Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклати: хитайниң кишилик һоқуқ әһвали йәнила начар


2007.03.07

Америка ташқи ишлар министирлиқи йилда бир қетим елан қилинидиған йәр шари кишилик һоқуқи вәзийитиниң әһвали һәққидики доклатта, хитай коммунистик партийә һөкүмәт, сақчи, армийә шундақла пүтүн али һоқуқни тизгинләйдиған бир партийә диктатурлиқидики дөләт, дәп көрситилди. Доклатта әскәртишичә, компартийә һөкүмранлиқидики хитай сияси системисида пуқралар охшимиған пикирләрни баян қилиш, хитай дөләт рәһбәрлирини яки һөкүмәт түзүлмисини өзгәртиш һоқуқиға игә әмәс.

Мәһбуслар йәнила еғир тән җазасиға учримақта

Доклатниң хитайға даир 62 бәтлик қисимида хитай, хоңкоң, авмен вә тибәтниң кишилик һоқуқи әһвали айрим - айрим тилға елинди шундақла уйғурларниң диний, мәдәнийәт җәһәттә кәмситишкә учраватқанлиқини вә сияси өктичиләрниң бастуруливатқанлиқини илгири сүрди. Доклатта әскәртишичә, хитай қанунида мәһбусларни қийнап иқра қилдуруш яки кишилик ғурурини дәпсәндә қилиш чәкләнгән болсиму, лекин хитай сақчи яки бихәтәрлик аппаратидики хадимлар бәзи тутқунлар вә мәһбусларға кәң - көләмдә тән җазаси бәрмәктә вә уларни кәмситмәктә. Доклатта, уйғур кишилик һоқуқи рәһбири рабийә қадирниң 2006 - йили 6 - айда қолға елинған алим, абликим вә қаһар абдуреһим исимлик оғуллириниң әһвали һәққидә тохтилип, " даириләр алим вә абликимларни урған шундақла алим тән җазаси астида униңға артилған җинайәтни қобул қилған," дәп көрсәтти.

Доклатта әскәртишичә, кишиләрни халиғанчә тутқун қилиш вә қолға елиш хитайда йәнила җидди бир мәсилә болуп, хитай қанунида сақчи вә бихәтәрлик аппаратлириға кишиләрни соал - сорақсиз тутқун қилиш һоқуқи берилгән. Болупму "даириләр уйғур аптоном районида аталмиш 3 хил күчләр, дәп атлидиған терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбиликкә қарши нәзәрбәнт қилиш, халиғанчә тутқун қилишниң һәр хил методлирини қолланмақта". Доклатта хитай даирилириниң уйғур аптоном районида елип бериватқан " үч хил күчләр" гә зәрбә бериш һәрикити әйибләнди. Доклатта әскәртишичә, "даириләр мустәқиллиқни қоллайдиған тинч паалийәтчиләр, "қанунсиз" диний паалийәтләр яки террорлуқ зораванлиқни бир - биридин пәрқләндүрмигәнлики түпәйли ахтуруш, тутқун қилиш, қолға елиш вә җазалашниң сияси нишаниға тинч йолда йәткүчиләр, диний ибадәтни яқлиғучи яки зораванлиққа четилғучиларниң қайси биригә қаритилғанлиқини пәрқләндүрүш тәс," дәйду.

