Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайни әйиблиди
2006.03.08
Америка ташқи ишлар министирлиқи 3-айниң 8-күни 2005-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Мәзкур доклатта бир қисим дөләтләрдин башқа йәнә хитайдики инсан һоқуқи мәсилиси һәққидә мәхсус баянлар бар болуп, буниңға 85 бәт аҗритилған.
2005-Йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиниң хитайға аит қисмида хитайдики қануни түзүм, қолға елиш, өлүмгә һөкүм қилиш, қийнаш вә җазалаш һәмдә түрмиләрниң әһвали шуниңдәк пуқраларниң сиясий һоқуқи, мәтбуат вә сөз әркинлики, мусапирлар һәм әмгәкчиләр мәсилиси қатарлиқ көп даирилик мәзмунлар баян қилинған. Бу доклатқа асасланғанда, хитайда көрүлүватқан юқириқи бир қатар мәсилиләр илгиридин тартипла хәлқаралиқ инсан һоқуқини һимайә қилиш тәшкилатлири җүмлидин америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатлирида үзлүксиз түрдә оттуриға қоюлуп келиниватқан болсиму, әмма хитайниң 2005-йиллиқ кишилик һоқуқ хатирисидә һеч өзгириш болмиған, униң әксичә кишилик һоқуқниң дәхли-тәрүзгә учриши техиму еғирлишип кәткән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2005-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайдики аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилилиригиму алаһидә орун берилгән болуп, бәзи мәсилиләр хитайға аит маддиларда қистурма шәкилдә көрситилип өтүлгәндин сирт, йәнә мәхсус бәтләр арқилиқ йорутулған.
Мәзкур доклаттики "миллий, ирқий вә аз санлиқ милләтләр" дәп аталған мәхсус бөлүмдә һазирқи хитай хәлқ җумһурийити һөкүмранлиқи астида яшаватқан хитай әмәс милләтләр йәни хитайниң атиши бойичә "аз санлиқ милләтләр"ниң җүмлидин уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвали әмәлий мисаллар арқилиқ, нуқтилиқ оттуриға қоюлған болуп, мәзкур баянларни төвәндикидәк бир қанчә мәзмунларға айриш мумкин.
Миллий кәмситиш мәсилиси
Доклатқа асасланғанда, 2000-йилидики истатистика бойичә хитайдики рәсми етирап қилинған 55 аз санлиқ милләтниң нопуси 106.4 Милйон болуп, пүтүн хитай аһалисиниң 8.4 %Ни тәшкил қилиду. Һөкүмәтниң сиясити 1949-йилидин етибарән хитайларни аз санлиқ милләтләр райониға көчүрүш болуп, нәтиҗидә шинҗаңдики хитайларниң нопуси рошән дәриҗидә көпәйгән, 2004-йилидики санлиқ мәлумат бойичә елан қилинған 19.6 Милйон нопусниң 9 милйони уйғур, 7.8 Милйони хитайлар болуп, уларниң нопуси 1949-йили 300 миң иди шуниңдәк пүтүн нопусниң 6%ни тәшкил қилатти, һазир болса 40% кә йәткән.
Мәзкур кишилик һоқуқ доклатида көрситилишичә, ирқий(миллий) кәмситиш шинҗаң, ички моңғул вә тибәт қатарлиқ бәзи җайлардики чоңқур наразилиқларниң мәнбәси болған. Мәсилән шинҗаңдики уйғурлар қурулуш ишлирида ишләштә баравәрликкә еришәлмигән болуп, йол ясаш, нефит вә газ туруба қуруш ишлириға хитайлар қобул қилинған. Доклатта, гәрчә, бүгүнки күндә уйғур елидә аз санлиқ милләтләрниң нопуси хитайлардин көп болсиму, әмма хизмәткә орунлишиш, һөкүмәт ишлири вә башқа рәһбири хизмәтләрни тәқсим қилишта хитайларниң көп санлиқ икәнлики, "хитай кадирлириниң аз санлиқ милләтләр районлирида җүмлидин шинҗаң уйғур аптоном районида әң юқири партийә вә һөкүмәт орунлирини игиливалғанлиқи" вә башқа бир қатар кишилик һоқуққа хилап әһваллар көрситилгән.
Тил вә маарип сиясити
Бу доклатта йәнә хитайниң тил вә маарип сиясити һәққидә баян қилинған болуп, йеқиндин буян уйғур елидики уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған җайлардики мәктәпләрдиму балиларға хитай тили оқутушниң күчәйтилгәнлики, университет қатарлиқ орунларда хитай тилида оқутуш елип бериш бекитилгәнлики, нәтиҗидә, һазир хитай тилиниң һөкүмәт, сода вә илмий саһәдә үстүнлүкни игиләп, уйғур тилиниң ролиниң аҗизлитиливатқанлиқи оттуриға қоюлған.
