Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
2007.04.25
Йеқинда үрүмчи шәһәрлик партком секритари ли җи қатарлиқ бир қисим хитай кадирлар, үрүмчи дөңкөврүк пиядиләр кочисини зиярәт қилип " бу җайда ислам түсини гәвдиләндүрүп, кәлгән саяһәтчиләр уйғурларниң нахша, усуллирини көрәләйдиған миллийчә алаһидиликни чиқириш керәк...." Дегәндәк сөзләрни қилғанлиқи тәңритағ тор бетидә хәвәр сүпитидә елан қилинди. Буниң билән, хитай даирилириниң дөңкөврүктә миллий алаһиликни гәвдиләндүрүштики мәқсәтлири һәмдә йеқинқи йиллардин буян дөңкөврүктики өзгиришләр уйғурларда қайтидин түрлүк инкасларни мәйданға кәлтүрмәктә.
Уйғурларниң ават базири- дөңкөврүк
Үрүмчиниң дөңкөврүк базири буниңдин йүз йиллар илгирила уйғур елидики типик миллий алаһидиликкә игә, доппичи - геләмчидин, сапалчиғичә, пичақчидин - зәргәргичә, қассаптин - бақалғичә, сатираштин - тиккүчигичә һәр түрлүк игилик һәм йәрлик малларни тапқили болидиған сода - сетиқ, йимәк - ичмәк һәтта бәзидә хәлқ сәнәткарлириниң карамәтлирини тамаша қилғили болидиған,мийзилиқ уйғурчә таамлардин мәззә қилғили болидиған, қайнам ташқинлиққа толған һәммигә бай базар иди.
Дөң көврүк өткән - кәчкән содигәр һәм саяһәтчиләргә тонушлуқ, һәр қандақ үрүмчигә кәлгән мусапирлар чоқум йоқлимай өтмәйдиған бир ават базар болса, йәрлик уйғурларға нисбәтән бу бир " тоху сүтидин башқа һәммә тепилидиған базар", үлпәтләр үчришидиған доқмуш, мусапирларниң бешини силайдиған сахавәтлик меһрибан бир макан йәни үрүмчиниң типик қайнақ һаят мәркизи һәм символи болуп кәлгән.
Дөңкөврүк базирила уйғур тиҗарәтчиләр топлашқан базар болупла қалмай, дөңкөврүк әтрапини чөридикән мәһәллиләр болса үрүмчидики уйғурлар әң көп топлишип олтурақлашқан, қоюқ миллий алаһидилигә өй һәм мәсчит вә дукан ашханилири маслишип һасил болған миллий олтурақ һәм асаслиқ паалийәт райони болған.
Үрүмчиниң статистилиқ мәлуматида көрситилишичә, -1982 йили дөңкөврүк базириниң шәрқтин ғәрбкичә игилигән мәйдани 6756 көп метир болуп 660 тин артуқ чоң - кичик уйғур дукандарларниң базарға салған маллириниң түри 1600 хилдин ашқан.
Дөң көврүктин дабазағичә...
365 Күн қайнақ һаят давамлишип кәлгән дөңкөврүктә бу хил һаят һазирму давамлишиватқан болсиму, дөң көврүк базириниң орниға -2001 йили хәлқара чоң базар намида бурунқидин көлими чоң қилип дукан сани көпәйтилип миллий услупта лайиһилинип қайта селинған базарүрүмчи кишилирила әмәс бурунқи дөң көврүкниң һаятиға чөмүп баққан һәр қандақ киши үчүнму бурунқи дөңкөврүкниң әслидики қизғинлиқ һәм иллиқлиқини тапқили болмайдиған бир җайға айланған.
Дөңкөврүк базирила әмәс униң әтрапидики мәһәлилиләрму шу баһанидә бузулуп қайтидин ясалди бу җәряндики өзгиришләрни сүрәтлик архиплардинму көрүвилиш тәс әмәс. Шинхуа агентлиқиниң тор бетидә 2005 - йили 31-авғуст " үрүмчи дөң көврүккә җуңго пуриқиға игә сода кочиси дәп нам берилди" дегән бир хәвәр берилди.
Хитай даирилири -2001йили үрүмчи җәнубий азатлиқ йоли -37 номурға җайлашқан әслидики дөң көврүк базирини шинҗаң образ қурулуши пиланиға киргүзүп бузуп қайта ясиши билән дуканниң баһалири үстүн болушқа охшаш сәвәбләрдин, әслидики ушшақ тиҗарәтчи уйғурларниң көп сандикилири чоң базардин дуканға игә болалмиған нәтиҗидә уларниң орнини көплигән хитай содигәрләр игиләшкә башлиған.
Һазир бу җайниң миллий алаһидилики, әслидики қизғинлиқи йоқапла қалмай әслидики атилишиму барғанчә уйғурлардин йирақлашмақта икән йәни кишиләр һазир бу базарни дөңкөврүк әмәс, ар - давчавму әмәс, һәтта хәлқара чоң базар дигән уйғурчә йеңи атилишиму әмәс бәлки дабаза дәп аташ омумлишишқа башлиған. Бәзи уйғурлар узаққа қалмай дөң көврүкниң җисмила әмәс исминиңму йүтүп кетишидин әндишә түймақта икән.
Дөң көврүктики миллий алаһидилик нәгә кәтти?
Тәңритағ тор бетидә -24 април хәвәр берилишичә, үрүмчи - санҗи шәһәрлири партком секритари ли җи -22 април үрүмчиниң шәһәр қияпитини көздин кәчүрүш җәрянида дөңкөврүктики пиядиләр кочисиға кәлгәндә " дөңкөврүк пиядиләр кочисида ислам түси гәвдилиниши, шинҗаң мәдәнийити намаян қилиниши керәк. Бу йәргә кәлгән саяһәтчиләр уйғурларниң усулини көрәләйдиған, нахша музикилирини аңлиялайдиған болуши керәк " дегән. У йәнә, ислам түсини гәвдиләндүрүш керәк дегән гәплиригә зит һалда йәнә бу кочиға һәйкәл қоюш керәк,миллий алаһидилик гәвдиләндүрүлүши керәк дегәнгә охшаш пикирләрни қилған.
Үрүмчи партком секритариниң бу баянлири уйғур тор бәтлиридә мәхсус темиларда мулаһизә һәм пикирләрни мәйданға кәлтүрди. Бәзиләр "бу һөкүмәт даирилириниң дөңкөврүкни дабаза қилип өзгәрткәндин кейин әслидики бар болған миллий һәм диний алаһидиликләрни йоқатқанлиқини иқрар қилғанлиқи" дәп баһа бәрсә, бәзиләр "бу бир бимәнә шәкилвазлиқ,хитай һөкүмити кәлгән чәтәлликләргә уйғурларниң әһвалини хата тәшвиқ қилидиған җай қилмақчи" дисә, йәнә бәзиләр, усул ойнап, нахша ейтидиған уйғур болғини билән дабазадин мәнпәәт еливатқан- һозурлиниватқанларниң қанчиси уйғур ?"дегәндәк мәналиқ соалларни оттуриға қоймақта.
Дөңкөврүк һәққидики параңлар нөвәттә чәтәлләрдики уйғурлар арисидиму қизғин ғулғула пәйда қилмақта. Бу һәқтә биз 1980 - йилларда дөңкөврүк базириниң қайта гүллинишидә алаһидә рол ойниған игилик тиклигүчи, нөвәттә америкида яшаватқан, уйғурларниң мәнивий аниси, рабийә қадир, дөңкөврүктики миллий иқтисади игиликниң бузғунчилиқа учришидин интайин әпсуслинидиғанлиқини бүлдүрди. (Гүлчәһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи қурулуши башланди
- Қазақистан билән уйғур ели оттурисида үчинчи чегра базири ечилмақчи
- Үрүмчи "хәлқаралиқ шәһәр" болудиғанға қанчилик йирақта
- Уйғур аптоном райониниң 2005 - йилдики ташқий сода соммиси 8 милярд доллар
- Һиндистан вә хитай қәдимий йипәк йолида қайта сода башлаш пиланини кечиктүрди
- Үрүмчи сода йәрмәнкисидә 118 түрлүк сода келишими түзүлди
- Һейтгаһ чоң базириға пакистан сода кочиси селинди
- Уйғур елидә йәр вә қезилма байлиқлар сода мәркизи қурулди
- Уйғур аптоном районида 2 - чоң чегра сода райони ечилди
- Уйғур аптоном райони һөкүмити бейҗиңда үрүмчи йәрмәнкисиниң ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Хитай нефит ширкәтлири канадада һәрикәтләнмәктә