Хитай кишилик һоқуқи әһвалиниң бәзи саһәләрдә кәйнигә чекинди

Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири баррий ловенкрон, сәйшәнбә күни өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай кишилик һоқуқи әһвалиниң бәзи саһәләрдә кәйнигә чекингәнликини билдүрди. Ловенкрон, "хитай кишилик һоқуқи мәсилидә бәзи шәхси делолар һазирғичә болмиди. Әдлийә ислаһати җәһәттә сот қилиш тәртипини өзгәртиш, болупму әйипләнгүчи билән ақлиғучиға техиму көп сөз қилиш һоқуқи бериш мәсилисидә илгирләш болмиди. Буниң сиртида әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш мәсилиси бар. Мениңчә хитай һөкүмити бу түзүмгә йөлинивалмаслиқи керәк. Америка ташқи ишлар министирлики доклатта, бейҗиң һөкүмити хитайда сияси мәһбусларниң барлиқини үзликсиз рәт қилмақта. Улар мәһбусларниң сияси вә диний сәвәбләр билән әмәс, қанунға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн қолға елинғанлиқини тәкитлисиму, лекин даирләр пуқраларға сияси вә диний сәвәбләрдин чәклимә қоюшни давамлаштурмақта," дәп көрсәтти. Доклатта әскәртишичәк уйғур тарихшунас тохти тунияз вә дилкәш тиливалдилар хитай түрмисидики сияси мәһбуслардур. Доклатниң ахбарат вә сөз әркинлики һәққидики қисимида хитай қануни сөз вә ахбарат әркинликини қоғдисиму, әмилийәттә һөкүмәтниң бу қанунға омумән риайә қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғурларға қаритилған едиологийә җеңи

Доклатта әскәртишичә, даириләр йеқинқи йилларда "тарихий пакитни бурмилиди вә кишиләрни миллий бөлгүнчиликкә күшкүртти," дегән баһаналар билән уйғурчә әдәбият -сәнәт әсәрлирини вәйран қилған шундақла "қәшқәр әдибияти" жорнилиниң тәһрири күрәш һүсәйинни 2005 - йили мәзкур жорналда бөлгүнчиликкә күшкүртидиған һекайә елан қилди, дәп солиған.

Доклатниң диний әркинликкә дар қсимида, хитай асаси қануни пуқраларниң динға ишиниш яки ишәнмәслик һоқуқиға һөрмәт қилсиму, лекин хитай һөкүмити диний гуруһларни тизгинләватқанлиқини вә диний паалийәткә чәклимә қоюватқанлиқини шундақла диний гуруһларниң иғвагәрчиликкә, тутқун қилиш вә кәмситишкә учраватқанлиқини билдүрди.

Доклатта әскәртишичә, хитай һөкүмити уйғур яш -өсмүрлиригә қурани - кәрим вә ибадәт қилишни үгүтиш, уйғур оқутқучилар, проффесорлар, оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлириниң намаз оқушини чәклимәктә. Доклатта, уйғур һаҗиларниң 2006 - йили пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида намайиш қилғанлиқини шундақла уйғур аптоном районида "мусулманларниң диний паалийити, мәдрис вә мәсчитләр тәқип қилиниватқанлиқини" билдүрди. Бу доклат чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң қарши елишиға еришкән болсиму, лекин улар, доклатниң уйғурларға даир қисими йәнила йитәрлик әмәс, дәп қаримақта. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит радиомизға доклат һәққидә тохталди.

Доклатта әскәртишичә, бейҗиң һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға хитай көчмәнлирини йөткәш сиясити районда хитай нупусиниң көрүнәрлик дәриҗидә көпийишини кәлтүрүп чиқарған шундақла һөкүмәт райондики хитай нупусини 2005 -йили тәхминән 7милйон 8 йүз миң, дәп елан қилған болсиму, лекин улар райондики миңлиған - он миңлиған узун мәзгиллик "күнликчи ишчилар"ни һисаплимиған. Һоқуқи тәқсиматида һәр қайси аптоном районларниң асаси һоқуқини, болупму уйғур аптоном районида партийә вә һөкүмәт органлириниң асаси һоқуқи хитай әмәлдарлириниң қолида болуп, 2005 - йили җәнубий шинҗаңда һөкүмәт хизмитигә қобул қилинған 700 нәпәр кадирниң 500 нәпирини хитайлар игиллигән. Доклатта, хитайниң " қош тиллиқ"маарип сиясити һәққидә тохталди вә хитай һөкүмити уйғур аптоном районида маарип сестимисини хитай вә йәрлик тилларда тәң йолға қоюш сияситидин йирақлишип, хитай тилини асас қилидиған йеңи маарип сисестимисиға йүзләнмәктә, дәп көрсәтти. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, бу америка һөкүмитиниң тунҗи қетим " қош тиллиқ маарип" мәсилисини тилға елишидур. У, америка һөкүмитиниң кишилик һоқуқ доклатида уйғурларға тибәткә охшаш айрим сәһипә аҗритишини тәләп қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.