә. Қисқиси нөвәттики хитай коммунист һакимийити, мәйли йәрлик, мәйли мәркәз, мәйли асаси қатлам болсун, улар бир пүтүн вуҗуд, шәрқи түркистан хәлқи үстидә йүргүзиливатқан зулумниң һәммисидә буларниң шерикчилики бар.

Шөһрәт: демәк, мәйли йәрлик һөкүмәт болсун мәйли мәркизи һөкүмәт болсун, маһийити охшаш зораванлиқ дәп қарайдикәнсиз, ундақта буларниң зораванлиқ метотида пәрқ барму?

Әрчин: нәзәрийә вә принсип җәһәттин пәрқ йоқ. Әмма мәркәздики кадирлар, көпрәк тәлим-тәрбийә көргән, улар зораванлиқини пәрдазлап қоллиниду; асаси қатлам кадирлири аз оқуған яки һич оқумиған,шуңа зораванлиқни пәдәзләп олтурмайду ялиңач қоллиниду. Пәдәзлисун-пәдәзлимисун зораванлиқ зораванлиқтур, зулум зулумдур.

Бу темида йәнә, 1990 -йили қанлиқ бастурулған барин инқилабиниң, бастурулуш әмрини мәркизи һөкүмәтниң бәргәнликини әсләп өтүш зөрүрдур. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.