Уйғур деһқанлири арисида һәқ - һоқуқини қоғдаш еңи күчәймәктә


2007.11.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

DixanNalisiQizlar-150.jpg
YouTube Тор бетидин елинған сүрәт. Source: Youtube.com / Author: Mr. Morley R

японийилик мухбир морлей робертсон әпәндиниң YouTube тор бетидә елан қилинған уйғур деһқанлириниң шикайитидә, деһқанларниң, деһқанчилиқ мәһсулатлирини сетиш ‏- сетивелиш ишлирини өз ихтияри билән елип баралмайдиғанлиқи, деһқанчилиқ мәһсулатлирини чоқум һөкүмәт көрситип бәргән ширкәтләргә сетишқа мәҗбурлиниватқанлиқи паш қилинған иди. Бу әһвални, икки күн аввал, хитай профессор юән хуңбиң, явропа парламентиға йоллиған испат хетидиму оттуриға қойған болуп, у хитай бәрпа қилған әркин базар игиликиниң хитай коммунист һоқуқдарлар гуруһиниң әркин базири икәнликини, бу базар сестимисиниң һоқуқдарлар вә көңүл йеқинлири үчүнла мәнпәәт йәткүзүватқанлиқини паш қилди.

Уйғур деһқанлириниң һәққини булап - талаватқан ширкәтләр һөкүмәткә баҗ төлимәйду

Уйғур деһқанлириниң шикайитини радиомиздин аңлиған, һазир канадада яшаватқан уйғурлардин гүлшән абдуқадир ханим, уйғур деһқанлириға мәһсулатлирини сетип бериш үчүн бәлгиләп берилгән ширкәт хоҗайинлириниң, шинҗяң уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң лечуәнниң уруқ ‏- туғқанлири вә юртдашлири икәнликини инкас қилди. Гүлшән ханим ғулҗида ахбарат саһәсидә 14 йил мухбир вә тәһрир болуп хизмәт ишлигән.

Гүлшән ханим ваң лечүәнниң қанити астида, уйғур деһқанлириниң һәққини булап-талаватқан бу ширкәтләрниң һөкүмәткә һечқандақ баҗ төлимәйватқанлиқини билдүрди. Гүлшән ханим йәнә, әмдила чиқиш йоли тапқан бир қисим уйғур деһқанлириниң ваң лечуәнниң юртдашлириниң қурбаниға айлинип кетиватқиниға аит бир мисал кәлтүрди.

"Һөкүмәт билән хәлқ арисидики сүркилиш күчийиватиду"

Бейҗиңдики адвокатлардин му шавпиң йеқинда, хитай һакимийити астида яшаватқан деһқанларниң, дунядики учур- техника тәрәққиятиниң тәсири билән қануний еңиниң ешип бериватқанлиқини буниң билән өзлири йолуққан һәқсизлиқларни байқаш қабилийити вә уни паш қилиш җасаритиниң йетилип бериватқанлиқини билдүрүп мундақ дегән иди:"хәлқ ичидә кишиләрниң қанун еңиниң өсүп бериши, уларниң өз һәқ- һоқуқини қоғдаш еңиниму күчәйтивәтти. Буниң нәтиҗисидә, һөкүмәт билән хәлқ арисидики сүркилиш күчийиватиду, хәлқтин бәзиләр, тәшвиқат йоли билән, бәзиләр зораванлиқ йоли билән наразилиқини ипадиләватиду. Тәшвиқат йолини таллиғанлар дөләт ахбаратлири қарши пикиргә орун бәрмигини үчүн, интернет яки чәтәл мухбирлири вастиси билән наразилиқини билдүрүватиду."

"Һашар мәсилиси тунҗи қетим әмәлий пакит билән паш қилинди"

YouTube Тор бетидә елан қилинған уйғур деһқанлириниң инкаси, му шавпиң тилған алған һәқ-һоқуқ издәш җасаритидики йүксилиш вәзийитиниң уйғур деһқанлири арисидиму шәкиллиниватқанлиқини көрсәтмәктә. Мана бу вәзийәттин мәмнун болған америка уйғур бирләшмисиниң баш катиби алим сейитоф, йиллардин бери, хитай инкар қилип келиватқан һашар мәсилисиниң тунҗи қетим әмәлий пакит билән тәминләнгәнликини билдүрүп мундақ деди.

Гүлшән абдуқадир ханимниң пикричә, мәсилиләрни паш қилиш вә уни мунасивәтлик орунларға йәткүзүш уйғур деһқанлириниң мәсилини бир тәрәп қилиш йоллиридин пәқәт бири, әмма һәммиси әмәс. ( Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.