Америка ташқи ишлар министирлиқи "2004 - йиллиқ дөләтләрдики кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш доклати" ни елан қилди
2005.03.28
Америка ташқи ишлар минситирлиқи дүшәнбә күни елан қилған дөләтләрдики кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш һәққидики доклатида, хитай һөкүмитиниң давамлиқ түрдә өз һакимийитигә вә дөләт муқимлиқиға тәһдид дәп қариған сиясий, диний вә иҗтимаий гуруппиларни, шундақла шәхсләрни бастуриватқанлиқини көрсәтти.
Доклатта ейтилишичә, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси йәнила начар болуп, хитай һөкүмити давамлиқ түрдә пуқраларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилмақта. Хитай һөкүмити йәнә, өз алдиға паалийәт елип барған диний, сиясий тәшкилатлар вә шәхисләрни бастуруп, тутқун қилмақта. Мәһбусларни давамлиқ түрдә қийин - қистаққа алмақта. Халиғанчә тутқун қилиш, мәҗбурий иқрар қилдуруш, җинайәт гуманданлирини уруштәк кишилик һоқуққа хилаплиқ қилмишлири хитайда кәң көләмдә мәвҗут болмақта.
Әркинлик вә демократийә америкиниңла, ғәрбниңла принсипи әмәс. Бу дунядики барлиқ инсанларниң әқәллий тәлипи.
Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатида, америка һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ, димократийә вә қанун түзүмни илгири сүрүш үчүн, дипломатик тиришчанлиқ көрситиш, һөкүмәткә қарашлиқ вә һөкүмәткә қаримайдиған қаналлар арқилиқ қоллаш қатарлиқ бир йүрүш истратегийиләрни қоллиниватқанлиқини билдүрди.
Әркинлик вә демократийә барлиқ инсанларниң әқәллий тәлипи
Америка ташқи ишлар минситири кондилиза райис доклатни елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, дуняда демократийә вә кишилик һоқуқни илгири сүрүшниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди:
"Америка президенти җорҗ буш қәсәм бериш мурасимида, истибдат һакимийәтләргә хатимә берип, дуняда демократийә вә кишилик һоқуқни истәш вә илгири сүрүшниң америкиниң сиясити икәнликини ениқ көрсәткән иди. Тарихи савақлардин шуни йәкүнлидуқки, демократийә вә әркинлик сақланғандила, америка техиму бихәтәр, дуня техиму тинч болиду. Биз әркинлик һәрикитиниң тоғра тәрипидә. Бизниң хата тәрәптики кишиләргә ярдәм бериш мәҗбурийитимиз бар. Әркинлик вә демократийә америкиниңла, ғәрбниңла принсипи әмәс. Бу дунядики барлиқ инсанларниң әқәллий тәлипи".
Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси йәнила начар
Әмма уйғурлар, тибәтләр вә ички моңғулийидики моңғуллар йәнила хитай һөкүмитиниң бастуришиға учрап кәлмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәкчиләр һоқуқи ишлириға мәсул ярдәмчи ташқи ишлар министири майкил козак му мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайниң вәзийити һәққидә тохтилип мундақ деди:
" Хитай билән болған омумийүзлик мунасивитимиз арқида қеливатиду. Буниң асаслиқ сәвәби кишилик һоқуқ мәсилиси. Өткән йили мартта, америка б д т кишилик һоқуқ комитетиниң җәнвәдики йиллиқ йиғинида хитайни әйипләйдиған қарар лайиһиси сунғандин кийин, хитай биз билән болған кишилик һоқуқ диалогини тохтатқан иди. Буниң билән биз өткән йили хитай билән болған мунасивәттә кишилик һоқуқ саһәсигә көп күчидуқ. Нәтиҗидә хитай һөкүмити өткән йили сентәбирдә кишилик һоқуқ диалогини қайта давамлаштурушни халайдиғанлиқини билдүрди. Биз кишилик һоқуқ саһәсидә хитайда конкерт бир қисим илгирләшләрни көрдуқ. Бирақ хитайниң кишилик һоқуқтики асаси мәнтиқиси өзгәрмиди. Кишилик һоқуқ хатириси йәнила интайин начар болди.
Хитайдики кишилик һоқуқни давамлиқ түрдә илгири сүрмәкчи
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида көрситилишичә, америка һөкүмити болупму хитайни кишилик һоқуқ саһәсидә хәлқара өлчәмләргә риайә қилишқа чақирип, виҗдан мәһбуслириниң қоюп берилиши үчүн көп тиришчанлиқларни көрсәткән.
