Уйғурлар, канаданиң дөләт байримида бир кишилик орун игилиди
2005.07.01
Дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар, өзлири туриватқан дөләтләрдә бәлгилик орунға еришиш билән биргә, шу әлләрдики милләтләр қатаридин санилишқа башлиди.
1 - Июл күни дағдуғилиқ хатириләнгән канада дөләт байрими күнидә, уйғурлар шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини җәвлан қилип, миллийчә кийинип, җараңлиқ уйғур музикисини яңратти вә самаға чүшти.
4 Йилдин буян бу байрамға қатнишип, канададики хәлқләргә уйғурларни тонутуп келиватқанлиқини билдүргән, канада уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси әркин һаҗим, уйғур җамаәт әрбаблиридин шәмшидин һаҗимлар өз һаяҗанлирини аңлатти.
©
2005 Radio Free Asia