Уйғурлар мәсилиси японийә парламентида
2006.11.01
Д у қ ниң баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, 30 – өктәбир күни тәйвәндә чақирилған вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинини ахирлаштуруп, шу күни японийә парламенти вә нәшрият саһәсиниң тәклипи билән японийигә йетип келип, японийидики бир һәптилик зияритини башлиған.
30 – Өктәбир күни, токйодики һөкүмәт мәсуллири вә аммиви тәшкилат рәһбәрлири долқун әйса әпәндини күтүвелиш паалийити орунлаштуруп, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә дәсләпки қәдәмдә сөһбәтләр елип барған. 30 – Өктәбир күни йәнә, долқун әйса әпәнди вә хитай демократик һәрикитиниң вәкиллиридин бири болған вей җиңшиң әпәндиләр токйода японийә мәтбуат саһәсиниң зияритини қобул қилип, мухбирларниң шәрқий түркистан вә хитай мәсилилири һәққидә сориған соаллириға җавап бәргән.
Уйғурлар һәққидә мәлумат берилгән
Долқун әйса әпәндиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, 31 – өктәбир күни японийә парламентида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә мәхсус мәлумат бериш йиғини өткүзүлгән. Бу йиғинға японийә парламент әзалири, милләт вәкиллири вә японийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң вәкиллири һәмдә японийә телевизийә вә гезит – җорнал мухбирлиридин болуп, көплигән киши қатнашқан. Шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә мәлумат бериш йиғини ахирлашқандин кейин, японийидики мәшһур телевизийә қаналлири долқун әйса әпәндини мәхсус зиярәт қилип, уйғурлар мәсилиси һәққидә айрим - айрим соал – җавап сөһбити елип барған.
Долқун әйса әпәнди японийә парламентидики йиғин вә ахбарат саһәсиниң зиярәтлири җәрянида, шәрқий түркистанниң қисқичә тарихидин сават сөзләш билән биргә, шәрқий түркистандики инсан һәқлири вәзийитиниң омуми әһвали, атом бомбиси синиқи, тутқунлар мәсилиси вә хитайниң сиясий зулумлириниң һәрқайси саһәлири һәққидә тәпсили тохталған.
японийә һөкүмәт даирилири вә ахбарат саһәси, уйғурлар мәсилисиниң бу қәдәр мурәккәп вә еғир икәнликидин өзлириниң йетәрлик мәлумати йоқлиқини, уйғурлар мәсилисиниң һәқиқәтәнму җидди көңүл бөлүшкә тигишлик мәсилә икәнликини, өзлириниң уйғурлар тоғрисидики бу мәлуматлардин һәйран болуватқанлиқини, әгәр уйғурлар японийидә сиясий паалийәтләр билән шуғулланса, японийә һөкүмити, ахбарат саһәси вә аммиви тәшкилатләрниң мутләқ рәвиштә қизғин қоллишиға вә ярдимигә еришидиғанлиқини оттуриға қойған.
японийиликләр уйғурларға болған қизиқишини билдүргән
Уйғурларниң нөвәттики әһвалидин көп тәәҗҗүпләнгән японийә парламент хадимлири "уйғурлар японийидин нимә күтиду? биз силәргә нимә қилип берәләймиз" дегән соални ташлиған. Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әпәнди, уйғур миллий муҗадилисиниң еһтияҗини, шәрқий түркистан хәлқиниң ирадиси вә арзу – арманлирини билдүрүп, японийә һөкүметиниң қайси җәһәтләрдин ярдәм берәләйдиғанлиқини бир бирләп көрситип өткән.
Долқун әйса әпәндиниң японийә зияритиниң дәсләпки қәдимидә елип барға бу сиясий паалийәтлири вә нутуқлири, японийә мәтбуатлирида зор тәсир қозғиған.
Долқун әйса әпәндиниң японийә мәтбуатида ғулғула қозғиған бу зияритиниң орунлаштурулишиға күч чиқарған японийилик уйғуршунаслар ичидә, сиясий паалийәтчи, тәтқиқатчи вә язғучи наока ханимниң роли гәвдилик болған болуп, у японийә парламентидин тартип, сода саһәси вә аммиви тәшкилатларға қәдәр, уйғур мәсилисини аңлитиш пурсити яритип бәргән.
Долқун әйса әпәндиниң тәкитлишичә, японийә дөлити уйғур мәсилисигә нисбәтән бир етибарсиз қалған зимин болуп, юқири дәриҗилик һөкүмәттин тартип, аддий пуқраларғичә уйғурлар мәсилисигә интайин қизиқидикән. Әмма уйғур мәсилисини йетәрлик чүшәнмәйдикән японийә тупрақлирида уйғурларниң хитайға қарши сиясий паалийәтлирини қанат яйдурушниң наһайити кәң бир пурсити мәвҗуд икән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- японлуқ тәтқиқатчиниң уйғурларға тәклипи(2)
- японлуқ тәтқиқатчиниң уйғурларға тәклипи(1)
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса әнқәрәдә муһим учришишларни елип барди
- Шветсийидә зиярәттә боливатқан наоко ханим билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Ким тррорист?
- Хитайда иҗра қилинишқа башлиған йеңи "интернет қануни" уйғурларға техиму чоң тәһдит болғуси