Өткән йили җәрянида, президент буш, муавин президент дик чени вә сабиқ ташқи ишлар министири колин павил қатарлиқлар хитай рәһбәрлири билән болған учришишлирида кишилик һоқуқ мәсилисини қайта- қайта оттуриға қойған. Нәтиҗидә 2004 - тибәтлик раһибә фунтсоң нийдирол, сиясий өктичи лию җиңшиң қатарлиқлар түрмидин муддәттин бурун қоюп берилгән.
Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири майкил козак бу һәқтә тохтулуп, мундақ деди:
Биз кишилик һоқуқ саһәсидә хитайда конкерт бир қисим илгирләшләрни көрдуқ. Бирақ хитайниң кишилик һоқуқтики асаси мәнтиқиси өзгәрмиди. Кишилик һоқуқ хатириси йәнила интайин начар болди.
- Хитай өткән йили кишилик һоқуқ мәсилисидә биз үмид қилип келиватқан бәзи конкерт иҗабий қәдәмләрни басти. Буниң бири, сиясий мәһбусларни шәртлик қоюп бериш вә җазасини йиниклитиш түзүмигә өзгәртиш киргүзүп, уларниң муддәттин бурун қоюп берилиш имканийитини яратти. Әслидиғу сиясий җинайәтчиләр түрмигә кирмәслики керәкти. Әмма омумйүзлүк начар вәзийәттә, бу бир яхши йүзлиниш болди. Биз буниң билән тйәнәнмин вәқәсидә вә демократик там һәрикитидә тутулған кишиләрниң қоюп берилгәнликини көрдуқ. Биз йәнә хитайниң б д т мәхсус қийин- қистаққа елиш әһвалини тәкшүргүчи хадимини тәклип қилғанлиқидин хәвәрдар болдуқ. Буниңдин срт, хитай йәнә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимни қоюп бәрди. Буларниң һәммиси хитайниң басқан конкрт иҗабий қәдәмлири. Бирақ буниң билән биз хитай һөкүмитини әйибләшни тохтитип қоймидуқ. Йәнә бир тәрәптин биз өткән йили хитайдики кишилик һоқуқ вә демократийә вәзийитини яхшилаш программилири үчүн 13 йерим милйон доллар пул аҗраттуқ. Бу йил йәнә 19 милйон доллар мәбләғ аҗратмақчи вә бу арқилиқ хитайдики кишилик һоқуқни давамлиқ түрдә илгири сүрмәкчи.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида ейтилишичә, америкиниң асаслиқ нишани хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитидә системилиқ илгириләш һасил қилиш икән. Бу нишанға йитиш үчүн, америка ташқи ишлар министирлиқи һәр хил программиларға мәбләғ селип, хитайдики қанун вә әдилийә ислаһати елип беришни илгири сүрүш, хәлқниң һөкүмәт ишлириға арилишиш актипчанлиқини өстүрүш вә йәрлик сайламларни илгири сүрүшкә тиришиватқан икән.
Уйғур вә тибәтләр йәнила бастурушқа учримақта
Доклатта тәкитлинишичә, америка даирилири йәнә хитай һөкүмитини диний әркинликкә һөрмәт қилишқа дәвәт қилған. Америка һөкүмити болупму аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийитигә болған әндишисини қайта- қайта оттуриға қойған. Америка һөкүмити йәң ичидә вә очуқ - ашкара һалда хитай һөкүмитини " хәлқара террорчилиққа қарши уруш" тин пайдилинип, тинч йол билән сиясий көз- қаришини оттуриға қойған уйғурларни бастурмаслиққа чақирған. Әмма уйғурлар, тибәтләр вә ички моңғулийидики моңғуллар йәнила хитай һөкүмитиниң бастуришиға учрап кәлмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатниң ахирида, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара өлчәмләргә бойсунушқа чақиришни йәнила хитайға қаратқан сияситидики муһим мәзмунларниң бири қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Америка ташқи ишлар минситирлиқи өткән айда һәр қайси дөләтләрниң йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити доклатини елан қилған иди. Дүшәнбә күни елан қилинған бу доклат америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу йил кишилик һоқуқ һәққидә елан қилған иккинчи йиллиқ доклати болуп һесаблиниду. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Авам палата әзаси крис смис америкиниң хитайни әйибләйдиған лайиһә сунушини тәләп қилди
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқ хатирисигә баһа бәрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайдики әдилийә сестимисини тәнқидлиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти