Хитай вә уйғур елидә келишим баһалиқ дохтурханилар йолға қоюлмақта
2006.01.30
Йеқинда хитайда ечилған 2006 - йиллиқ мәмликәтлик сәһийә хизмити йиғинида, хитай сәһийә министирлиқиниң башлиқи гав чяң " хитайдики һөкүмәткә қарайдиған һәрқайси дохтурханилар чоқум бимарларниң мәнпәәтини биринчи орунға қоюши керәк, болупму кесили еғир болған бимарлар үчүн, алди билән бимарни қутқузуп, андин һесабат қилиш принсипида чиң туруш керәк " дәп көрсәткән. У сөзидә йәнә "һазирдин башлап, мәмликәтниң һәр қайси җайлирида келишим баһалиқ дохтурхана вә келишим баһалиқ дорихана селиниши керәк, шундақ қилғандила кирими төвән болған бимарларниң дохтурға көрүнүш вә давалиниш мәсилисини һәл қилғили болиду " дәп билдүргән.
Намратларни қутқузуш дохтурханиси
Мунасивәтлик материялларға қариғанда, уйғур елидә бу хил келишим дохтурханидин иккиси болуп, иккилиси үрүмчи шәһиригә җайлашқан икән һәмдә кишиләр бундақ дохтурханини "намратларни қутқузуш дохтурханиси" дәп атайдикән.
Биз уйғур елидики келишим баһалиқ дохтурханиларниң йәни намратларни қутқузуш дохтурханилириниң әһвалини игиләш үчүн, үрүмчи шәһәрлик биринчи келишим дохтурханисиға телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған мәлум бир дохтурхана хадиминиң билдүрүшичә, мәзкур дохтурхана 2004 - йили қурулған болуп, кирими төвән болған вә давалиниш суғуртисиға игә болғанлар үчүн ечилған икән.
Дохтурханилар вәзиписини иҗра қилмиди
Хитай яшлар гезитидә елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, хитай сәһийә министирлиқиниң баянатчиси йеқинда "әслидә һөкүмәт дохтурханилириниң өзи келишим дохтурханиниң ролини ойниши керәк иди. Лекин һазир һөкүмәт дохтурханилири өз вәзиписини һәқиқий иҗра қилмиди. Шуңа сәһийә министирлиқи келишим дохтурхана қуруш арқилиқ, кирими төвән болған кишиләрниң дохтурға көрүнүш вә давалиниш мәсилисини һәл қилишни мәқсәт қилған" дәп көрсәтти.
Мәзкур баянатчи сөзидә йәнә " келишим дохтурханиларда давалиниш һәққи төвән болғини билән, сүпити юқири болуши керәк һәмдә давалаш техникиси капаләткә игә болуши керәк. Йәрлик һөкүмәт келишим дохтурханилирини селишта, алди билән көчмәнләрниң болупму шәһәрләргә кирип мәдикарлиқ қиливатқан деһқанларниң еһтияҗини көздә тутуши керәк " дәп билдүргән.
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, келишим дохтурханини қурушта, асасән йәрлик һөкүмәт мәбләғ селиши керәк икән. Лекин қанчилик мәбләғ селиш һәққидә, мәмликәт ичидә та һазирғичә техи бир ортақ өлчәм болмиған.
Нурғун қийинчилиқлар мәвҗут
Зияритимизни қобул қилған аптоном районлуқ биринчи келишим дохтурханисида ишләйдиған бир хизмәтчи хадим дохтурхана қурулғандин буян, һөкүмәтниң мәзкур дохтурханиға дәп аҗратқан пулиниң давамлиқ кечикип, вақтида йәткүзүп берилмәйдиғанлиқини һәмдә бу хил сәвәб түпәйлидин, дохтурхана өз шараитини яхшилашта нурғун қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини мәлум қилди.
Көплигән анализчиларниң көрситишичә, гәрчә хитай һөкүмити келишим баһалиқ дохтурхана селиш пиланини оттуриға қойған болсиму, буни изчил һалда давамлаштуралиши йәнила натайин икән. Чүнки һазирқи әң муһим мәсилә йәнила мәбләғ мәсилиси болуп, әгәр һөкүмәт бу хил дохтурханиға зор дәриҗидә мәбләғ йәткүзүп бәрмисә, дохтурхана тақилип қелиши мумкин икән. (Меһрибан)