Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай кишилик һоқуқи хатирисини әйиблиди
2007.01.11

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни елан қилған 2006 - йилдики йәр шари кишилик һоқуқи вәзийитиниң әһвали һәққидики доклатида хитай кишилик һоқуқи хатирисини әйиблиди шундақла доклатниң уйғурларға даир қисимида хитай һөкүмити шинҗаңда аталмиш 3 хил күчләргә зәрбә бериш һәрикитини қанунлаштурмақчи болди, дәп тәнқидлиди.
Хитай "үч хил күч" кә зәрбә беришни қанунлаштурмақчи
Доклатта "хитай 2006 - йили тероризимға қарши турушни баһанә қилип, уйғур аптоном районида аталмиш террорчилиқ, бөлгүнчилик, вә диний әсәбийликтин ибарәт уйғурлар ичидә мәвҗүтлиқини илгири сүргән "үч хил күчләр" гә зәрбә бериш һәрикитини қанунлаштурмақчи болди" дәйду. Доклатта әскәртишичә, һазир йолға қоюлуватқан сиясәттә йәрлик имамларниң һәр һәптилик җүмә хутбисини шу җайдики диний ишлар идарисиниң тәкшүрүшидин өткүзүш тәләп қилинмақта.
Доклатта хитай һөкүмити уйғур аптоном районида елип бериватқан " қаттиқ зәрбә бериш һәрикити "ни тилға алди вә бу һәрикәтниң районда кәң көләмлик сотлаш вә өлүм җазасиға һөкүм қилиш вәқәлиригә сәвәбчи болуватқанлиқини әскәртти. Доклатта " қаттииқ зәрбә бериш һәрикити, аталмиш бөлгүнчилик хаишидики уйғурларға тез, мәхпий шундақла қануний тәртипкә уйғун болмиған усуллар вә бәзи әһвалларда колликтип һөкүм елан қилиш усули билән зәрбә беришкә қаритилған" дәп көрсәтти.
Хитайда сияси қариши башқичә болған киши террорист
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати уйғур аптоном районида өлүм җазасиниң кәң көләмдә йолға қоюлуватқанлиқини тәкитлигән. Бу доклат хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң памир игизликидики мәлум бир җайда 18 аталмиш уйғур террорчини өлтүргәнлики вә 17 кишини әсир алғанлиқини елан қилған шундақла бу вәқә хәлқара мәтбуатларда зор ғулғула қозғаватқан бир чағда елан қилинди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәкилатиниң мәсули кеннис рос, пәйшәнбә күни америка мәмликәтлик ахбарат кулубида өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинида хитайниң памирдики лагирға һуҗум қилиш вәқәсини тилға алди. Рос,"биз буниңдин бир қанчә күн илгири шинҗаңда йүз бәргәнлики елан қилинған террорчилар лагириға һуҗум қилиш вәқәсиниң раст - ялғанлиқи һәққидә чүшәнчигә игә болмисақму, лекин бу хитай даирилириниң нәзиридә һәр қандақ мәдәнийәт аптономийиси яки сиясий аптономийә тәләплирини ипадиләйдиған һәрикәтләр тероризим, дәп қарилидиғанлиқини көрситиду. Биз шинҗаңда зораванларчә бастуруш вәқәлирини көрүватимиз. Буниңдин бир қанчә ай илгири тибәтлик мусапирлар һуҗумға учриған иди" дәп көрсәтти.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир, ақту наһийисиниң косрап йезиси әтрапида йүз бәргән бу вәқәни б д т ниң тәкшүрүшини тәләп қилмақта. Лекин хитайниң пәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида бир мухбир рабийә қадирниң тәклипигә қандақ қарайдиғанлиқини сориғанда, хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, "дуняда һечбир дөләт 2 -әл қаидә тәшкилатиниң җуңгода пәйда болушини халимайду " шундақла " хәлқара җамаәт шәрқи түркистан ислам һәрикитини бу тәшкилат садир қилған җинайәтләр вә пакитлар асасида террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән" дәп җаваб бәрди.
Хитай иқтисадий вә сиясий мәнпәәтини кишилик һоқуқниң үстигә қойди
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йәнә хитай өзиниң иқтисади вә сияси мәнпәәтини йәр шари миқясида кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинғучиларниң үстигә қойди, дәп әйиблигән. Болупму хитайниң судан, зимбабуви, бермилар билән мунасивәт қилғанда кишилик һоқуқни көрмәскә салғанлиқини илгири сүрди. Доклатта "хитай бу дөләтләр билән мунасивәт қилишта чиң туруватиду вә хитай дөләт рәиси ху җинтавниң 'сиясий шәрт қошмаслиқ' тоғрисидики сөзини иҗра қиливатиду " дәйду. ) Аваз( кеннис рос, " хитай судан нефитиниң хитайға еқишини муһим орунға қоюп, суданниң дарфур районида қан еқиш билән кари болмайватиду. Хитай хәлқара банка һесаб номури ечип суданниң нефит киримини мәзкур банка һесаб номуриға ятқузушни қобул қилиши керәк. Гәрчә бу пул йәнила судан хәлқи үчүн ишлитилсиму, лекин пулниң һәрбий ишларға ишлитилишидин сақланғили болиду " дәп көрсәтти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатида йәнә, хитай қанун сестимисиниң йитәрсизлики, әмгәк һоқуқи, кишилик һоқуқни қоғдиғучиларға зәрбә бериш, диний әркинлик, пуқраларни мәҗбурий көчүрүш, тибәт вәзийити, әйдиз кесили қатарлиқ мәсилиләр үстидә тохталди.
Хитайдики әйдиз кесили һәққидә тохталғанда 2006 - йили уйғур аптоном райони даирилириниң қар ләйлиси әйдиз тәлим тәрбийә иниститутини пичәтлигәнликини вә бу тәшкилатниң үрүмчидә җигәр яллуғиға гирипдар болған19 нәпәр оқуғучини юртиға қайтуруш вәқәсигә арилашқанлиқи үчүн пичәтләнгәнликини язди.
Доклатта йәнә 2006 - йили хитайниң қошна дөләтләргә уйғур сиясий паалийәтчилирини тутқун қилиш вә хитайға тапшуруш һәққидә бесим қилғанлиқини илгири сүргән. Өзбекистан даирилириниң 2006 - йили 6 - июнда канада пуқраси һүсәйин җелилни шундақла шу йили 5 - айда қазақистан һөкүмитиниң йүсүп қадир вә абдуқадир сидиқларни хитайға өткүзүп бәргәнликини, пакистан һөкүмити хитайға өткүзүп бәргән исмайил сәмәтниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини алаһидә әскәртти. Хитай даирилириниң уйғур кишилик һоқуқи чимпийони рабийә қадирни " террорчи" дәп қарилиғанлиқини тәкитлигән доклатта, "униң шинҗаңдики аилә тавабати тән җазасиға учриди вә қолға елинди" дейилгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңға рәддийә
- Әркинликни аллаһ өзи һәр бир инсанға тәқдим қилған
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт қилиши керәк
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: җуңго дунядики әң мәсулийәтсиз қорал- ярақ експорт қилғучи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ докилатида хитайни әйиблиди
- Америка һөкүмити демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилди
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайни әйиблиди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: хитай диний әркинликкә давамлиқ зиянкәшлик қилмақта
- Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хитайдики диний әркинлик һәққидә доклат елан қилди
- Америка ташқий ишлар министирлиқиниң диний әркинлик доклати елан қилинди