Хитайда деһқанлар қаршилиқ һәрикити үзлүксиз йүз бәрмәктә
2007.12.21
Түнүгүн йәни 20 - декабир күни, хитайниң гуаңдуң өлкисиниң дуңҗу йезисидики бир қисим деһқанлар, йәрлириниң тартивелинишиға сәвәб болған хуңхәйвән електир истансиси қурулушиға қаршилиқ көрсәткән. Һәрикәткә йезидики зиянкәшликкә учриған йүздин артуқ деһқан қатнашқан. Қаршилиқ көрситиш һәрикити, 1000 дин артуқ хитай аманлиқ сақлаш вә қораллиқ қисим сақчилириниң қоршавиға дуч кәлгән. Сақчилар яш аққузуш бомбиси етип, қаршилиқ һәрикитини бесиқтурған.
Хитай деһқанлири билән қораллиқ қисимлири арисида тоқунуш йүз бәргән
Хуңхәйвән електир истансисиниң қурулуши2005 - йили башланған болуп, бу қурулуш дуңҗу йезисидики бир қисим деһқанларниң терилғу йәрдин вә бир қисим белиқчи аилиләрниң белиқ көлидин айрилишиға сәвәб болған. Буниң билән шу йили 12 - айниң 6 - күни 10 миңға йеқин деһқан, қурулуш мәйданиға берип наразилиқ билдүргән. Вәқә җәрянида деһқанлар билән қораллиқ қисимлири арисида тоқунуш йүз берип, 3 адәм өлгән, 6 киши қолға елинған.
Бу вәқәдин кейин, мәзкур қурулуш мәҗбурий һалда башланған әмма қурулуш давам қилиш җәрянида деһқанларму қаршилиқ һәрикитини тохтатмиған. Қаршилиқ һәрикитини бастурушқа ялғуз сақчи қисимлирила әмәс, електир истансисиниң мәнпәәтини қоғдиғучи қара җәмийәт әзалириму иштирак қилған. Бу қетимқи қаршилиқ, қурулушниң тамамлиниш һарписида йүз бәргән болуп, вәқә йүз бериштин бир күн бурун дуңҗу йезиси вә әтрапидики барлиқ коча доқмушлириға нөвәтчи сақчи қоюлған.
Деһқанларниң қаршилиқ һәрикити, 16 - декабир күни хитайниң җиеҗяң өлкисиниң йүечең йезисидиму йүз бәргән. Бу вәқәму, юечең йезисида һөкүмәт тәрәп ечивитилгән район бәрпа қилиш үчүн деһқанларниң йерини тартивалғанлиқи вә зиянни йетәрлик дәриҗидә төләп бәрмигәнлики үчүн келип чиққан. Бу вәқәдиму деһқанлардин 12 си сақчилар тәрипидин уруп яридар қилинған, 6 нәпири қолға елинған.
юқуриқидин башқа мушу айниң бешида, хейлуңҗяң өлкисидә, аридин 4 күн өткәндә шәнши өлкисидә хитай деһқанлириниң йәр мәсилиси һәққидә һөкүмәткә қаршилиқ көрситиш вәқәси йүз бәрди.
" Хитай мустәмликичиликиниң зиянкәшликигә әң еғир учраватқанлар уйғур деһқанлири "
Уйғур тәшкилатлириниң мәлуматлириға асасланғанда, хитай деһқанлири йолуққан юқириқидәк мәсилиләр, уйғур елидики йезиларда омумйүзлүк көрүлүватқан мәсилә.
Уйғур деһқанлири йолуқуватқан мәсилиләрниң даириси хитай деһқанлириниңкигә нисбәтән техиму кәңри вә еғир; мәсилән, һашарға ишләш, қизлирини артуқ әмгәк күчини йөткәш баһанисида миллий муһиттин айрип ташлаш қатарлиқ. Әмма шундақ туруқлуқ, уйғур деһқанлири өзлири йолуққан мәсилини тәшкиллик һалда наразилиқ һәрикити шәклидә ипадилигини йоқ. Хитай вә уйғурдин ибарәт икки милләтниң миллий характери нәзәрдә тутулса, уйғур деһқанлириниң қаршилиқ көрситиш роһий төвән әмәс, әмма уйғур елидики ипадә әркинлики муһити билән хитай өлкилиридики ипадә әркинлики муһити тамамән пәрқлиқ. Уйғурлар бу вәзийәтни радиомизға қиззиқ линийә арқилиқ инкас қилиду.
Уйғур тәшкилатлири, уйғур деһқанлирини, уйғур җәмийитидә, хитай мустәмликичиликиниң әң еғир зиянкәшликигә учраватқан бир қатлам дәп қарайду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай хәлқ турмушиға аит түрләргә мәбләғни аз аҗритишта дуня буйичә биринчи
- Шәнши өлкисидә 70 миң деһқан йәргә өзи мәңгу игидарчилиқ қилидиғанлиқини җакарлиди
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Хейлоңҗяң өлкисидики деһқанларниң йәр қайтурувелиш һәрикити 'иккинчи қетимлиқ йәр ислаһати' дәп қаралмақта
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш