Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди


2006.07.14

Германийидики һәптилик мәшһур сиясий жорнал "әйнәк" ниң 7 - айниң 10 - күнидики санида "дозахқа қечиш" намлиқ бир әсәр елан қилинди.

Әсәрниң аптори журналист хавке гос әпәнди болуп, бу униң уйғурлар һәққидә язған тунҗи әсири әмәс. Хавке гос әпәнди илгири мәзкур журналға "буржуа инқилабчи" намлиқ әсири билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни тонуштурған иди. Униң уйғурлар мәсилисини асаси тема қилған әсәрлири барғансери көпәймәктә.

"Дозахқа қечиш" намлиқ бу әсәрдә, гуантанамодики тутқунлуқ һаятини ахирлаштуруп, албанийигә йәрләшкән абабәкри қасим қатарлиқ бәш нәпәр уйғурниң һаят сәргүзәштилири мәзмун қилинған. Уларниң хитай зулумидин қечип мәркизи асия җумһурийәтлиригә чиққанлиқи вә бу йәрдин афғанистанға қандақ кирип қалғанлиқи, немә сәвәбләрдин америка армийисигә әсиргә чүшүп қалғанлиқи тәпсили чүшәндүрүлгән. Бу бәш нәпәр уйғурниң гуантанамодики тутқунлуқ һаятида бешидин өткүзгән күлпәтлири билән биргә, һазирқи арзу - истәклириму баян қилинған.

Мәзкур әсәр қаримаққа бәш нәпәр уйғурниң сәргүзәштисини баян қилғандәк туюлсиму, униңда наһайити муһим болған бир қанчә мәсилә йорутуп берилгән. Мәсилән: бу уйғурларниң 1997 - йили йүз бәргән "5 - феврал ғулҗа вәқәси" гә қатнашқанлиқи. Бу вәқәниң немә сәвәбтин йүз бәргәнлики. Нөлдин төвән 20 градус соғуқта хитай даирилириниң намайишчиларға су чечип, аз дегәндә 10 адәмниң өлүшигә вә 196 адәмниң мейип болушиға сәвәбчи болғанлиқи, уларниң шуниңдин кейинки һаятиниң қачқунлуқ тәқдиригә мәһкум қилинғанлиқи қатарлиқ узун бир тарихи сәргүзәштә изаһланған. Шундақла, уларниң хитай һөкүмити ейтқандәк, һәрқандақ шәкилдики террорлуқ билән алақисиниң болмиғанлиқи, уйғурларниң хитайдин башқа дүшмини йоқлуқи, уйғурларниң бирдин бир мәқсити, 1949 - йили хитай коммунистлириға тартқузуп қойған игилик һоқуқини әслигә кәлтүрүштин ибарәт икәнлики шәрһиләнгән.

Германийә һөкүмитиниң бу уйғурларни қобул қилишта сәлбий муамилидә болғанлиқини әйиблигән. "Германийә өзиниң сода шерикиниң чишиға тегип қоюштин әнсириди" дейиш арқилиқ, германийә һөкүмитиниң инсан һәқлири мәсилисигә сәл қариғанлиқиға наразилиқ билдүргән. яврупа шәрқий түркистан бирликиниң баш катипи әркин зунун әпәнди: "биз гуантанамодики қалған уйғурларниң германийә тәқсим қилинишини үмид қилимиз" деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.