Мухбиримизниң дуңҗудики нәқ мәйдан тәкшүрүшидин мәлуматлар


2005.12.21
dongzhou-yanxiuli--200.jpg

6 ‏- Декабир күни хитайниң гуаңдуң өлкиси шәнвей шәһири дуңҗу кәнтидә електир истансиси қуруш пилани, дуңҗу кәнт аһалисиниң күчлүк наразилиқини кәлтүрүп чиқирип, кәнт аһалисиниң зор көләмлик намайиш қозғишиға сәвәб болди.

Хитай һөкүмити бу намайишни бастуруш үчүн, қораллиқ һәрикәт елип барди, хитай мәтбуатлири қораллиқ бастурушта пәқәт 3 адәмниң өлгәнликини вә 3 адәмниң қолға елинғанлиқини хәвәр қилған болуп, әмма кәнт аһалиси аз дегәндә 9 адәмниң қолға елинғанлиқини, 30 әтрапида кишиниң өлгәнликини билдүрмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, бу вәқә хитай бихәтәрлик қисимлириниң 1989 ‏- йили тйәнәнмен мәйданида елип барған бастуруш һәрикитидин кейин, хитай ичидә елип барған әң қанлиқ бастуруш һәрикити һесаблинидикән.

Дуңҗу кәнти қаттиқ қамал қилинған

Дуңҗу кәнтидә йүз бәргән вәқәдин толуқ мәлумат елиш үчүн, истансимизниң хоңкоңда турушлуқ мухбири лин ди нәқ мәйданға берип әһвал игилиди.

Мухбиримиз лин диниң ейтип беришичә, доңҗу кәнти пүтүнләй қамал қилинған болуп, кәнт ичидин сиртқа чиқиш яки кәнткә кириш интайин қейин болуп, сақчиларниң қаттиқ тәкшүрүшидин өткәндә андин кәнткә киришкә вә кәнттин чиқишқа рухсәт берилидикән.

Кәнткә кириши биләнла мухбиримиз лин диниң көзигә чилиққини кәнтниң мәркизигә җайлашқан от електир истансиси болуп, өткән йили 11 - айниң 26 ‏- күни биринчи басқучлуқ қурулушниң ечилиш мурасими өткүзүлгән, бу йил 10 ‏- айниң башлири кәнт аһалиси өзлиригә берилгән төләм шәртигә қайил болмай, наразилиқ билдүргәнлики үчүн, мәзкур қурулуш тохтутуп қоюлған.

Бирақ дуңҗу кәнтидики үч кишиниң истансимиз мухбири лин диға ейтип беришичә, 6 ‏- декабир намайиш қораллиқ бастурулғандин кейин, електир истансиси йәнә қайта иш башлиған, оттура яшлиқ бир кәнт аһалисиниң билдүрүшичә, електир истансиси деһқанчилиқ мәйданлирини игиливилипла қалмастин бәлки кәнтниң белиқчилиқ ишлириғиму еғир тәсир көрсәткән. Хәлқниң налиси

Бу киши мухбимизға көзидин яш төкүп туруп: " сиз ейтип беқиңа, биз йәргә вә суға тайинип тирикчилик қилимиз, әгәр йеримиз тартивилинса, сүйимиз булғанса бизниң һаят қелишимизниң нимә әһмийити" дегән. Йәнә бир киши мухбирға " қураллиқ бастурушта өлгән адәм сани үч әмәс бәлки 20 дин ашиду, қолға елинғанлар саниму мәтбуатларда дейилгинидәк 3 болмаситин бәлки униңдин артуқ, көздин яш аққузудиған бомба етилғандин кейин нурғун намайишчилар қечип китәлмиди, улар оққа тутулди яки тутуп китилди " дәп инкас қилди.

Дуңҗу кәнтиниң нопуси 30 миңдин артуқ болуп, униң әтрапидики бир қанчә кәнтниң аһалисини қошуп һесаблиниғанда омумий нопус 110 миңдин ашидикән, әгәр от електир истансиси давамлиқ ток ишләп чиқарса, әтраптики районларниң деһқанчилиқ вә белиқчилиқ ишлириға тәсир йәткүзүп, деһқанчилиқ вә белиқчилиқ билән кирим қиливатқан аһалиниң турмушиға еғир қейинчилиқларни елип келиши мүқәррәр, буни тонуп йәткән хәлқ, мәзкүр електир истансисиниң қурулушиға наразилиқ билдүргән.

Мухбиримиз лин диниң көргән аңлиғанлири

Мухбиримиз лин ди өз көзи билән көргән дуңҗу кәнтидики җиддийликни тәсвирләп мундақ дәйду:

" Кәнткә киргинимдә дәсләп, дөләтниң бихәтәрликигә, һөкүмәтни һимайә қилишқа аит еланлар вә чарлаш елип бериватқан қораллиқ әскәр вә сақчилар көзүмгә челиқти" .

Лин ди йәнә бивастә кәнт аһалисидин игилигән мәлуматлири һәққидә тохтилип мундақ дәйду:

"Гәрчә вәқә йүз берип 10 нәччә күн өткән болсиму, сақчилар йәнила кәнт ичидә чарлаш елип бериватқан болуп, җинайитини қобул қилип өзини мәлум қилғанлар һәмдә намайишниң қозғилишиға йетәкчилик қилғучилар вә қайта қалаймиқанчилиқ чиқириш үчүн кәнт аһалисини қутратқучиларни паш қилғанлар көп пул билән мукапатлинидикән, паш қилғучиларниң салаһийити мәхпий тутулидикән, һөкүмәтниң бу һәқтики уқтурушлири коча - кочиларға чапланған".

Һөкүмәт йәнә, дуңҗу кәнтигә сирттин мухбир киришни қәтий чәклигән болуп, истансимиз мухбири лин ди өзиниң мухбирлиқ салаһийитини ашкарилимаслиққа мәҗбур болған. Лин диниң билдүрүшичә, дуңҗу шәһиридә хоңкоңлуқ тиҗарәтчиләр вә туғқан йоқлаш үчүн кәлгән хоңкоңлуқлар хели көп болғанлиқи үчүн, сақчилар униңдин гуман қилмиған, әмма кәнт аһалисидин бәш - алтә киши лин диға " сиз сирттин бу ишни игиләш үчүн келипсиз " дәп бәзилири униңдин қачқан, йәнә бәзилири сақчилар сезип қалмисун, бизниң бу йәрдики әһвалларниң сиртқа тарқилип кетиши қаттиқ контрол қилиниватиду, торханиларму тақалди, сиз қайтип кәткәндин кейин бизниң әһвалимиз һәққидә көпрәк сөзләп қоюң, бизчә һәтта мәркәздики рәһбәрләрму бизниң ишимиздин хәвәр тапмиған болуши мумкин, бәзи кишиләрниң ейтишичә, бизниң ишимиз пәқәт мушу йәрдила бесиқтурулуветипту" дегән.

Гәрчә дуңҗуда йүз бәргән намайишниң қораллиқ бастурулуши кишиләрниң диққитини қозғиған муһим вәқәләрдин бири һесаблансиму, бирақ вәқә йүз бәргән бу җайдин 20 километир йирақлиқтики шәнвей шәһиридә лин ди билән сөзләшкән 7 ‏- 8 кишидин көпинчисиниң зади немә иш йүз бәргәнлики һәққидә хәвири йоқ икән, бәзилири һәтта лин дидин " деһқанлар башлиқларни тутувилип өлтүрвәтти дәйдиғу бу растму ? дәп сориған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.