Хитай америкиниң кишилик һоқуқ хатирисигә баһа бәрди
2005.03.03
Америка йеқинда йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилғандин кейин, хитай дөләт кабинти пәйшәнбә күни буниңға җавабән америкиниң кишилик һоқуқ хатирисини әйипләйдиған доклат елан қилди.
Хитайниң мәзкур доклати 6 бөлүмгә айрилған болуп, улар, "һаят, әркинлик вә шәхсий бихәтәрлик" , "сиясий һоқуқ вә әркинлик" , "иқтисадий җәмийәт вә мәдәнийәт һоқуқи" , "ирқий кәмситиш" , "аял вә балиларниң һоқуқи" шундақла "башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилиш" қатарлиқлар.
Хитай америкиниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйиплиди
Хитай бу доклатида америкиниң кишилик һоқуқ вәзийитигә юқирқи 6 тәрәптин һуҗум қилип, америкиниң башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвалиға арилишиш һоқуқиниң йоқлиғини оттуриға қойған.
Хитай доклатида йәнә, америкида зораванлиқ җинайәтлириниң көп йүз берилидиғанлиқини, кишиләрниң һаяти, әркинлики вә шәхсий бихәтәрликиниң капаләткә игә болмайдиғанлиқини көрситип, америкидики демократийиниң пул үстигә қурулғанлиқини, шу сәвәптин буниң әмгәкчиләрниң иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқини пассиплаштуридиғанлиқини илгири сүргән.
Доклатта йәнә, америкидики ирқий кәмситиш һәмдә аяллар вә балиларниң әһвали "кишини әпсусландуриду" дәп язған. Буниңдин сирт йәнә, ирақтики абу-ғерип түрмисидә йүз бәргән әсиргә чүшкән ирақ әскәрлирини қийнаш вәқәсиму әйипләнгән. Әмма доклатта, америка президенти җорҗ в буш вә мудапиә министири доналд рамзфелдниңму бу вәқәни әйиплигәнлики һәтта америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири колин повелниң бу һәқтә очуқ кәчүрүм сориғанлиқлири тилға елинмиған.
Лю җйәнчав: хитай кишилик һоқуқ тәрәққиятида зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида, хитайниң бу доклатиниң, америкиниң өзиниң кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилиши керәкликини әскәртиш мәқситидә берилгән бир сегнал икәнликини билдүрди. Әмма у хитай һөкүмитиниң қандақ өлчәмдә америкиниң кишилик һоқуқ хатирисигә баһа бәргәнликини изаһлимиди.
Хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохталған лю җйәнчав, "хитай һазир кишилик һоқуқ тәрәққиятида вә хитай хәлқиниң сиясий, иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқини капаләткә игә қилиш қатарлиқ тәрәпләрдә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди. Әмма биз йәнә, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң тәлтөкүс мукәммәл әмәсликиниму етирап қилимиз. Биздә йәнә нурғун мәсилиләр мәвҗут" деди.
Лю шявбо: хитайниң бу һәрикити толиму ахмиқанилиқ
Хитайниң америка һәққидә чиқарған кишилик һоқуқ доклатиға қарита, америкидики тарих пәнлири доктури хитай зиялиси ши доң мундақ деди:
"Мениңчә хитай һөкүмитиниң бу һәрикити толиму ахмиқанилиқ. Хитай әзәлдин америкиниң кишилик һоқуқ доклатидики әйипләшлирини әстайидил ойланмайду. Пәқәт америкидин қусур издәп, униң хитайни әйипләш һоқуқи йоқлиқини тәкитләйду".
Даңлиқ хитай өктичи зиялиси лю шявбо, хитай бу доклатни пәқәт хәлқара җамаәткә көрситиш үчүн язғанлиқини ейтти. У йәнә сөзидә, "интернет дәври башланғандин кейин, америка һәр йили дигүдәк кишилик һоқуқ доклатини елан қилип кәлди. Хитай буни контрол қилимән дәпму қилалмиди. Шуңа ахири ‘сән бирни елан қилсаң, мәнму бирни елан қилимән дегән усулни қолланди. Бу асаслиқи пәқәт хәққә көрситиш" дәп ейтти.
Лю шявбо йәнә, хитай елан қилған доклаттики мәлуматларниң һәммиси америка мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләр икәнликини, шуңа буниң өзи америкидики мәтбуат әркинликиниң йүксәкликини вә мәтбуатниң һөкүмәткә болған назаритиниң үнүмлүк икәнликини намайән қилидиғанлиқини билдүрди.
Лю шявбо: ирақ түрмисидики вәқә йеңилиқ әмәс
Ирақтики җинайәтчиләрни қийнаш вәқәси һәққидә тохталған лю шявбо мундақ дәйду: "абу-ғерип түрмисидики вәқә тунҗи болуп америка мәтбуатида елан қилинған. Шундақла буниңға америкиниң президентидин тартип, дөләт мудапиә министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарларғичә инкас қайтуруп, очуқ кәчүрүм сорап болған. Һәтта америка һөкүмити әдлийә органлирини һәрикәткә селип, бу вәқәни садир қилған бир-қанчә шәхсләргә җаза берип болған. Шуңа хитайниң бу дигәнлири һечқандақ йеңилиқ әмәс".
Хәлқара кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул тәтқиқатчиси мики спигел ханим бу қарашқа қошулуп, "һәммидин муһими, америкида кишилик һоқуқ дәпсәндичилик мәсилилирини бир тәрәп қилидиған миханизим бар. Америкида йәнә, мустәқил сот түзүлмиси вә кәң даирида сөз вә мәтбуат әркинлики бар" деди.
Лю шявҗу: хитайниң аз санлиқ милләтләрни кәмситиши кишини чөчүтиду
Хитайниң доклатидики ирқий кәмситиш мәсилиси тоғрисида тохталған америкидики җәмийәтшунас доктур лю шявҗу хитай өзиниң ирқий кәмситиш әһвалиниң һәммидин еғирлиқини, болупму аз санлиқ милләтләрни кәмситиш вәзийитиниң кишини чөчүтидиғанлиқини билдүрди.
"Америкида кәмситиш болди дигәндиму, у техи ундақ очуқ-ашкара, йүз-туранә елип берилмайду. Чүнки уни башқуридиған вә күзитип туридиған қанун бар. Әмма хитайда болса, аҗиз хәлқләр очуқ-ашкара кәмситилиду вә бозәк қилиниду. Мениңчә бу техиму хәтәрлик".
Доктур ши доң сөзиниң ахирида, дунядики һәр қандақ дөләтниң мукәммәл әмәсликини, буниң қатарида америкидиму бәзи хаталиқлар көрүлсә, буни һөкүмәт яки һөкүмәтсиз орунлар дәрһал паш қилип, уни түзитишкә тиришидиғанлиқи, әмма хитайда дәл буниң әксичә, кишилик һоқуқ, диний әркинлик шундақла сөз вә мәтбуат әркинликидики дәпсәндичиликләргә һөкүмәт өзи сәвәп болидиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң америка тоғрисида чиқарған 15 бәтлик кишилик һоқуқ доклатиға қарита, америка һөкүмити техи инкас қайтурмиди. Әмма америка бирләшмә агентлиқи америка һөкүмитиниң, мушу айниң ахири җәнвәдә өткүзүлидиған б д т кишилик һоқуқ комитети йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини қайта әйиплиши мумкинликини хәвәр қилди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайдики әдилийә сестимисини тәнқидлиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди