Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди


2007.06.26

TomLantos-150.jpg
Бүгүнки қарарға риясәтчилик қилған, уйғурларниң йеқин дости, там лантос әпәнди, 2005 - йили 1- айниң 11 - күнидики бейҗиң зияритидә. US Congressman Tom Lantos meets with reporters at the US Embassy in Beijing, 11 January 2005 / AFP PHOTO/Frederic J. BROWN

Америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитети 26‏- июн күни қарар лайиһиси қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп беришии һәмдә мәдәнийәт, тил вә диний җәһәттә уйғурларға қаратқан бесимини тохтитишии керәкликини билдүрди.

Қарар, дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос әпәндиниң риясәтчиликидә қобул қилинған

26‏- Июн күни чүштин бурун саәт 10 да америка дөләт мәҗлисидә, дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос әпәндиниң риясәтчиликидә өткүзүлгән йиғинида қобул қилинған қарар лайиһисидә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханимниң, уйғурларниң кишилик һоқуқи вә уйғур хәлқиниң мәдәнийити, диний вә миллий кимликини қоғдаш үчүн елип бериватқан күришигә юқури баһа берилгән болуп, америка президенти җорҗ бушниң 5‏- июн күни чих җумһурийитиниң пайтәхти прага шәһиридә рабийә қадир ханим һәққидә қилған сөзлири алаһидә әскәртилди.

Қарарниң тәпсилати

Рабийә қадир ханим вә аилисиниң америка дөләт мәҗлисиниң нәзиридә алаһидә орунға игә икәнлики тәкитләнгән қарар лайиһисидә мундақ дейилгән: "хәлқарадики мәсулийәтчан вә олимпик тәнһәрикәт йиғиниға охшаш хәлқаралиқ бир мәрикигә саһипханлиқ қилишқа тәйярлиниватқан бир дөләтниң һәрикәтлири азсанлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини қоғдашни мәқсәт қилиши керәк. Йеқинда хитай хәлқ җумһурийитидики һөкүмәт даирилири болупму, шинҗаң уйғур аптоном райондики йәрлик әмәлдарлар тәрипидин уйғурлар ға қарита елип берилған һәрикәтләр кишилик һоқуқни очуқ-ашкара дәпсәндә қилидиған вә уйғурларниң миллий мәдәнийитини бастурудиған һәрикәтләрни өз ичигә алиду."

Хитай даирилириниң, хәлқара террорчилиққа қарши уруштин, уйғурлар үстидики диний вә сиясий бесимини техиму күчәйтиш үчүн пайдилиниватқанлиқи тәкитләнгән қарар лайиһисидә, "хитай һөкүмитиниң хитайниң ички өлкилиридики хитайларни шинҗаң уйғур аптоном райониға көчүшикә риғбәтләндүрүши, өз вәтинидә азасанлиққа чүшүп қилишни кәлтүрүп чиқарған вә өз миллий кимликини, мәдәнийитини вә динини қоғдашқа тиришиватқан уйғурлар үстидики бесими техиму күчәйтиветилгән," дейилгән.

Рабийә ханимниң әмгики, әҗри алаһидә тилға елинған

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң 1999‏- йили уйғур аптоном районини зиярәт қиливатқан америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән учришиш һарписида қолға елинғанлиқи алаһидә тилға елинған қарар лайиһисидә, хитай даирилириниң 2005- йили рабийә ханимни түрмидин қоюп бәргәндә, америкида уйғурларниң кишилик һоқуқи шундақла кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийити тоғрисида сөз вә әризләрни қилмаслиқи һәққидә агаһландурғанлиқи , лекин рабийә ханим америкиға кәлгәндин кейин, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитини қуруп, уйғур америка бирләшмиси вә мәркизи германийиниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң рәислик вәзиписигә сақланғанлиқи әскәртилгән.

Хитай һөкүмитиниң 2006‏- йили рабийә қадир ханимниң икки оғлини тутуп, уруп, қизини назарәт астиға алғанлиқини тәкитләнгән бу қарар лайиһисидә йәнә, хитай даирилириниң рабийә ханим аилисиниң вәтәндики мал-мүлкини йоқ қилиш үчүн рабийә ханимниң чоң оғли қаһар абдуреһимни 12500 доллар җәриманә төләшкә, алим абдуреһимни 7 йиллиқ қамақ җазаси вә 62,500 доллар җәриманә төләшкә һөкүм қилғанлиқи, абликим абдуреһимни түрмидә қаттиқ қйин-қистаққа елип, 2007‏- йили 17‏- април күни аммини һөкүмәткә қарши қутрутушқа урунған дегән җинайәт билән әйибләп тоққуз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи әскәртилгән.

Канада пуқраси һөсәйин җелилниң қоюп берилиши тәкитләнгән

Америка дөләт мәҗлисиниң уйғурлар һәққидики қарар лайиһисидә йәнә, "хитай әдлийә даирилири 2007‏- йили 19‏- април күни үрүмчидә канада пуқраси һөсәйин җелилни бөлгүнчи паалийәтләргә қатнашқан вә террорлуқ бир тәшкилатқа әза болған дәп , әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Гәрчә , һөсәйин җелил 2005‏- йили канада пуқралиқиға өткән болсиму, хитай даирилири һазирғичә униң канада пуқраси икәнликини инкар қилип, канада дипломатлириниң һөсәйин җелилни түрмидә зиярәт қилишиға рухсәт бәрмәйватиду"дейилгән.

Хитай һөкүмитигә қилинған мураҗәт

Қарар лайиһисиниң ахирида, америка дөләт мәҗлиси юқирида тилға елинғанларға асасән, хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң,төвәндики нуқтилар бойичә мәсилиләрни бир тәрәп қилиши қарар қилинған.

‏1 ‏- Хитай һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурларниң мәдәний вә дини һоқуқлирини етирап қилип, бу һоқуқларни капаләткә игә қилиши керәк.

2 - Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң түрмидики вә назарәт астидики пәрзәнтлирини дәрһал қоюп берип , рабийә ханим аилиси үстидики бесим вә тәһдитни бикар қилиши керәк .

3 - Хитай һөкүмити канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп берип, униң канададики аилисиниң йениға кетишигә рухсәт бериши керәк. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.