Уйғурларға қаритилған җазалаш
Бу доклатта, хитай һөкүмитиниң терроризмға қарши туруштин пайдилинип, "үч хил күч"кә қарши туруш дегәнни көтүрүп чиқип, уйғурларни вә уйғур тәшкилатлирини бөлгүнчилик, террорчилиқ вә диний әсәбийликтин ибарәт мәзкур "үч хил күч"кә бағлап җазалиғанлиқи тәкитләнгән болуп," уйғурлар бөлгүнчилик җинайити билән узун муддәтлик түрмә җазалириға вә өлүмгә һөкүм қилинған" дәп һөкүм чиқирилған.
Бу доклатта мисал көрситилишичә, хитай һөкүмити 2004-йили, январ ейидин таки авғустғичә болған арилиқта 22 тәшкилатниң паш қилинғанлиқи һәмдә 50 адәмниң бөлгүнчилик вә террорчилиқ билән әйиблинип, өлүмгә һөкүм қилинғанлиқини билдүргән. Доклатта йәнә мисаллар арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларниң сиясий көз қарашлирини ипадилишигә йол қоймайдиғанлиқи, бәлки өз наразилиқлирини билдүргәнләрни җазалайдиғанлиқи баян қилинған шуниңдәк 2003-йили өлүмгә һөкүм қилинған шир ели мәсилиси мисал сүпитидә бир қанчә йәрдә тилға елинған.
Доклатта, илгири атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң чәтәлгә гезит -журналларни маңдурғанлиқи вә башқа бир қисим әһваллар сәвәби билән хитай даирилири тәрипидин сәккиз йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, өткән йили рабийә ханимниң түрмидин чиқип, америкиға кәлгәндин буян елип барған паалийәтлири түпәйлидин хитай даирилириниң униң аилә әзалири вә содиси үстидин тәкшүрүш елип барғанлиқи шуниңдәк рабийә қадирниң икки нәпәр сабиқ хизмәтчисиниң тутқун қилинишқа учриғанлиқи вә башқа бир қатар кишилик һоқуққа хилап қилмишлар әскәртилип өтүлгән.
Бу доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур әдәбиятчилири, зиялийлири һәмдә уйғур сиясий паалийәтчилиригә қаратқан контроллуқ вә бастурушни күчәйткәнлики, уйғурларниң өз мәдәнийити вә миллий кимликидин пәхирлиниш туйғусини ипадиләп әсәр язған уйғур язғучилири, тарихчилири һәмдә зиялийлиригә нисбәтән җазалаш елип барғанлиқиниң мисали сүпитидә язғучи абдулла җамалниң тутқун қилиниши, тарихчи тохти музарт, абдуғени мәмтимин, абдухелил зунун қатарлиқларниң узун муддәтлик түрмә җазалириға дуч кәлгәнлики оттуриға қоюлған. Уйғурларниң мәтбуат вә сөз әркинликиниң боғулғанлиқи тәкитлинип, 2004-йили чәтәллик мухбир билән учрашқанлиқи үчүн қолға елинған дилкәш тиливалди тилға елинған.
Мәзкур доклатта йәнә уйғур язғучиси нурмуһәммәд ясинниң "ява кәптәр" намлиқ һекайисини елан қилғанлиқи үчүн 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, қәшқәр әдәбият журнилиниң баш муһәррири күрәш һүсәйинниң "ява кәптәр" ни басқанлиқи үчүн үч йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқидәк әһваллар айрим абзаслар арқилиқ баян қилинған.
Омумән, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2005-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә бәлгилик салмақ берилгән болуп, бу уйғур кишилик һоқуқ мәсилисиниң америка вә хәлқара җәмийәтниң нәзиридә йилдин-йилға муһим орунни игиливатқанлиқини көрситидикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хитайдики диний әркинлик һәққидә доклат елан қилди
- Америка ташқий ишлар министирлиқиниң диний әркинлик доклати елан қилинди
- Америка дөләт мәҗлиси хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшиланмиғанлиқини илгири сүрди
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һәрбий тәрәққияти тоғрисида доклат елан қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: хитайда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш әһвали еғир
- Америка, диний әркинликни еғир дәпсәндә қиливатқан 11 дөләтни елан қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк